Хотәндә кадирниң айлиқ кирими, деһқанниң йиллиқ кириминиң 10 һәссисигә баравәр

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.02.28
namrat-uyghur-oyi.jpg Намрат деһқанниң өйи. 2016-Йили күз, шаяр.
Oqurmen Teminligen

Хотән вилайәтлик мәмурий мәһкимә ториниң 27-феврал тарқатқан хәвиридә, даириләрниң 2020-йилғичә хотәнниң намратлиқ қалпиқини чөрүп ташлаш хизмәт пиланлириниң изчил, муқим әмәлийлишип, лоп наһийисидә һәр бир намрат аилиниң оттуричә йиллиқ кириминиң 7800 сомдин ашқанлиқи, җәмий 244 намрат кәнтниң намратлиқтин пүтүнләй қутулдурулғанлиқи қәйт қилинған. Мәзкур хәвәргә асасән, йәрликтин игилигән учурлиримиздин болса, даириләр тәшвиқатиниң дәл әксичә, изчил һалдики муқимлиқни һәммидин муһим орунға қоюш сиясити нәтиҗисидә, намратлиқни түгитиш тәдбирлириниң техи әмәлийләшмигәнлики, көп сандики деһқанларниң йиллиқ оттуричә кириминиң йәнила миң сом әтрапида икәнлики ашкариланди.

14-Феврал гума пичақлиқ һуҗумидин кейинки хотән вәзийити ахбаратниң диққәт нуқтисиға айланди, нөвәттә хитай даирилири хотән вилайитидә қәсәмяд йиғинлири, һәрбий маневир вә түрлүк шәкилдики алаһидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини елиш билән биргә, хотәнгә қаратқан намратларни йөләш, тәрәққият сиясәтлириниң наһайити яхши үнүм бериватқанлиқини күчәп тәшвиқ қилмақта, хитайниң уйғур елидики таратқулири өткән һәптидики хәвиридә, даириләрниң. Хотәнгә бериливатқан тәрәққият ярдәм соммисини бултурқидин 30.86% Ашурғанлиқини, бу йиллиқ пиланда 32 милйон 900 миң сом тәрәққият соммиси тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилған иди, хотән вилайәтлик мәмурий мәһкимә 27-феврал тарқатқан хәвиридә йәнә, хотәндә давам қиливатқан намратлиқтин қутулдуруш пиланлириниң әмәлий үнүм берип лоп наһийисиниң пүтүнләй намратлиқтин қутулғанлиқини,деһқанларниң йиллиқ оттуричә кириминиң оттура һесаб билән 800 йүз сом өстүрүлүп, йиллиқ кириминиң 7800 сомдин ашқанлиқини, 244 кәнттин җәмий 146 миңдин артуқ нопусниң намратлиқтин қутулғанлиқини қәйт қилди.

Биз, мәмликәт дәриҗилик намрат наһийә дегән рекортини һазирғичә сақлап келиватқан лоп наһийисигә телефон қилип, деһқанларниң әмәлий кирим әһвалини вә намратлиқтин қутулдуруш сиясәтлириниң қандақ әмәлийләшкәнликини билишкә тириштуқ, лопниң мәлум йезисидин еһтиятчанлиқ билән соаллиримизға җаваб бәргән бир намрат деһқанниң баянлиридин, даириләрниң намратлиқтин қутулдуруш тәдбирлириниң деһқанларға өсүмсиз қәрз бериш билән чәклиниватқанлиқи вә бу қәрз мәблиғини қандақ үнүмлүк қоллиништа мувапиқ бир чарә яки пилан болмиғачқа, деһқанларниң киримини ашурушта һечбир үнүм бәрмәйла қалмай, бу аталмиш намратлиқтин қутулуш қәрз соммисиниң деһқанларға роһий вә иқтисадий йүк болуватқанлиқи мәлум болди, бу деһқанниң ейтишичә йәнә, йезидики өзигә охшаш көп сандики деһқанниң йиллиқ сап кирими 1000 сомға аран бариду.

Хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини йеқиндин көзитип келиватқан чәтәлләрдики сиясий анализчилар,, гәрчә хитай һөкүмити өзиниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан наһәқ сиясәтлирини йепиш үчүн уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиригә иқтисадий мәсилә сәвәб болған, пәқәт иқтисадий мәсилиләр һәл болса, уйғурларниң наразилиқи пәсийиду, қаршилиқ һәрикәтлириму тохтайду, дәп көрситип, аталмиш намратларни йөләш, шинҗаңға ярдәм сиясәтлирини тәшвиқ қиливатқан болсиму, буларниң қуруқ шоар икәнликини, иқтисадий ярдәм мәбләғлириниң уйғурлар үчүн ишлитилмәйла қалмай, уйғур мәсилисини һәл қилишта әмәлий тәдбир қолланмиғанлиқини тәнқид қилиш билән биргә, әмәлийәттә уйғур елидики һәр қандақ қаршилиқ һәрикәтлири вә наразилиқ сәвәбиниң уйғурларниң инсаний, сиясий вә иқтисадий мәдәний һоқуқлиридин мәһрум қалдурулушидәк көп хил амиллар билән мунасивәтлик икәнликини көрситип кәлмәктә.

Дәрвәқә, лоптики мәлум йезилиқ һөкүмәт намратларни йөләш ишханисиниң бир кадири, хитай һөкүмитиниң намратларни йөләшни өз ичигә алған сияситиниң җайида вә вақтида әмәлийләшмигәнликини, тәшвиқат билән әмәлий әһвалниң бирдәк әмәсликидәк әһвалларни ашкарилиди,

Бу кадирниң намратлиқ сәвәблирини ениқлаш хизмәтлирини елип бериш җәрянида ениқлиған мәлуматлириға асасланғанда, һазир лоптики намрат деһқанларниң йиллиқ кирими 1600 сом әтрапида, даириләр 7800 сом дәп чиқарған рәқәм реаллиққа уйғун әмәс.

Сөһбәт җәрянида бу кадирниң ашкарилишичә, һөкүмәт кадири һесабланған әр‏-аял иккисиниң бир айлиқ мааши 12 миң сом әтрапида болуп, бу намрат деһқанниң бир йиллиқ кириминиң 10 һәссисигә баравәр келиду.

Бу кадирниң дейишичә, деһқанларниң намратлиқтин қутулалмаслиқтики асаслиқ мәсилә, һөкүмәтниң аталмиш ярдәм соммисиниң вә тәдбирлириниң әмәлийләшмәслики, асаслиқ күчниң муқимлиққа қаритип, муқимлиқнила тәкитләп хәлқ турмушиға, деһқанлар учраватқан нуқтилиқ әмәлий мәсилиләргә сәл қаралғанлиқида.

Бу һөкүмәт намратларни йөләш ишханиси хадиминиң, деһқанларниң намратлиқтин қутулалмаслиқ сәвәблирини тәкшүрүш җәрянидики әмәлий хизмәт тәҗрибисидә байқиған бәзи мәсилиләр шундақла униң намратлиқни түгитиш сиясәтлири һәққидә ойлиғанлирини кейинки программимизда давамлиқ аңлитимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.