“саадәт” партийәсиниң рәиси мәһмуд ариқан: “ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилиш инсанлиққа хиянәттур”
2025.02.06

Түркийә парламенти омумий йиғинида түркийәниң ташқий сиясити, хәлқара мунасивити вә дуняниң һәр қайси җайлиридики мәсилиләргә болған позитсийәси музакирә қилиниватқан болуп, түркийә парламентидики өктичи партийәләрдин бири болған “саадәт” партийәсиниң рәиси, парламент әзаси мәһмуд ариқан әпәнди түркийә парламентида уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қойди. Андин түркийә парламентидики барлиқ парламент әзалирини бу тоғрилиқ пикир бирликигә келишкә, уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн бирликтә һәрикәт қилишқа чақирди.
4-Феврал күни “саадәт” партийәсиниң рәиси мәһмуд ариқан әпәнди парламенттики омумий йиғинда сөзләп, түркийәни идарә қиливатқан парламент әзалириниңму қоллиши билән, муавин ташқи ишлар министирини тәнқид қилди вә түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди.
У, алди билән хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити һәққидә тохтилип мундақ деди: “түркийә парламентида һәммимиз ортақ позитсийә билдүрәлмәйватқан мәсилиләрдин бири шәрқий түркистан мәсилисидур. Шәрқий түркистан бизниң тарихий юртимиз. Лекин бүгүнки күндә у земинда болуватқан ишлар йүрәклиримизни дағлимақта. Шәрқий түркистан мундақла бир земин әмәс, өтмүшимизниң һекайилирини, мәдәнийитини, кишиләрниң әркинлик қаришини өз ичигә алған бир символдур. Бүгүнки күнимиздә бу земин хитай зулми астида титримәктә. Шәрқий түркистан хәлқи пәқәтла диний етиқади вә миллий кимлики түпәйлидин зулумға учримақта, авазлири чәкләнмәктә, әркинликлири тартивелинмақта”.
Мәһмуд ариқан әпәнди бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтики хизмәтлири йетәрлик болмисиму, 2022-йили 8-айниң 31-күни елан қилған доклатида, хитайни инсанлиққа қарши җинайәт ишлиди дәп әйиблигәнликини, әпсуски хитайниң бу җинайәтләрни давамлаштуруватқанлиқини оттуриға қойди.”
Мәһмуд ариқан әпәнди ирқий қирғинчилиққа сүкүттә турушниң инсанлиққа хиянәт қилғанлиқ икәнликини, түркийә парламентиниң шәрқий түркистан мәсилисигә игә чиқиш мәҗбурийити барлиқини баян қилип мундақ деди: “2023-йили 10-айниң 18-күни әлликтин көп дөләт хитайниң уйғур вә башқа түркий мусулман хәлқләргә қарита елип бериватқан бесим сияситини инсанлиққа қарши җинайәт садир қиливатиду дәп қарап, буни тохтитиш үчүн ортақ бир баянатқа қол қойди. Биз барлиқ инсанниң охшаш һәқ вә һоқуққа игә икәнликигә ишинимиз. Биз буни әмәлийләштүрүш вақтиниң кәлгәнликигә ишинимиз. Түркийәдә шәрқий түркистандики зулумға қарши авазимизни чиқириш, бу һәқтә конкрет қәдәм ташлаш таллаш әмәс, мәҗбурийәттур. Шәрқий түркистан мәсилисигә игә чиқиш инсанлиқ ғуруриға игә чиққанлиқ болиду. Һәммимиз бирликтә һәрикәт қилсақ, бирликтә авазимизни юқири көтүрсәк, бу зулумни ахирлаштуралаймиз. Ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилиш инсанлиққа хиянәт қилғанлиқтур. Түркийә парламентиниң шәрқий түркистан мәсилисигә игә чиқиш мәҗбурийити бардур.”
Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан зулумлириниң америка һөкүмити һәмдә канада, фирансийә, чехийә, әнглийә вә голландийә қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң парламентлири тәрипидин бирдәк “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилиши, шундақла лондонда қурулған “уйғур сот коллегийәси” ниңму охшаш һөкүм чиқириши түркийәдә күчлүк тәсир пәйда қилғаниди. Лекин түркийә парламентидики бәзи сиясий партийәләр көп қетим ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәклип лайиһәси сунған болсиму мақуллуқтин өтмигәниди. Мәһмуд ариқан әпәнди түркийәни идарә қиливатқан адаләт-тәрәққият партийәси вә башқа партийәләрдин болған парламент әзалириниң қоллиши билән уйғур қирғинчилиқи һәққидә ортақ бир қарар мақуллашниң зөрүр икәнликини билдүрүп мундақ деди: “бу зулумни тохтитишниң тунҗи қәдими сүпитидә, парламенттики барлиқ сиясий партийәләр һәмпикир болуп, бу һәқтә ортақ баянат елан қилайли. Түрк җамаәтчиликини һәрикәткә кәлтүрәйли. Шүбһисизки шәрқий түркистан мәсилисигә һәммимиз көңүл бөлимиз. Мән парламенттики түркийәни идарә қиливатқан партийәдин болған парламент әзалирини җәсур болушқа чақиримән, бу тәклип лайиһәси өктичи партийәдин кәлди демәстин һәммиңлар қоллаңлар, силәрни хәлқ чиң йүрәктин алқишлайду. Әгәр бизни қоллимисаңлар, силәргә боснийәликләрниң рәһбири әли иззәт беговичниң бир сөзини әслитип қоймақчимән: ‛һәммә иш ахирлашқанда ядимизда қалидиған нәрсә дүшмәнлиримизниң сөзлири әмәс, достлиримизниң сүкүттә турувелиши болиду‚”.
Дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмит әпәнди, түркийә парламентида уйғур қирғинчилиқи тоғрисида қарар мақуллитишни узун йиллардин буян тәләп қилип келиватқанлиқини, өктичи партийәләрниңму буни тәләп қилип келиватқанлиқини, әгәр һакимийәт бешидики партийәдин болған парламент әзалириму қоллиған тәқдирдә бундақ бир қарарни мақуллатқили болидиғанлиқини тәкитлиди.
Мәһмуд ариқан әпәнди 1977-йили қәйсәридә туғулған. Қәйсәридики әрҗийәс университети бинакарлиқ факултетини пүттүргән. 2023-Йили парламент әзаси болуп сайланған. 2024-Йили саадәт партийәсиниң рәиси болуп сайланған.