Рошән аббас: “антонио гутеррес ирқий қирғинчилиқ қиливатқан мустәбит һакимийәтни қоллайду”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.09.27
Рошән аббас: “антонио гутеррес ирқий қирғинчилиқ қиливатқан мустәбит һакимийәтни қоллайду” Вашингтондики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим португалийәниң мәтбуатлириниң зияритини қобул қилмақта. 2022-Йили 27-сентәбир.
Photo: RFA

Вашингтондики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас б д т баш катипи антонио гутерресни униң юртида уйғурлар мәсилисигә сәл қариғанлиқи үчүн әйибләп бәлгилик тәсир қозғиған.

Португалийәниң пайтәхти лиссабонда нәшрдин чиқидиған 150 йиллиқ тарихқа игә “күндилик хәвәрләр” гезити 26-сентәбир күни “уйғур паалийәтчиси лиссабонда” намлиқ хәвәрни елан қилип, уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисигә сәһипә аҗратқаниди. 27-Сентәбир күни йәнә “рошән аббас: гутеррес ирқий қирғинчилиқни қоллайду” намлиқ хәвәрни елан қилип, теги португалийәдин болған, португалийәликләр алаһидә һөрмәтләйдиған б д т ниң һазирқи баш катипи антонио гутерресни уйғур ирқий қирғинчилиқиға сәл қараш вә хитайниң вәһшийликигә сүкүт қилиш, хитайни қоллаш билән әйиблигәнликини баян қилған.

Мақалида рошән аббасниң баянлириға орун берилип мундақ дейилгән: “мишел бачелет 4 йилдин кейинки әң ахирқи дәқиқидә уйғурлар тоғрисидики доклатни елан қилди. Бирақ антонио гутеррес б д т ниң баш катипи салаһийити билән 4 йилдин буян уйғурлар мәсилисини бир қетимму тилға елип бақмиди. Бачелетни шу орунға таллиған адәмму антонио гутеррес иди. Мән униң тоғра қарар чиқирип, сунуватқан образини қоғдап қелиш үчүн өзини тарихниң тоғра тәрипигә қоюшини үмид қилимән. Әмәлийәттә, антонио гутеррес ирқий қирғичилиқ елип бериватқан мустәбит һакимийәтни қоллайду. Бу биз үчүн интайин еғир үмидсизлик. Б д т дин ибарәт бу қурулма немә үчүн мәвҗут болиду? дәл мушундақ зораванлиқни түгитиш үчүн. Антонио гутеррес әпәнди тоғра йөнилиштә конкрет тәдбирләр билән һәрикәт қилмиса, ақивәттә униң образиму бачелетниңкигә охшаш булғуниду”.

Вашингтондики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим португалийәдә уйғур вәзийитини тонуштурмақта. 2022-Йили 27-сентәбир.
Вашингтондики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим португалийәдә уйғур вәзийитини тонуштурмақта. 2022-Йили 27-сентәбир.
dn.pt

Бу сөзләрни рошән аббас ханим 25- вә 26-сентәбир күнлири португалийә мәтбуатлириниң зиярәтлирини қобул қилғанда, оттуриға қоюлған соалларға җаваб бәргәндә тилға алған. Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас вә уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһеким идрислар 23-сентәбир лондондики паалийәтлирини ахирлаштурғандин кейин, америка ташқи ишлар министирлиқиниң орунлаштуруши билән 24-сентәбирдин башлап португалийә пайтәхти лиссабонда паалийәтлирини башлиғаниди.

Лиссабондин зияритимизни қобул қилған абдулһеким идрис әпәнди бу һәқтә тохталғанда, алди билән лиссабондики ахбарат саһәсиниң зиярәтлири тоғрисида қисқичә мәлумат бәрди. У сөзидә, 26-сентәбир күни лиссабондики америка әлчиханисида америкиниң португалийәдики баш әлчиси, америкиниң италийәдики баш әлчиси вә вашингтондин кәлгән бирқисим дипломатлар билән юмилақ үстәл сөһбити елип барғанлиқини, бу сөһбәттә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн елип берилидиған конкрет һәрикәтләр һәққидә музакириләрдә болғанлиқини әскәртти.

Рошән аббас ханим болса бу һәқтә мундақ деди: “уйғурларниң португалийәдә анчә көп паалийәтлири болмиғанлиқи үчүнмикин, бизниң португалийәгә йетип кәлгәнликимизни аңлиған күндин башлап тәрәп тәрәптин мухбирлар йиғип кетип, уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида нурғунлиған соалларни сорашти. Португалийәликләр өз дөлитидин чиққан б д т баш катипи антонио гутерресни чоң билидикән вә алаһидә һөрмәтләйдикән. Буниң үчүнму, антонио гутерресниң юртида туруп, униң уйғурлар мәсилисигә һазирға қәдәр сүкүт қилиш биләнла чәкләнмәстин, бәлки изчил һалда хитайни қоллап келиватқанлиқини, униң уйғур қирғинчилиқиға шерик болуватқан бир шәхс икәнликини сөзләп, уни бачелетқа охшаш ақивәткә қелиштин агаһландурдум. Уйғур ирқий қирғинчилиқиға игә чиқишниң һәммидин аввал антонио гутерресниң вәзиписи икәнликини тилға елип, униң өз вәзиписини һеч ада қилалмиғанлиқини тәкитлидим. Мәтбуатлар мениң антонио гутерресгә қарита тәнқидлиримгә алаһидә қизиқти”.

Рошән аббас вә абдулһеким идрисларниң лиссабондики паалийәтлири 28-сентәбиргә қәдәр давам қилидикән. Бу җәрянда улар көплигән темилардики йиғинларға қатнишип, уйғур ирқий қирғинчилиқидин мәлуматлар беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.