Германийә 2024-йили уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишни парламентта авазға қоймақчи
2023.09.06

Германийә парламентида тәсис қилинған “уйғур достлуқ гурупписи” -германийә билән хитайниң сиясий, иқтисадий мунасивәтлири әң начар вәзийәткә йүзләнгән бир мәзгилдә қурулди.
Д у қ вәкиллири һәмдә германийәдики бир бөләк уйғурларниң қатнишиши билән 5-сентәбир күни германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” қурулуп, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди. Германийәниң бир қисим мәтбуатлири бу һәқтә хәвәр һәм мулаһизиләр елан қилди.
5-Сентәбир “германийә таратқуси” намлиқ көп тиллиқ таратқу елан қилған “парламент әзалири кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә диққәт қилмақчи” намлиқ қисқа хәвәрдә баян қилишичә, германийәдики хиристиян демократлар партийәси, сотсиял демократлар партийәси, әркин демократлар партийәси вә йешиллар партийәсидин ибарәт һакимийәт бешидики 4 чоң партийәниң парламенттики 11 нәпәр әзаси “уйғур достлуқ гурупписи” ға әза болған болуп, улар “хитайниң уйғурларниң һәқ-һоқуқиға дәхли-тәруз қилиш қилмишлириға көңүл бөлидикән”.
Хәвәрдә тилға елишичә, мәзкур парламент әзалири “хитайниң мусулман аз санлиқ милләт болған уйғурларға селиватқан азаб-оқубәтлириниң германийә хәлқиниң диққитидин көтүрүлүп кәтмәсликигә капаләтлик қилиш үчүн теришчанлиқ көрситидикән”. Б д т өткән йили елан қилған доклатта, хитайниң уйғурларни җаза лагерлириға соливелип қийнаватқанлиқи, тән җазаси елип бериватқанлиқи, туғут чәкләш сиясити йүргүзүватқанлиқи тилға елинған. Бир қисим ғәрб дөләтлири буни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған.
“франкфурт мәҗмуәси” гезити 5-сентәбир елан қилған “FDP сиясәтчиси һайдт: хитай шинҗаңдики лагерларни тақиши лазим” намлиқ зиярәт хатирисидә баян қилишичә, “уйғур достлуқ гурупписи” ға әза болған германийә парламент әзалири келәр йили уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш үчүн парламентта авазға қоюш йиғини тәшкилләйдикән. Әркин демократлар партийәси (FDP) ниң парламенттики вәкили һәмдә “уйғур достлуқ гурупписи” ниң әзаси петер һайдт (Peter Haydt) ниң мәтбуатқа билдүрүшичә, нөвәттә германийәдики оңчиллар вә солчиллар партийәлиридин башқа, һакимийәт бешидики асаслиқ 4 чоң партийәниң уйғурларниң һазирқи вәзийитидин яхши мәлумати бар икән. Униң үстигә, йеқинда елан қилинған германийәниң “хитай истратегийәси” диму кишилик һоқуқ мәсилиси алаһидә тилға елинған икән.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ни қуруштики асаслиқ мәқсәтму парламентқа уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруш икән. Униң илгири сүрүшичә, “уйғур достлуқ гурупписи” ниң йәнә бир муһим вәзиписи уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ герман ширкәтлириниң хитайдин чекинип чиқишини қолға кәлтүрүш вә хитайға җаза йүргүзүшни әмәлгә ашуруш икән.
Петер һайдтниң әскәртишичә, һазирқи һөкүмәтниң хитайға болған қариши өткәнки һөкүмәтләрдин пәрқлинидикән. Уйғурлар мәсилисидә, болупму әркин демократлар партийәси вә йешиллар партийәси асан бир ариға келәләйдикән. Сотсиял демократлар партийәси биләнму тил тепишалайдикән. Бирақ, уйғур ирқий қирғинчилиқини парламентта аваздин өткүзүш германийәгә нисбәтән мурәккәп һәм назук мәсилә икән. 2024-Йили өткүзүлидиған уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишни авазға қоюш йиғинидин илгири, “уйғур достлуқ гурупписи” дики парламент әзалири башқа партийәләр биләнму пикир бирлики шәкилләндүрүши, шундақла оңчиллар вә солчилларниң тосалғулирини йеңиш үчүн көп тиришчанлиқлар көрситишигә тоғра келидикән.
Д у қ ниң мәркизи җайлашқан германийәдә уйғур ирқий қирғинчилиқиниң һазирға қәдәр етирап қилинмаслиқи, уйғурларни әпсусландуруп кәлгән амилларниң бири болған иди. Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, алди билән германийәниң бәзи ғәрб дөләтлиригә охшаш уйғур ирқий қирғинчилиқини дәрһал қобул қилалмаслиқидики конкирет сәвәбләрни тилға елип өтти. Униң қаришичә, германийәниң хитай билән болған ғайәт зор иқтисадий һәмкарлиқи вә хитайға һәр җәһәттин беқинип қелиши уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилалмаслиқидики һалқилиқ амил икән. Шундақ болушиға қаримай, бир қисим парламент әзалири 2024-йили уйғур ирқий қирғинчилиқини парламентта авазға қоюшқа тәйярлиқ қилмақта икән.
“FDP сиясәтчиси һайдт: хитай шинҗаңдики лагерларни тақиши лазим” намлиқ зиярәт хатирисиниң хатимисидә мундақ баянларға орун бәргән: “хитай һакимийити шинҗаңдики лагерларни чоқум тақиши керәк. Улар инсанларниң әркинликини қайтуруп бериши һәмдә көп хиллиққа йол қоюши лазим. Хитай чоң бир дөләт, әмма һәммә инсанни охшаш бир шәкилдә вә охшаш бир мәдәнийәттә яшатмақчи болуш-учиға чиққан бимәнилик. Бейҗиң һөкүмити мәдәнийәтниң көп хиллиқини тәһдит әмәс, бәлки пурсәт дәп билиши лазим. Мәйли уйғурлар яки тибәтләр болсун, мәйли хоңкоңлуқлар вә фалунгуңчилар болсун, һәммиси хитайниң бир парчиси. Хитай рәһбәрлири һәммә инсанни охшаш қилимән дәйду, әмма бу инсан тәбиитигә түптин хилап.”