Хитайдики ичкий әзалар содиси давамлиқ диққәт нуқтисида болмақта

Мухбиримиз әзиз
2021.01.19
Хитайдики ичкий әзалар содиси давамлиқ диққәт нуқтисида болмақта 2020-Йили 15-декабирда “ички әзалар содисини тохтитиш қанун лайиһиси” ни тонуштурған америка дөләт мәҗлиси әзалиридин там каттин (солда), кристофер симис (оттурида) вә там свази (оңда) әпәндиләр.
Social Media

Хитайда узундин буян давам қиливатқан адәм ичкий әзалири содиси йеқиндин буян америка вә әнглийә һөкүмәтлириниң зор диққитини қозғаватқан зор темилардин болуп қалди. Болупму бу хил қәбиһ содиниң изчил мәвҗут болуватқанлиқи һәмдә униң барғансери зор көләм еливатқанлиқи техиму көп кишиләрниң диққитини бу мәсилигә җәлп қилди.

“земистан” журнилиниң 19-январ саниға бесилған бу һәқтики обзорда ейтилишичә, хитай компартийәси пәрдә арқисида қоманданлиқ қиливатқан ичкий әзалар содиси нөвәттә әң қорқунчлуқ сәвийигә йәткән. Дәл мушу хил реаллиқни көздә тутуп америка дөләт мәҗлиси әзалиридин там каттин, кристофер симис, там свази қатарлиқлар 2020-йили 15-декабирда “ички әзалар содисини тохтитиш қанун лайиһәси” ни тонуштурған. Бу ичкий әзалар содисини чәкләштики тарихий бир қәдәм болуш сүпити билән бу хил қәбиһлик һәққидә дәргуманда яки иккилиништә болуватқанларға очуқ җаваб болған. Шундақла техиму көп һөкүмәтләрни бу сәпкә қошулушқа чақириш ролини ойниған.

Буниңға мас һалда әнглийә парламентиниң юқури палатасиму 2021-йили 12-январ күни лорд киңс хес тонуштурған “дора вә тиббий үскүниләр қануни: 13-түзитиш” ни мақуллиди. Бу йеңи қанун бойичә адәм организимлири билән бағлинишлиқ болған һәрқандақ тоқулма яки һөҗәйрини ишлитиш мәний қилинди. Лорд хес бу һәқтә сөз қилип: “бу һал заманиви қуллар әмгики билән бағлинишлиқ болған әнглийә тәминат зәнҗиригә берип четилиду. Чүнки һазир һәммимиз бу җинайәтләргә шерик болуватимиз” дегән.

Түрлүк учур йоллири хитайдики ичкий әзалар содисида түрмиләргә қамалған виҗдан мәһбуслириниң қурбанлиқ қилиниватқанлиқини көрситиватқан болуп, йеқинқи мәзгилләрдә милйонлап лагерларға қамалған уйғурларниң буниңдики йеңи нишан болуватқанлиқи оттуриға чиққан иди. Ғәрп дунясидики әң тәсиргә игә икки чоң дөләтниң бу қәбиһликни чәкләш мәсилисини бу қәдәр юқури сәвийигә елип чиққанлиқи сәвәблик бу мәсилидә йеңи илгириләшниң болуши җиддий тәхмин қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.