Әнқәрәдики икки җумһурийәтни хатирләш йиғинида уйғурлар тоғрилиқ үч мәсилә тәкитләнди
2020.11.15
Д у қ ниң тәшәббуси билән бүгүн дуняниң һәрқайси дөләтлиридики уйғур тәшкилатлири вә җамаити охшаш болмиған шәкилләрдә 1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийәти қурулғанлиқиниң 87 йиллиқини, 1944-йиллири қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 76 йиллиқинихатириләш мурасими өткүзмәктә. Д у қ, уйғур һәрикити тәшкилати вә уйғур академийәси бирликтә түркийәниң пайтәхти әнқәрә шәһиридики грәән парк меһманханисида мухбирларни күтивелиш йиғини чақирди. Йиғин шу йәр вақти әтигән саәт 10:00 да башланди. Йиғинда алди билән “шәрқий түркистан истиқлал марши” билән түркийәниң дөләт марши оқулди.
Андин уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рушән аббас ханим, уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қарахан әпәнди, д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди, д у қ ниң баш тәптиши аблеиким идрис әпәндиләр ечилиш сөзи сөзлиди.
Йиғинниң кейинки давамида уйғур академийәсиниң баш катипи доктур фәрһат қурбан тәңритағли әпәнди мәтбуат баянатини оқуди. У баянатта уйғурлар тоғрисида 3 мәсилини тәкитләйдиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “бүгүн 12-ноябир күни, 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 87 йиллиқи, 1944-йили ғулҗада қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 76 йиллиқ хатирә күнидур. Худайим бизгә йәнә бир мустәқил шәрқий түркистан җумһурийәти қурушимизни нисип қилсун. Бүгүнки мәтбуат йиғинида түрк җамаәтчилики шәрқий түркистан һәққидә билишкә тегишлик 3 мәсилини оттуриға қоймақчимиз: биринчиси, шәрқий түркистан хитай тәрипидин бесивелинған уйғур түрклириниң земинидур. 1884-Йилида манҗу империйәси бу тупрақларни бесивалғандин кейин ‛шинҗаң‚ нами берилгән. Иккинчиси, шәрқий түркистан дәваси миллий һәқ-һоқуқ вә әркинлик дәвасидур. Үчинчиси, хитай ‛йеңи йипәк йоли‚ қурулушиниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Хитай 2010-йили дунядики иккинчи иқтисадий күч болғандин кейин, кеңәймичилик сияситигә күчәйтти. Бу сәвәптин хитай шәрқий түркистанда инсан қелипидин чиққан сиясәт йүргүзмәктә.”
Фәрһат қурбан тәңритағли баянатида түрк һөкүмити вә түрк җамаәтчиликини уйғурларға игә чиқишқа, ахбарат органлирини уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитигә игә чиқишқа чақирди.
Йиғинда сөз қилған доктор әркин әкрәм әпәнди 1944-йили ғулҗада шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуши вә униң йоқ қилиниши тоғрисида сөз қилди. У шу дәврдики ташқий күчләрниң бу җумһурийәтниң қурулушидин йиқилишиғичә болған җәрянда қандақ рол ойниғанлиқи тоғрисида тохталди.