истанбулда илһам тохтиға беғишланған йиғин хитайниң тосқунлуқиға қаримай ечилди

0:00 / 0:00

25-январ шәнбә күни истанбулда "илһам тохтиниң һаяти вә униң шәрқий түркистан дәвасидики орни" дегән темида муһакимә йиғини өткүзүлди.

йиғинға истанбул университети түркологийә тәтқиқатлири институтиниң пирофессори өмәр қул риясәтчилик қилған болуп, йиғинда әгә университети оқутқучиси пирофессор алимҗан инайәт, истанбул университети оқутқучиси доктор раилә кашғарли, истанбул университети оқутқучиси пирофессор муәлла уйду йүҗәл, илһам тохтини қоллаш гурупписиниң рәиси әнвәр җан қатарлиқлар сөз қилди.

йиғинда сөз қилған истанбул университети түркологийә тәтқиқатлири институтиниң пирофессори өмәр қул әпәнди, хитайниң истанбулдики консулханисиниң дипломатлириниң түркийә һөкүмәт даирилири билән көрүшүп бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилғанлиқини билдүрди.

өмәр қул әпәнди бу һәқтә хитай дипломатлириниң зомигәрлик қилғанлиқини билдүрүп мундақ деди: "бу йиғинниң уқтуруши иҗтимаий таратқуларда елан қилинғандин кейин хитай дипломатлири худди олҗиға еришкән булаңчиларға охшаш һәрикәткә өтүп түркийәниң һәм ички һәм ташқи ишлар идарилири билән учришип бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилди һәмдә буниң түркийә билән хитай оттурисида астанада елип берилған учришиштин кейинки икки дөләт мунасивитиниң тәрәққий қилишиға зиян йәткүзидиғанлиқини козир қилип йиғинни бикар қилишни тәләп қилған".

пирофессор өмәр қул әпәнди, хитайниң бу йиғинни бикар қилиш тәлипини рәт қилип, йиғинниң ечилишиға пурсәт яритип бәргән түркийә ташқи ишлар министирлиқиға, йиғинни уюштурған түрк дуняси тәтқиқатлири вәхписи қатарлиқ тәшкилат вә органларға тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди.

у, йәнә түркийәдә уйғурлар тоғрисида бирәр йиғин вә паалийәт уюштурулса хитай дипломатлириниң биарам болуп кетидиғанлиқини, бу қетимқи йиғинни уюштуруштинму биарам болуп бу йиғинни бикар қилишни тәләп қилғанлиқини, бирақ йиғин бикар қилинмастин бәлгиләнгән вақтида ечилғанлиқини тәкитлиди.

пирофессор өмәр қул әпәнди мундақ деди: "түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтни тәрәққий қилдурушни әмәлгә ашуруш, шәрқий түркистанда тинчлиқ бәрпа болуш вә бихәтәрликкә капаләтлик қилиш билән һәл болиду, йәнә бир нуқта болса шәрқий түркистанниң келәчики һәққидә шәрқий түркистан хәлқи қарар бериду, униң сиртида һеч ким өзи чағлап қарар берәлмәйду".

пирофессори өмәр қул әпәнди илһам тохтиға баһа берип мундақ деди: "бир әркинлик күрәшчиси болған илһам тохти зораванлиқ билән әмәс бәлки асасий қанунда йезилған бойичә уйғурларниң қануний җәһәттики һәқ-һоқуқиниң әмәлий иҗра қилинишини тәләп қилғанлиқи үчүн бөлгүнчи дегән қалпақ билән тутқун қилинған академик кәсипдишимиз, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинип хитайниң түрмисидә йетиватқан илһам тохтиниң ақивитидин хәвәр алалмайватимиз, қандақ қийин-қистақ вә искәнҗиләргә учраватқанлиқини биләлмәйватимиз".

йиғинда йәнә илһам тохтиниң һаят иш-излири тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилди.

йиғинниң ечилишида сөз қилған түрк дуняси тәтқиқатлири вәхписи тәлим-тәрбийә вә мәдәнийәт бөлүми мудири метин көсә әпәнди бу йиғинни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: "һәммимизгә тонушлуқ вә шәрқий түркистан дәвасиниң символлуқ исимлиридин биригә айланған вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинип, 10 йилдин буян хитай түрмисигә қамилип йетиватқан илһам тохтини қайтидин күнтәртипкә кәлтүрүш вә түрк дуняси вә дуня җамаитиниң диққитини тартиш үчүн бу йиғинни уюштурдуқ".

йиғинда сөз қилған пирофессор алимҗан инайәт әпәнди мундақ деди: "илһам тохти уйғурларниң виҗдани вә уйғурларниң авази шундақла һәқ-һоқуқ вә адаләт үчүн күрәш қилған әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуқ җәңчиси һәм қоғдиғучисидур. у, 2014-йили хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди, илһам тохтиға хитайниң асаси қанунида йезилған уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң толуқ берилишини тәләп қилғанлиқи үчүн қамақ җазаси берилди. хитай бу арқилиқ уйғурларға һәқиқий аптономийә һоқуқини бәрмәйдиғанлиқини, ассимилятсийә сияситини давамлаштуридиғанлиқини көрсәтти".

йиғин ахирида хуласә доклати елан қилинған болуп, хуласә доклатида, илһам тохтиниң әркинликкә чиқиши үчүн хәлқара җамаәт һәрикәткә өтүшкә чақирилди. хитай һакимийитигә агаһландуруш чақириқи қилинип, нәччә миң йиллиқ дөләт әнәнисигә игә шәрқий түркистан хәлқиниң миллий мәдәнийитини қоғдаш, хитай асас қануни вә миллий территорийәлик аптономийә қанунидики уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдиғанлиқи сәвәбидин тутқун қилинип, хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә вә хитайниң асасий қануниға хилап һалда муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған пирофессор илһам тохтиниң әркинликкә чиқиши тәләп қилинди.

йиғинда сөз қилған илһам тохтини қоллаш гурупписиниң рәиси әнвәр җан әпәнди, илһам тохтиниң уйғурларниң миллий кимликини, мәдәнийити вә дини етиқадини қоғдашни нишан қилғанлиқини, шу сәвәбтин түрмигә қамалғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: "әзиз түрк миллити вә қиммәтлик академикларниң илһам тохти һәққидә хитайға беридиған әң гүзәл рәддийәси илһам тохти әпәндини қоллап уни дуня нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситиштин ибарәттур".

йиғинниң ечилишида, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси абдулһәмит қарахан, әйса йүсүп алиптекин вәхписи рәиси җаһид дак вә түрк дуняси тәтқиқатлири вәхписи рәиси саадәт пинар йилдирим қатарлиқлар сөз қилип илһам тохтиниң әркинликкә чиқиши вә шәрқий түркистан мәсилисиниң әһмийити тоғрисида тохталди.

25-январ күнидики бу йиғинни түрк дуняси тәтқиқатлири вәхписи, истанбул университети түркологийә тәтқиқатлири институти, әйса йүсүп алиптекин вәхписи, уйғур академийәси вәхписи вә илһам тохтини қоллаш гурупписи қатарлиқ тәшкилат вә органлар бирликтә уюштурған.