Хитай кадир: “тазилиқ ишчилириниң һәммиси уйғурлар!” (1)
2016.05.30
Көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғурлар дияридики сиясий вә иқтисадий бесимларниң барғанчә еғирлап меңиши арқисида иш тәқсимати вә бай-кәмбәғәллик пәрқи мәсилилири уйғурлар билән хитайлар оттурисидики зиддийәтләрниң бир муһим сәвәблири сүпитидә оттуриға чиқмақта.
Уйғурлар дияридики бу мәсилиләрни нуқтилар бойичә тәкшүрүш җәрянида уйғурлар районидики һәрқайси җайларда һөкүмәт, партийә вә кархана органлири һәм завутлардики хизмәт орунлирида хитай хадимларниң мутләқ коп санлиқни игилигәнлики, әмма төвән дәриҗилик хизмәтләрниң бири болған коча тазилаш хизмитини асасий җәһәттин уйғурларниң артқузуватқанлиқи мәлум болди.
Алақидар учурлардин мәлум болушичә, уйғурлар дияридики һәрқайси шәһәрләрдә “заманивилиқ” шоариниң оттуриға чиқишиға әгишип, муһит тазилиқи мәсилиси тәдриҗий һалда шәһәрләрниң “заманивилиқ” өлчәмлириниң бири болушқа башлиди. Буниң билән әслидики сан җәһәттә анчә көп болмиған тазилиқ ишчилири қошуни бара- бара зорийип, бир мунтизим кәспи саһә болуп шәкилләнди. Әмма тазилиқ хизмитиниң мушәққәтлики вә буниң билән шуғулланғучиларға берилидиған маашниң төвән болуши һәмдә бу хизмәт билән шуғулланғучиларға қарита җәмийәттә омумйүзлүк, әмма көрүнмәс шәкилдә мәвҗут болуватқан кәмситиш позитсийиси мәзкур хизмәтни ишләшни халайдиған кишиләрниң санини зор дәриҗидә азайтивәткәнлики мәлум. Игиләнгән учурлардин иқтисадий җәһәттики намратлиқ түпәйлидин дәмаллиққа бирәр хизмәт билән шуғуллинишқа илаҗ қилалмиған кишиләрниң мушу хилдики хизмәтни таллашқа мәҗбур болуватқанлиқи, шу арқилиқ әң аддий турмуш ғәмлирини қамдап кетиватқанлиқи айдиң болмақта.
Биз уйғурлар дияридики тазилиқ ишчилириниң һазирқи әһвалини ениқлап көрүш мәқситидә алди билән ақсу вә корла шәһәрлиридики аһалиләр комитети билән алақиләштуқ. Биз аввал телефонимизни алған ақсу шәһәрлик ләңгәр аһалиләр комитетидики хитай кадирға шу тәвәдики тазилиқчи ишчиларни зиярәт қилмақчи икәнликимизни ейттуқ, андин униңдин мумкин болса икки хитай вә икки уйғур тазилиқчи ишчисиниң алақилишиш телефон номурини соридуқ. У соалимизға қарита бу тәвәликтики тазилиқ ишчилириниң һәммисиниң уйғур икәнликини ейтти.
Униңдин кейин биз үрүмчи шәһири тәңритағ районлуқ аһалиләр комитетиға қарашлиқ мәлум районда сәккиз йилдин буян тазилиқ ишчиси болуп ишләватқан разийә ханимни зиярәт қилдуқ. У сөһбәт җәрянида өз хизмитиниң җисманий җәһәттики җапасидин көрә, хитай пуқралириниң кәмситиш характеридики муамилисиниң еғир роһий бесим болуватқанлиқини, мааш мәсилисидә ишханида олтуруп тазилиқ ишчилирини башқуридиған хитай кадирларниң мааши өсүп меңиватқан болсиму, өзлириниң маашида бундақ өсүшниң болмиғанлиқини тәкитлиди.
Игилишимизчә, уйғурлар дияридики тазилиқ ишчилириниң бу хилдики маддий вә мәниви җәһәттики изтираплиқ һалити һазирму давам қиливатқан болуп, башқа шәхсләр билән болған сөһбәтләр җәрянида алақидар мәсилиләрниң кишиләргә анчә билинип кәтмигән башқа тәрәплириму мәлум болушқа башлиди.