Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети хитай һөкүмитини илһам тохтини қоюп беришкә чақирди
2022.01.14
14-январ күни америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитетиниң қош рәиси йәни кеңәш палата әзаси җеф мерклей вә җеймис мекговерн баянат елан қилип, хитай һөкүмитини муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтини қоюп беришкә чақирди.
Баянатта мундақ дейилгән: “биз хитай әмәлдарлирини илһам тохтини түрмидин қоюп беришкә вә уларниң шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрни халиғанчә кәң көләмдә тутуп туруш вә бастуруш һәрикитини ахирлаштурушқа чақиримиз”.
Баянатта йәнә илһам тохти қатарлиқ уйғур зиялийлириниң адаләтсизләрчә түрмиләргә ташлиниши вә районда давамлишиватқан лагерларға қамаш һәрикити әйибләнгән.
Баянатта бу һәқтә мундақ дейилгән: “илһам тохтиниң тутуп турулуши вә башта тилға елинған түрмигә ташлаш һәрикити 2-дуня урушидин буянқи аз санлиқ милләт вә диний аз санлиқларниң кәң көләмлик лагерларға ташлиниши болуп һесаблиниду. Илһам тохтиниң бирдинбир җинайити болса, һакимийәткә қарши һәқиқәтни сөзлигәнлики вә езилгән хәлқниң кишилик һоқуқлирини тәшәббус қилғанлиқи. Бу сәвәбтин даириләр уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди”.
Хитайниң бейҗиң мәркизи милләтләр университетниң иқтисад пәнлири дотсенти илһам тохти хитай һөкүмитиниң асарити астидики уйғурлар учраватқан баравәрсизликни дуняға аңлитип, уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилғанлиқи үчүн хитайда тутқун қилинип түрмигә ташланған вә хәлқарада тонулған уйғур зиялийсидур.
Илһам тохти 2014-йили 15-январ күни бейҗиңдики өйидин тутқун қилинип, шу йили 9-айниң 22-күни униңға “миллий қутратқулуқ вә дөләтни парчилаш” җинайити артилип, үрүмчидә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.
Илһам тохти тутқун қилинған 8 йилдин буян хәлқарада илһам тохтини қоюп бериш һәрикәтлири үзлүксиз давамлашмақта. 2014-Йилдин буян, илһам тохтиға хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ мукапатлиридин “барбара голдсимис әркинлик вә йезиш мукапати “(2014-йили), “мартен әнналист кишилик һоқуқ мукапати” (2016-йили), “васлав хавил кишилик һоқуқ мукапати” (2019-йил), “сахароф әркинлик мукапати”, (2019-йил) қатарлиқ 10 дин артуқ мукапат берилгән. У йәнә “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзат қилип көрситилгәниди.
14-январ күни илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәрму зияритимизни қобул қилип, америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети елан қилған, “илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң 8 йиллиқи мунасивити билән уни қоюп бериш чақириқи” ни қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Җәвһәр йәнә уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилған дадисиниң гунаһсизлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитидин дадиси илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилди.
Җәвһәр йәнә 2014-йили 15-январ күни дадиси илһам тохтиниң бейҗиңдики өйидин тутқун қилинғанлиқ хәвирини аңлиған чағдики әһвалларни аңлитип, шундин буян нормал аилә муһитидин айрилған өзи вә бейҗиңдики икки укисиниң дадисиға муһтаҗ һаятта яшаватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитидин илһам тохтини қоюп бериш һәққидики һәр хил паалийәтләрни актиплиқ билән давам қилип келиватқан чәтәлдики уйғур тәшкилатлиридин, германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәндиму зияритимизни қобул қилди.
Әнвәрҗан әпәнди сөзидә, америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитетиниң илһам тохтини қоюп бериш чақириқиға аваз қошидиғанлиқини билдүрди.
Әнвәрҗан әпәнди йәнә хәлқарада илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш һәрикитини йәниму қанат яйдурушниң муһим әһмийитини тәкитлиди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.