Илһам тохтиға “васлов хавел кишилик һоқуқ мукапати” берилди

Мухбиримиз меһрибан
2019.09.30
ilham-toxti-2019-mukapat.jpg Илһам тохтиға “васлов хавел кишилик һоқуқ мукапати” берилди. Мукапатни “илһам тохти гурупписи” ниң башлиқи әнвәҗан тапшуруп алди. 2019-Йили 30-сентәбир.
Enwerjan teminligen

30-Сентәбир күни франсийәдә “васлав хавел кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитиш мурасими өткүзүлгән. Түрмидики уйғур зиялийси илһам тохти 2019-йиллиқ “васлов хавел кишилик һоқуқ мукапати” ға еришкән.

Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” илһам тохти әпәндини бирқанчә йилдин буян мәзкур мукапатқа тәвсийә қилип кәлгән иди. Илһам тохти әпәнди бу йил 27-авғуст күни явропа кеңиши тәрипидин ахирқи 3 намзатиниң бири болуп талланған. 30-Сентәбирдики мукапатлаш мурасимида үч намзаттин илһам тохти әпәнди вә “яш кишилик һоқуқ паалийәтчилири” намидики кишилик һоқуқ тәшкилатиға мәзкур мукапатниң берилгәнлики елан қилинди. “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң башлиқи әнвәрҗан әпәнди мурасимда илһам тохтиға вакалитән мукапатни тапшурувалған.

Мурасимдин кейин әнвәрҗан әпәнди радийомизниң телефон зияритини қобул қилип, мәзкур мукапатниң илһам тохти әпәнди вә уйғурлар үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәр илһамму радийомизға елхәт йоллап, дадиси илһам тохтиға йәнә бир муһим хәлқаралиқ мукапат берилгәнликидин һаяҗанланғанлиқи вә сөйүнгәнликини билдүрди.

Җәвһәр хетидә мундақ язған: “мән шу тапта американиң калифорнийә шитатида сәһәр саәт 5 тә бу хәвәрни аңлап, шундақ һаяҗанландим. Мән явропадики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин ‛илһам тохтини қоллаш гурупписи‚ бу җәһәттә қилған хизмәтлиригә тәшәккүр ейтимән шундақла явропа кеңишиниң бу мукапатни дадамға лайиқ көргинидин сөйүндүм вә уларғиму тәшәккүр ейтимән!”

“васлав хавил кишилик һоқуқ мукапати” 1989-йили шәрқий явропада коммунизм лагериға хатимә берилгән мәзгилдә чех җумһурийитиниң демократийәлишиши үчүн зор һәссә қошқан шундақла чех җумһурийитиниң коммунизм түзүми ғулиғандин кейинки тунҗи президенти васлав хавел намиға 2013-йили тәсис қилинған. Мукапат соммиси 60 миң явро дәп бекитилгән.

Канададики кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити тинчлиқ комитетиниң муавин мудири шең шө ханимму “илһам тохти гурупписи” ниң һавалиси билән илһам тохти әпәндини 2019-йиллиқ “васлав хавел әркинлик мукапати” ға тәвсийә қилғучиларниң бири.

Шең шө ханимниң қаришичә илһам тохтини “бу хил мукапатларға тәвсийә қилип көрситиш, бир җәһәттин илһам тохти әпәндиниң балдуррақ әркинликкә еришишидә хитай һөкүмитигә бесим пәйда қилиш ролини ойниса, техиму муһими хәлқараниң уйғурларниң җиддий вәзийитигә диққәт қилиши вә көңүл бөлүшигә түрткә болидикән.”

У мундақ деди: “илһам тохти уйғурларниң вәзийитини дуняға аңлитишқа тиришип кәлди. Шуңа һазир илһам тохти һәққидики һәрқандақ бир хәвәр уйғурларниң әһвалини дуняға аңлитишта түрткилик рол ойнайду дәп ойлаймән. Уйғур вәзийити һәқиқәтән дуняниң диққитини қозғиди, әмма бу йетәрлик әмәс. Мән бу мәсилидә дуня кечикти дәп қараймән. Сөзлиримдә һазир шинҗаңдики уйғурлар вәзийитиниң интайин җиддий бир һаләттә икәнликини давамлиқ тәкитләп келиватимән. Әмәлийәттә һазир у йәрдики вәзийәт уруш болуватқан җайлардикидинму қорқунчлуқ һаләттә. Шуңа өз нутуқлиримда мустәбит һакимийәт астидики ялған тинчлиқ вәзийити уруш вәзийитидинму қорқунчлуқ дегән сөзләрни ишләттим. Мән йәнә мустәбит һакимийәт астидики шинҗаң вәзийитини алаһидә уруш вәзийити дәп тәсвирлидим. Чүнки уруш болуватқан шараитта икки тәрәпниң қаршилишиш имканийити болиду, әмма һазир аталмиш уйғур аптоном районидики йәрлик хәлқниң өз қаршилиқини ипадиләйдиған һечқандақ имканийити йоқ.”

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәндиму зияритимизни қобул қилип, явропа кеңишиниң илһам тохтидәк бир уйғур сәрхилиға мәзкур мукапатни бериши вә мукапатлаш мурасиминиң 30-сентәбир дәл хитайниң дөләт байрими һарписида өткүзүлүши муһим әһмийәткә игә, деди.

Дилшат ришит әпәнди йәнә бирқанчә йилдин буян хитай түрмисидики илһам тохтиға бу хил хәлқаралиқ мукапатлардин бирқанчиси берилгән болсиму, әмма бу мукапатларниң илһам тохтиниң әркинликкә чиқишида пәқәтла бесим ишлитиш ролила барлиқини билдүрүп, илһам тохтиниң әркинликкә еришиши вә нөвәттә уйғурлар учраватқан бастурулуш сияситигә қарита ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлириниң хитайға қарита техиму кәскин вә әмәлий тәдбир елишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Илһам тохти 2014-йили 15-январ күни хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип, “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш, дөләтни парчилашқа урунуш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Мәлум болушичә, илһам тохти әпәнди бу йил йил бешида америка дөләт мәҗлисидики бирқанчә муһим әрбаблар тәрипидин 2019-йиллиқ “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзат қилип көрситилгән. 19-Сентәбир күни у йәнә явропа парламентида “сахороф әркинлик мукапати” ға намзат қилип көрситилгән. Униңға бу йил 8-май күни йәнә америка әркинлик сарийиниң 2019-йиллиқ “әркинлик мукапати” берилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.