1936-Йиллиқ берлин язлиқ олимпик мусабиқиси билән 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисидики охшашлиқлар

Мухбиримиз нуриман
2022.02.04
londonda-olimpik-qarshi-namayish-2.jpg Лондондики пикадил мәйданида өткүзүлгән зор көләмлик намайишта намйишһилар хәлқара олимпик комитети (иоч) ниң рәиси томас бач билән хитай рәиси ши җинпиң образини яратқан. 2022-Йили 3-феврал, әнглийә.
Photo: RFA

Тарихтики әң чоң талаш-тартишқа, нурғун демократик дөләтләрниң дипломатик байқут қилишиға учриған 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси бүгүн йәни, 4-феврал күни башланди.

Көзәткүчиләр, натсистлар германийәсиниңму 1936-йилидики берлин язлиқ олимпик мусабиқисини өткүзүштә нурғун дөләтләрниң қарши турушиға учриғанлиқи, әмма ахирида йәнила олимпик мусабиқисиниң өткүзүлгәнликини әскәртмәктә. Бу йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниму хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қаритилған җинайәтлири сәвәблик америка, әнглийә, явропа иттипақи, канада, австиралийә, йеңи зеландийә, японийә, данийә, литва, естонийә, латвийә, шиветсийә вә голландийә қатарлиқ дөләтләр дипломатик байқут қилинғаниди, әмма хитай йәнила бу йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханлиқ қилмақта.

Мутәхәссисиләр, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини 1936-йили берлинда өткүзүлгән язлиқ олимпик мусабиқисиниң қайта тәкрарлиниши, дәп қаримақта. “күндилик почта гезити” ниң хәвиригә қариғанда, мутәхәссисләр “адолф гитлер өзиниң мустәбит һакимийитини қанунлаштурушқа моһтаҗ болғанда, дуняниң нәзәрини олимпик мусабиқисигә қаратқан. Нөвәттики хитай һөкүмитиниң мустәбит һөкүмрани ши җинпиңму шундақ қилмақчи болуватиду,” дегәнләрни оттуриға қойған.

Америкадики “дуня йәһудий көзитиш тәшкилати” ниң иҗраийә мудири серина оберстейн ханим радийомизниң зияритини қобул қилип, уйғурларға қирғинчилиқ йүргүзүватқан бейҗиң һөкүмитиниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилишиниң, йәһудийларға қирғинчилиқ йүргүзгән натсистлар германийәсиниң 1936-йилидики олимпикқа саһибханилиқ қилғанлиқи билән охшаш икәнликини тәкитлиди.

У йәнә мундақ деди: “хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини ениқла өзиниң хәлқарадики орнини күчләндүрүш вә уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқни йошуруш үчүн қоллиниватиду. Америка башчилиқидики демократик дөләтләр хитайниң бастуруш қилмишлириниң ирқий қирғинчлиқ икәнликни елан қилди вә биз һәммимиз хитайниң немә қиливатқанлиқини обдан билимиз. Натсистлар германийәси билән хитай коммунист һакимийитини силиштурсақ, биз ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқанлиқини олимпик өткүзүлүштин бурун билдуқ, вә буниңдин кейинму немә болидиқини ениқ билимиз. Дуняниң көзи алдида йүз бериватқан уйғурларниң чачлири чүшүрүлгән, пут-қоллири кишәнләнгән, көзлири теңилған һалда лагерларға соланғанлиқи, системилиқ һалда йүргүзүлүватқан бастуруш вә балиларниң ата-анилиридин тартивелиниши, йәһудий җамаитигә толиму тонушлуқ. Йәһудий болуш сүпитимиз билән хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқини тохтитиш үчүн аваз чиқириш, уларни қоғдаш үчүн һәрикәт қилиш, бизниң вәзипимиз, шундақла инсаний бурчимиз вә мәсулийитимиздур.”

Серина оберстейн ханим бейҗиң билән берлинни селиштуруп, 1930-йилларниң башлиридин башланған һитлерниң фашисттик һакимийитиниң йәһудийлар топиға болған өчмәнлик муамилисиниң барғансери әвҗигә көтүрүлгәнликини, һитлерниң фашистик һакимийитиниң күчийишигә әгишип, хәлқара җәмийәтниң бесими вә қарши инкаслириниңму аҗизлап маңғанлиқини, шундақла хәлқара җәмийәтниң 1936-йили берлин олимпик мусабиқисиниң өткүзүлүшини тосуп қалалмиғанлиқини әскәртип өтти.

Мутухәссиләр йәнә хитайни “рәзил һакимийәт” дәп аташниң хитайниң мустәбитликини тәсвирләшкә йәтмәйдиғанлиқини, натсистлар германийәсигә охшаш хитайни “фашист һакимийәт” дәп аташиниң мувапиқ болидиғанлиқини тәкитләшмәктә.

“мукәммәл сақчи дөлити” намлиқ китабиниң аптори, реҗим астидики дөләт вә районларни тәкшүрүш обйекти қилған сиясий анализчи җеффрей кәйн әпәнди бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди. У бу һәқтә мундақ деди: “хитай компартийәси рәһбәрликидики хитай һөкүмитиниң йөнилиши ‛сотсиялизм‚ дин бәкрәк ‛фашизим‚ билән охшаш. Шуңа хитай һөкүмитини ‛фашист һакимийәт‚ дәп аташ лазим.”

У йәнә мундақ деди: “нурғунлиған кишиләр хитай һакимийитиниң дуняға болған хәтирини көрмәскә вә аңлимасқа селиватиду. Мән әң диққәт қилған бир нуқта шуки, биз тоғра болған һәқиқәтниң йенида турушни әмәс, бәлки күнсери күчийиватқан фашисттик бир күч билән һәмкарлишишни таллаватимиз.”

Җеффрей кәйн әпәнди ейтқандәк, хәлқара ахбарат вастилиридики олимпик мусабиқиси һәққидә йезилған мақалиләрдә, хитай рәһбири ши җинпиң дуняға “биз һазир дунядики әң чоң күчләрниң бири” дәп сигнал бәрмәкчи болғанлиқи алаһидә әскәртилгән.

Серина оберстейн ханим ахирида йәнә мундақ деди: “әслидә ‛қайта тәкрарланмайду‚ дегән сөз әмәлийлишиши керәк иди. Биз йәһудий җамаити арисида даим бизниң бешимизға кәлгән қорқунчлуқ трагедийәниң башқиларниң бешиға кәлмәслики үчүн қолимиздин келишичә күчәйдиғанлиқимзни дейишимиз. ‛қайта тәкрарланмайду‚ сөзи пәқәт хәштәгләрдила қалса болмайду. Биз чоқум әмәлий бир һәрикәткә өтүп, хитай һакимийитиниң җавабкарлиқини сүрүштә қилишимиз, бу мәсилигә һәтта шәхс сүпитимиздә арилишишимиз керәк, мәсилән, ирқий қирғинчилиққа янтаяқ болуватқан ширкәтләрниң маллирини алмаслиқимиз керәк.”

Мәлум болушичә, хитайда өткүзүлүватқан олимпик мусабиқисини қоллиған ширкәтләрни байқут қилиш долқуни хили бурун қозғалған болсиму, бир қисим ширкәтләр йәнила хитайни қоллашни давамлаштурмақчтикән.

Җеффрей кәйн әпәнди ахирида мундақ деди: “әгәр сиз олимпик мусабиқисини көрүшкә барған болсиңиз, сизни хитайлар әлвәттә яхши тамақлар вә қизғин муамилә билән күтиду. Сиз пәқәтла хитай сизниң көрүшиңиз үчүн алдин тәйярлап қойған сәһниләрнила көрисиз. Әлвәттә уйғур қирғинчилиқини, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көрәлмәйсиз. Бу дәл 1936-йили натсистлар германийәсиниң қолланған усули. Бизниң нөвәттә йүзлиниватқан әң қорқунучлуқ тирагедийәмиз шуки, биз тарихтики ашу тирагедийәни қайта яшаватимиз вә охшаш хаталиқни қайта өткүзүватимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.