“уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарариниң 8 дөләт парламенти тәрипидин қобул қилиниш җәряни

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.01.21
Йеңи нөвәтлик америка һөкүмити уйғур мәсилиси бойичә кейинки қәдәмни қандақ елиши мумкин? Америка хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғанлиқи мунасивити билән ишләнгән картон.
Yettesu

20-январ франсийә парламенти “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” ни етирап қилип, дуняда зор ғулғулиға сәвәбчи болди. Мәзкур қарар тоғрисидики хәвәрләр бүгүн пүткүл явропа ахбарат вастилириниң қизиқ темисиға айлинип кәтти. язмиларда “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишниң биринчи болуп франсийәгә охшаш ғәрб қиммәт қаришиниң тәрғибатчиси болған дөләтләрниң мәҗбурийәтлири” икәнлики көпләп тәкитләнмәктә.

Бирақ мутәхәссисләрниң пикригә көрә, хитай һакимийитиниң уйғур диярида җаза лагерлирини тәсис қилишқа башлиған заманини 2016-йилидин башлап һесаблиғанда, бу җаза лагерлириға қамалған милйондин артуқ уйғур вә башқа хәлқләр үстидин йүргүзиливатқан зулумларни хәлқарада “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп етирап қилиш үчүн 5 яки 6 йилдин артуқ вақит кәткән. Һәтта уни етирап қилған дөләтләрниң сани техи 10 ға йәтмигән.

“уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарариниң қобул қилиниш тарихини варақлисақ, төвәндикиләр нәзәримизгә челиқиду:

2018-Йили 8-айниң 10-күнидин 13-күнигичә давам қилған б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң 96-нөвәтлик йиғинида хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити көздин көчүрүлгән иди. 8-Айниң 30-күни мәзкур комитет доклат елан қилип, 1 милйондин артуқ уйғурниң хитайниң җаза лагерлирида тутуп турулуватқанлиқини елан қилинғандин кейин, хәлқарада “җаза лагерлири” мәсилиси аста-аста тонулушқа башлиған.

2020-Йили 12-айниң 17-күни явропа парламенти җаза лагерлириға мунасивәтлик бир қарар мақуллиған болуп, униңда “уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ аз санлиқ милләтләр хитай һакимийитиниң мәҗбурий әмгәк түзүми вә инсанийәткә қарши җинайәт кәби кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң қурбаниға айланмақта” дейилгән. Бирақ бу қарарда кәскин түрдә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” очуқ етирап қилинмиған.

2021-Йили 1-айниң 19-күни американиң сабиқ ташқий ишлар министери майик помпийо вәзиписидин айрилиштин бир күн илгири, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлиған. Бу тунҗи қетим “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ниң хәлқарада америкадәк бир дөләтниң һөкүмити тәрипидин рәсмий етирап қилиниши болуп қалған.

2021-Йили 2-айниң 22-күнигә кәлгәндә, канада парламенти “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилип, һөкүмәтниңму мушундақ бир қарар қобул қилишини тәләп қилған.

2021-Йили 2-айниң 25-күни голландийә парламентиму “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған. Буниң билән голландийә парламенти явропа иттипақиға әза дөләтләр ичидин тунҗи қетим “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған дөләт парламенти болуп қалған.

2021-Йили 4-айниң 22-күни “уйғур ирқий қирғинчилиқи” қарари көп талаш-тартишлардин кейин әнгилийә парламентида қобул қилинған.

2021-Йили 5-айниң 20-күни литва парламенти “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” ни етирап қилип, хитайни қаттиқ биарам қилған.

2021-Йили 6-айниң 3-күни чехийә парламентиму “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарарини қобул қилған.

2021-Йили 7-айниң 8-күни белгийә парламентиму “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни итирап қилип, хитайниң милләтләр сияситини әйибләйдиғанлиқини билдүргән.

2022-Йили 1-айниң 20-күнигә кәлгәндә, йәни хитайниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси башлинишқа икки һәптә қалғанда франсийә парламенти “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарарини қобул қилип, ғәрб дунясида зор ғулғула қозғиған.

Норвегийәдики җаза лагерлири тәтқиқатчиси бәхтияр өмәр әпәндиниң қаришичә, явропадики күчлүк сиясий вә иқтисадий тәсир күчигә игә франсийәниң бу қарари тәвриниш ичидә туруватқан явропа иттипақиға әза дөләтләрни ойғитиш ролини ойнисиму, техиму көп дөләтләрниң охшаш қарарларни қобул қилиши үчүн йәниму көп теришчанлиқ көрситишкә тоғра келидикән. Франсийәдики уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси мәмтимин аббасниң илгири сүрүшичә, бу хилдики қарарларниң көпләп қобул қилиниши, ахирида хитайниң җаза лагерлириниң тақилишиға түрткә болидикән.

Әмма германийә явропадики “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни техи рәсмий етирап қилмиған чоң дөләт болуп қалған. Гәрчә германийә парламентиниң кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети 2021-йили 6-айниң 25-күни 5 чоң партийәниң қоллиши билән хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан зулумлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт” болидиғанлиқини етирап қилған болсиму, әмма “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни рәсмий етирап қилиш мәсилиси йәнила талаш-тартиш ичидә турмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.