Қәйсәр миҗит : “иқтисадта арқида қелишниң сәвәбини өзимиздин издәп көргәндә...”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.09.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
sun-guangshin-305.jpg Гуаңхүй гуроһидики (孙广信) сүн гуаңшин.
cn-ceo.cn

Йеқинқи йилларда уйғур елидин чиқиватқан хитай милярдерлар барғанчә көпәймәктә, улар уйғур елидики енергийә, һарақ, теббий доригәрлик, бағ-орманчилиқ, деһқанчилиқ, чарвичилиқ, сода қатарлиқ көплигән саһәләрни, асаслиқ талла базири, май қачилаш понкити вә өй-мүлүкчилик қатарлиқларни қол астиға алған. “уйғурларниң немишқа милярдерлири йоқ?” дегән темидики мулаһизиләр уйғурлар арисида үзүлмәй давамлишип кәлди. Әмәлийәттә хитайниң районда йүргүзгән адаләтсиз миллий вә иқтисадий сиясәтлири аллиқачан буниңға җаваб берип болди, йәни хитайниң уйғур елиға қаратқан сиясәт әвзәллики, байлиқ вә пурсәт әвзәллики уйғур елиға мәбләғ салған яки уйғур елида игилик тиклигән хитайларниң иқтисадиниң юқири көтүрүлүп, уйғурларниң болса адаләтсиз риқабәттә чәттә қалдурулуши, уйғурларниң миллий игилики вә иқтисадиниң чөкүшигә сәвәб болмақта, әмма, америкидики байбол ширкитиниң қурғучилиридин бири, харвард университетида оқуған зиялий қәйсәр миҗит әпәнди “уйғурлардики иқтисадий мәсилиләрни көзитиштә, хитайниң сияситидин ибарәт ташқи амилдин башқа, өзимиздики ички амилниму издәйдиған вақит кәлди” дегән көз қарашлирини оттуриға қойди.

Хитайдики хурун иқтисад тәтқиқат мәркизиниң хитай иқтисад гезитидә елан қилған хитайдики милярдерлар доклатидин ашкарилинишичә, хитайдики һәр қайси өлкиләрдики милярдерлар нисбити селиштурмисидин 2013-йилниң ахирғичә уйғур елидики 10 милйон доллардин артуқ турақлиқ мүлүккә игә катта байлар сани 400 гә йетип өткән йилдикидин 100 бай көпәйгән. Булар мәмликәт бойичә 27 орунда турған, йәнә 10 милярдер көпәйгән болуп 270 адәмгә йәткән.

1-Орунда туридиғини гуаңхүй гуроһидики(孙广信) сүн гуаңшин болуп тиҗарәт даириси: өй мүлүк содиси, енергийә, машина содиси,қурулуш материяли қатарлиқ. Пули: 23 милярд.

2-Орунда хуалиң гуруһидики( 米恩华) ми инхуа тиҗарәт даириси :таварларни топ сетиш мәйдани, чарвичилиқ; яғаччилиқ қатарлиқ... Пули:6 милярд 500 милйон.

3-Орунда тебийән гуруһидики (张新) җаңшин. Пули: 1 милярд 700 милйон.

4-Орунда тйәнди гуруһидики (郑大清) җиңда чиң пули:1 милярд 600 милйон. 5-Орунда мийке мәбләғ селиш гуруһи (冯东明) фиң дуңмин, пули: 1 милярд 500 милйон. 6-Орунда тебийән гуруһидики (陈伟林) чин вейлин пули: 1 милярд 300 милйон. 7-Орунда ташқи сода гуруһидики ака-ука (张彦夫、张杰夫)җаң җефулар болуп пули: 1 милярд 300 милйон қатарлиқлар.

Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ малийә назаритиниң тор бәт учуридин ашкарилинишичә, “шинҗаң юқири қатламдикиләр мунбири” 2009-йилидин башлап һазирға қәдәр бәш қетим өткүзүлгән болуп, бу йиллиқ йиғилишта райондики әң тез раваҗлиниватқан 100 кархана баһалап чиқилған болуп, шинҗаң сәнбав оқәтчилик чәклик ширкити, шинҗаң җуңя гуруһи чәклик ширкити қатарлиқ 10 ширкәт шинҗаңдики әң тез раваҗлиниватқан он күчлүк кархана дегән намға еришкән, шинҗаң чеңшин өй-земин ечиш чәклик ширкити, шинҗаң шинда йинтуң өй сетивелиш мулазимити чәклик ширкити қатарлиқ ширкәтләр 2013-йилидики оттуз күчлүк ширкәт қатариға киргән.

2013-Йили алдинқи 8 айда шинҗаңдики дөләт иликидә болмиған 2904 көләмлик карханиниң җәмий тиҗарәт омумий кирими рошән һалда ешип, 155 милярд 100 милйон йүәнгә йәткән, охшаш мәзгилдикидин 16% ашқан.

Мәлум болушичә, 2013-йили алдинқи 8 айда шинҗаңдики дөләт иликидә болмиған карханиларниң пайда омумий миқдари рәт тәртипидики алдинқи бәш кархана айрим-айрим һалда төвәндикидәк:

1. Шинҗаң ашел мисчилик пай чәклик ширкити

2. Гүаңхуй йеңи енергийә пай чәклик ширкити

3. Алаһидә тирансформатор пай чәклик ширкити

4. Шинҗаң җинфең пән-техника пай чәклик ширкити

5. Шинҗаң җинбав канчилиқ чәклик мәсулийәт ширкити

Бу бәш ширкәтниң пайда омумий миқдари 656 милйон йүәндин 347 милйон йүәнгичә болған арилиқта икән.
Тизимликкә киргән карханилар енергийә, һарақ, тебий доригәрлик, бағ-орманчилиқ, деһқанчилиқ, чарвичилиқ, сода қатарлиқ көплигән саһәләрни өз ичигә алған болсиму, уйғур яки йәрлик башқа милләтләр қурған карханилардин бириму бу тизимликкә киргини йоқ.

2010-Йилидин буян хитайниң йолға қойған аталмиш хитай 19 өлкә, шәһәрлириниң нишанлиқ ярдәм бериш сиясити түрткисидә ғайәт зор хитай содигәрләр долқуни уйғур елиға еқишқа башлиди, хитай мәбләғ салғучилар, карханичилар, һөкүмәт әрбаблири, иш күтүп турғучилар, пәсиллик ишләмчиләрму арқа-арқидин “шинҗаңда мувәппәқийәт қазиниш”ниң сепигә қошулди, кәспи саһәдики кишиләрниң етирап қилишиға еришкән реаллиқ шуки, бу хил сиясәт долқуни уйғурларниң миллий игилики иқтисадий тәрәққий қилишта байлиқниң башқиларға еқишидәк зәрбигә дуч кәлмәктә.

Йеқинқи йиллардин буян, уйғур карханичиларниң тәрәққият йөнилиши тоғрисида аз болмиған қизиқ нуқта темилири мәйданға келип, хитай иқтисадий вә миллий сиясити кәлтүрүп чиқарған адаләтсиз базар риқабитигә қандақ тақабил туруши керәклики мулаһизә қилинмақта. Йеқиндин буян иқтисад илми бойичә лексийилири уйғур тор бәтлиридә уйғурларниң диққитигә сазавәр болған, америкидики байбол ширкитиниң қурғучилиридин бири, харвард универтстетида оқуған зиялий қәйсәр миҗит әпәнди, өзиниң бу һәқтики көз қарашлирини мундақ оттуриға қойди.

“алди билән уйғурлар иқтисадиниң өсүш күчиниң немишқа изчил аҗизлишидиғанлиқини чоқум ениқливелишимиз керәк. Андин кесәлгә қарита дора бәргили болиду. Ташқи амил хитайниң сияситидин башқа, өзимиздики ички амилларни издигәндә, уйғур миллий иқтисадиниң изчил тәрәққий қилишта һәрикәтләндүргүч күч-иқтисад илмидин хәвәрдар болуш, йеңи типтики техника игиләш, илғар техникини әнәниви кәсипләргә майиллаштуруш, мәбләғ селишта йеңилиқ яритиш, вәтән ичи вә сиртидикиләр мәбләғ җуғлаш, йәр шарилишишқа сиңип кириш, бир-биридин өгиниш, тәқлид қилиш, өзи йеңилиқ яритиш қатарлиқ нуқтиларда илгирилигәндә пайдиға еришкили болиду. Бизниң миллий карханилиримизниң тәрәққиятни техиму юқири көтүрүш бошлуқимиз бар.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.