Парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити хәлқара мәтбуатларда муназирә қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2014.07.24
jyang-jemin-nefit-emeldar.jpg Җуңго нефит баш ширкитиниң илгирики директори җяң җемин(2014-йили июн, парихорлуқ билән әмилидин қалдурулған) йиғинда сөз қилмақта. 2011-Йили 26 декабир, җеҗяң.
AFP

Ши җинпиң тәхткә чиққандин буян қозғиған“парихорлуққа зәрбә бериш” долқунида һазирғичә 30 дин артуқ өлкә дәриҗилик әмәлдарлар вәзиписидин елип ташланғанлиқи елан қилинди.

Болупму өткән һәптә хитай һөкүмити йәнә чәтәлләргә қачқан парихор әмәлдарларни хитайға қайтуруп келип җазалайдиғанлиқини елан қилғандин кейин, ғәрб мәтбуатлирида ши җинпиң һөкүмити башлиған бу һәрикәт һәққидә һәр хил инкаслар көпәйди.

Әнглийәдә чиқидиған “пул-муамилә гезити”ниң 24-июл пәйшәнбә күнидики санида хитайда давамлишиватқан парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити һәққидә мулаһизә мақалиси елан қилинип, ши җинпиң қозғиған бу һәрикәтниң мәғлубийәт билән аяғлишидиғанлиқи оттуриға қоюлди.

“пул муамилә гезити” мухбири давид пилин тәрипидин йезилған “хитайниң йолвасниму, чивинниму йоқитиш һәрикити мәғлубийәт билән аяғлишиду” намлиқ мақалидә, гәрчә ши җинпиң һөкүмити башлиған парихорлуққа зәрбә бериш һәрикитидә, хитайда мәйли юқири дәриҗилик әмәлдар болсун яки наһийә дәриҗилик ‏- туән дәриҗилик әмәлдарлар болсун, әгәр уларниң парихорлуқ қилмишлири ашкариланған болсила, уларниң һәммисиниң җазаға тартилидиғанлиқи тәшвиқ қилиниватқан болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң өзи әмәлдарлириниң парихорлуқ, чириклик қилмишиға йол ечип беридиған һакимийәт болғини үчүн, ши җинпиң башлиған бу һәрикәтниң ахирқи оти нөвәттә вәзипидә туруватқан хитай әмәлдарлириға һәтта ши җинпиң гуруһидикиләрниң өзигиму тутишидиғанлиқи тилға елинип, ши җинпиңниң бир мәзгилдин кейин бу һәрикәтни тохтитишқа мәҗбур болидиғанлиқи яки парихорлуққа зәрбә бериш һәрикитидә ши җинпиң һөкүмитиниң һалакәткә йүзлинидиғанлиқи илгири сүрүлди.

Бүгүн йәнә әнглийәдә чиқидиған“таймис гезити”, “фирансийә агентлиқи”, “германийә авази” қатарлиқларда елан қилинған хәвәр анализлиридиму “парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити” ниң барғанчә кеңийиватқанлиқи тилға елинип, бу һәрикәтниң ахирқи һесабта ши җинпиң һөкүмитидә еғир давалғуш пәйда қилидиғанлиқи тәкитләнди.

“таймис гезити” дики хәвәр анализида, хитайда өткән һәптә башланған һәрбий маневирлар сәвәбидин 15-авғустқичә шаңхәй қатарлиқ шәһәрләрдики 12 айродромдики төттин бир қисим айропиланниң учуштин тохтайдиғанлиқи һәққидики хәвәр тилға елинип, бу айропиланларниң учуштин тохтиши қандақтур “һәрбий маневир сәвәбидин әмәс, бәлки чәтәлгә қечишқа урунған бир қисим әмәлдарларни хитай чеграси ичидә тутуп қелиш үчүн қолланған тәдбир” дейилди.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр анализида хитайда һазирғичә 30 дин артуқ өлкә дәриҗилик әмәлдарниң вәзиписидин елип ташлинип тәкшүрүлүватқанлиқи, хитай һөкүмити өткән һәптә елан қилған “йеқинқи йилларда чәтәлгә қачқан парихор әмәлдарларни 2014-йил бир йил ичидә хитайға елип келип җазалайдиған”лиқи һәққидики еланлар тилға елинип, ши җинпиң һөкүмити елип бериватқан “парихорлуққа зәрбә бериш” һәрикитиниң әмәлийәттә хитайдики ши җинпиң гуруһи билән җяң земин гуруһидикиләрниң һоқуқ талишиш күриши икәнлики, ши җинпиңниң “парихорлуққа зәрбә бериш” намида өз күчини мустәһкәмләшкә урунуватқанлиқи көрситилди.

Чәтәлләрдики сиясий анализчилардин хитай вәзийити вә хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини йеқиндин көзитип келиватқан, америкидики елшат әпәнди хәлқара мәтбуатларда елан қилинған хитайдики парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити һәққидики анализларниң хитайниң нөвәттики вәзийитигә асасән чиқирилған әң тоғра анализ икәнликини билдүрүп, ши җинпиң һөкүмити башлиған“парихорлуққа зәрбә бериш” һәрикитиниң ахирқи һесабта мәғлубийәт билән аяғлишидиғанлиқини тәкитлиди.

Елшат әпәнди сөзидә хитайдики парихорлуққа зәрбә бериш һәрикитиниң йетәкчиси хитай рәиси ши җинпиңниң уруқ-туғқанлири һәм илгирики дөләт рәһбәрлиридин җяң земин, ху җинтав, дең шявпиң һәтта әң пак әмәлдар дәп тәриплинидиған сабиқ баш министир вен җябав қатарлиқларниңму биваситә яки васитилик һалда өзиниң һоқуқ җәһәттики қулай пурсәтләрдин пайдилинип, хитайдики парихорлуқ билән бейиғанлиқини әскәртип, ши җинпиң һазир елип бериватқан “парихорлуққа зәрбә бериш” намидики бу һәрикәтниң, ши җинпиң қарши гуруһтикиләрни йоқитип, өз һакимийитини мустәһкәмлигәндин кейин тохтап қалидиғанлиқини билдүрди.

Елшат әпәнди йәнә әнглийә таймис гезитидә оттуриға қоюлған “әгәр ши җинпиң парихорлуққа зәрбә бериш һәрикитини кеңәйтивәтсә, ахирқи һесабта бу отниң ши җинпиңниң өзигә тутишиду” дегән қарашқа қошулидиғанлиқини билдүрүп, ши җинпиң елип бериватқан “парихорлуққа зәрбә бериш” һәрикитидә аталмиш “чоң йолваслар”ға зәрбә һәрикити әгәр растла ши җинпиң дегәндәк “пак болмиған барлиқ әмәлдарларни бир тәрәп қилиш” нишани бойичә елип берилса, у һалда хитай компартийисидә һәммә әмәлдарларниң җазалиниши керәкликини, әң еғир җазалинидиғанларниңму дөләт һакимийитиниң әң үстидики әмәлдарлар болуши керәкликини, әнә шундақ болғини үчүн, бу қетимқи парихорлуққа зәрбә бериш һәрикитиниң хитай тәшвиқ қилғандикидәк хитай компартийисидә паклиқни әслигә кәлтүрүш нишаниға йетәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Елшат әпәнди йәнә, ши җинпиң елип бериватқан “парихорлуққа зәрбә бериш” һәрикитиниң мәлум мәзгилгичә хитай пуқралириниң хитай компартийә һөкүмитигә болған наразилиқини бесишиға ярдәм бериш ролиниму ойниши мумкинликини әскәртип, ши җинпиң тәкитләватқан“парихорлуққа зәрбә бериш” һәрикитини қоллаватқан хитай пуқралириниң хитайда әсирләр бойи давамлишиватқан “қуллуқ идийиси”ниң зәһәрлишигә учриғанлиқи үчүн, ши җинпиң вә коммунист һөкүмәткә йәнила үмид бағлаватқан надан пуқралар икәнликини, әмма ахирқи һесабта пүткүл хитай пуқралириниң йәнила ши җинпиң һөкүмитиниң адил дөләт соришиға болған үмидиниң үзүл-кесил бәрбат болидиғанлиқини,әнә шу чағда хитай коммунист һөкүмитиниң һалакәткә йүзлинидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.