Әнгилийәдики борнемут университетида “уйғур ирқий қирғинчилиқини чүшиниш вә дуняниң позитсийәси” намлиқ лексийә берилгән
2025.03.03
3-Март, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас билән мәркизи америкадики уйғур тәтқиқат институтиниң директори абдулһаким идрислар әнгилийәдики борнемот университети (Bournemouth University)ниң тәклипигә бинаән, “уйғур ирқий қирғинчилиқини чүшиниш, хитайниң тәтүр тәшвиқати вә дуняниң позитсийәси” намлиқ мәхсус лексийә бәргән.
Рошән аббас билән абдулһаким идрислар айрим-айрим һалда оқуғучиларға “уйғур ирқий қирғинчилиқи” вә хитайниң “чегра һалқиған бастуруши” һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән. Рошән аббас ханим сөзидә техи нәччә күнниң алдида тайландтин хитайға өткүзүп берилгән 40 нәпәр уйғурниң мәсилисиниму тилға алған. Буниң хитайниң чегра һалқиған бастурушиниң бир мисали икәнликини тәкитләп өткән.
Бу лексийәгә қатнашқан оқуғучилар, уйғурлар дүч кәлгән бу ирқий қирғинчилиқ вә хитайниң вәһшиянә сияситидин қаттиқ һәйран қалған. Абдулһаким идрисниң билдүрүшичә, оқуғучилар вә башқа лексийә аңлиғучилар улардин “хитай һөкүмити силәрниң авазиңларни боғушқа тиришқанчә, силәрниң қаршилиқлар күчәйдиму яки аҗизлаштиму?”, “һазирқи америка һөкүмити уйғурларни қолламду?”, “силәрниң әһвалиңлар бундин кейин қандақ болиду?” дегәндәк соалларни сорашқан.
Абдулһаким идрис билән рошән аббас өзлири тәйярлап кәлгән уйғур ирқий қирғинчилиқиға мунасивәтлик доклатида, хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан қирғинчилиқ сиясәтлирини дәлилләп көрситидиған фото сүрәт, видийо, рәсмий һөҗҗәт вә башқа материялларни нәқ мәйданда көрсәткән. Лексийә ахирида оқуғучилар, тәтқиқатчилар, пирофессорлар улардин нурғун соалларни сорашқан һәмдә бундин кейин бу қирғинчилиқини тохтитиш үчүн немиләрни қилиш керәклики тоғрилиқ сөһбәтләшкән.
Бу қетимлиқ лексийәни борнемот университетиниң йәр шари мәсилилири пирофессори роман геродимос әпәнди орунлаштурған. Лексийәгә шу университетниң учур-ахбаратчилиқ, учур-алақә вә хәлқара сиясәт кәсиплиридә оқуватқан толуқ курс, магистир вә докторлуқ унвани үчүн оқуватқан оқуғучилар, йетәкчи пирофессорлар вә тәтқиқатчилар қатнашқан. Лексийә аңлиғучилар лексийә арилиқида абдулһаким идрис вә рошән аббаслар билән айрим параңлишип, уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрилиқ муһакимиләр қилишқан.