Хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқини ақлаш сәһнисигә айланған “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.10.18
6-nowetlik-dunya-axbarat-yighini-1 Хитай тәшвиқатида дағдуғилиқ тәбриклиниватқан “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намидики “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини” дин көрүнүш. 2024-Йили 14-өктәбир, үрүмчи.
XINHUA

Хитай тәшвиқатида дағдуғилиқ тәбриклиниватқан “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намидики “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини” 14-өктәбир үрүмчидә ечилған. Хитай хәвәрлиридә улар бу қетимлиқ дуняви характерлик зор көләмлик ахбарат чоң йиғининиң үрүмчидә чақирилишиниң, “юқири дәриҗидә тәрәққий қиливатқан шинҗаңға парлақ пәйт” елип келидиғанлиқи һәққидә давраң салмақта.

Ваһаләнки, “сүний әқилни башқурушниң инсанийәт тәқдири үчүн интайин муһим” икәнлики тәкитләнгән бу йиғинға қарита көзәткүчиләр, униң хитай һөкүмити вә йиғинға қатнашқан хәлқарадики бир қисим таратқуларниң өзара “һәмкарлишип”, хитайниң йеқинқи йиллардин буян уйғурларға йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәтлирини ақлаш вә өз образини яхшилашқа һазирланған сәһнигә айланғанлиқини илгири сүрмәктә.

“шинҗаң гезити” ниң 14-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, шинхуа агентлиқи вә шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити бирликтә уюштурған 6-нөвәтлик дуня ахбарат йиғиниға 106 дөләт вә райондин кәлгән 208 ғоллуқ ахбарат, һөкүмәт тармақлири, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ органлар вә хәлқаралиқ тәшкилатларға вакалитән 500 дин артуқ киши қатнашқан. Хәвәрләргә қариғанда, тас хәвәр агентлиқи, әл-җәзирә ахбарат гуруһи, америка бирләшмә агентлиқи вә венгирийә ATV гуруһи қатарлиқ хәлқаралиқ асаслиқ ахбарат органлириниң башлиқлири бу йиғинға қәдәм тәшрип қилған.

Хитай тәшвиқатида дағдуғилиқ тәбриклиниватқан “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намидики “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини” уйғурларниң дутарини чүшәндүрмәктә. 2024-Йили 14-өктәбир, үрүмчи.
Хитай тәшвиқатида дағдуғилиқ тәбриклиниватқан “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намидики “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини” уйғурларниң дутарини чүшәндүрмәктә. 2024-Йили 14-өктәбир, үрүмчи.
XINHUA

Америкадики хитай анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири, обзорчи ху пиң әпәндиниң билдүрүшичә, 2008-йиллиқ бейҗиң олимпик мәзгилидә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән ахбарат таратқулириниң бир йәргә йиғилған мәзгили дәл бу дуня ахбарат йиғини механизминиң қурулушиға асас болған. У, бу һәқтики инкасида, хитайниң асаслиқ тәшкилләш вә башқуруш һоқуқиға игә болған бу йиғиниға ғәрб әллири таратқулириниң қатнашқанлиқиға қарита қаттиқ наразилиқини билдүрди. У йәнә, бу қетимлиқ йиғинниң үрүмчидә чақирилишиниң тамамән хитайниң сиясий еһтияҗи билән бағлинишлиқ икәнликини тәкитләп, өз пикрини мундақ баян қилип өтти.

“йиғинда бу темини улар наһайити әқиллиқлиқ билән таллиған. Чүнки һазир сүний әқилниң тез тәрәққий қилиши һәқиқәтән әнәниви таратқуларға зор тәсир көрсәтти. Шуңа мәйли кимниң қандақ көзқарашта болушидин қәтийнәзәр, һәммәйлән дуч келиватқан бу йеңи бир риқабәттә хитай даирилири кишиләр қизиқидиған сүний әқил темисини таллиған. Ваһаләнки, бу йәрдә уларниң өз шәхсий ғәрәзлирини бу қетимлиқ йиғинға йошурун шәкилдә елип киришкә урунуватқанлиқини ениқ көрүвелишқа болиду. Чүнки, хитай даирилириниң шинҗаңдики кишилик һоқуқни рәһимсизләрчә бастурушиниң ашкарилиниши билән улар ташқи дуняда һәр саһәниң күчлүк тәнқидигә учратмақта. Шуңа йеқинқи икки-үч йилдин бери хитай даирилири шинҗаңда, болупму үрүмчидә түрлүк шәкилләрдә хәлқаралиқ паалийәтләрни көпләп елип берип, өзиниң яхши образини яритиш вә шинҗаңниң тинчлиқини сиртқа билдүрүшкә урунуп келиватиду. Әмма улар тәрипидин пиланлиқ орунлаштурулған бу түрдики йиғинларға барғанлар уларниң қилтиқиға чүшүп, мәқсәтлик вә яки мәқсәтсиз һалда хитай компартийәсиниң җинайитини йошуруши үчүн рол ойнаватиду.”

Хитай тәшвиқатида дағдуғилиқ тәбриклиниватқан “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намидики “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини” дин көрүнүш. 2024-Йили 14-өктәбир, үрүмчи.
Хитай тәшвиқатида дағдуғилиқ тәбриклиниватқан “сүний әқил вә ахбарат өзгириши” намидики “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини” дин көрүнүш. 2024-Йили 14-өктәбир, үрүмчи.
XINHUA

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханиси директори һенрий шаҗивискиниң қаришичә, нөвәттә пүтүн дуня миқясида һәр хил йеңи пурсәтләрни елип келиватқан сүний әқил техникилиқ дәвридә, хитайниң үрүмчидә сүний әқилниң тәрәққияти, униң дуня ахбарат саһәсигә елип кәлгән пурсити вә хириси, техника инқилабиниң йеңи долқуни вә санаәт өзгиришидә ахбаратниң роли һәм мәсулийити, шундақла йәршари заманивилишишиниң дуняви тәрәққият һекайисини қандақ үнүмлүк сөзләш баш тема қилинған йиғинни чақириши улар үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә икән.

“сүний әқил нөвәттә һәр хил йеңи пурсәтләрни елип келиватиду һәмдә бу пурсәтләрниң бәзилири инсанларниң алға илгирилишигә пайдилиқ болуп, бәзи конкрет идеологийә вә қаралмиларниң тәрәққияти үчүнму түрткиси бар дәп қараймән. Шуңа сүний әқил нөвәттә бу хилдики учурларни ортақлишиш үчүн ишлитилидиған һалқилиқ мәнбәгә айланмақта. Демәк бу нуқтидин елип ейтқанда, хитайниң бу байлиқ мәнбәсини қезиш вә униңдин пайдилинип, өз идраклирини тарқитиши әҗәблинәрлик иш әмәстур. Ваһаләнки, бу йәрдә тәкитләшкә тегишлик мәсилә шуки, үрүмчи нөвәттә хитай үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә, чүнки уйғур райони хитайниң бу җайға аит учурларни дуняға йәткүзидиған асаслиқ орнидур.”

“шинҗаң гезити” ниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй, уйғур аптоном районниң рәиси әркин туняз 13-өктәбир күни үрүмчидә “6-нөвәтлик дуня ахбарат йиғини” ға қатнишидиған хитай вә чәт әлдин кәлгән йиғин қатнашқучилири билән көрүшкән. Хәвәрдә дейилишичә, ма шиңруй улар билән көрүшүш җәрянида сөз қилип мундақ дегән; “хәлқарадики хитайға қарши бир қисим күчләр пакитқа көз юмуп, хитай шинҗаңда ‛ирқий йоқитиш қилди‚, ‛мәҗбурий әмгәк қолланди‚ дегәндәк учиға чиққан ялған-явидақ сөзләрни халиғанчә ойдуруп чиқип, рәзил ғәрәздә йәккә тәрәплик җазалашни йолға қойди, уларниң түп мәқсити шинҗаңдики һәр милләт хәлқни намрат, арқида қалған әһвалға чүшүрүп қоюп, шинҗаң ишлириға арилишиш арқилиқ хитайниң тәрәққиятини тосушқа урунуш суйиқәстини ишқа ашуруштин ибарәт.”

Норвегийәдики “уйғур әдлийә архипи” намлиқ органниң мәсули бәхтияр өмәрниң қаришичә, ма шиңруйниң юқириқи сөзлири хитайниң мәзкур йиғинни өзлириниң ирқий қирғинчилиқ сияситини ақлаш вә өзлирини әйиблигән америка қатарлиқ ғәрб дөләтлирини қарилаш үчүн пайдилиништа қолланмақчи болғанлиқини көрситиду.

Униң тәкитлишичә, “6-нөвәтлик дуня ахбарати йиғини” ниң үрүмчидә ечилиши, хитайниң 2017-йилидин буянқи истратегийәлик мәқсәт билән башлиған ирқий қирғинчилиқидин кейинки юмшақ күчтин пайдилинип “образ яхшилаш пилани” ниң наһайити муһим бир қисми һесаблиниду.

Хитайниң “шинҗаң гезити” ниң уйғур тилидики хәвәрлиридә ейтилишичә, 13-өктәбир күнидики ма шиңруй билән болған учришишта, тас агентлиқи, қатар әл-җәзирә таратқу гуруһи, җәнубий африқа мустәқил таратқу гуруһи, малайсия дөләт ахбарат агентлиқи, биразилийә сан павло йебав гезитчилик гуруһи, нигерийә агентлиқи, қирғизистан қабар дөләт агентлиқи қатарлиқ таратқуларниң башлиқлири вә баш муһәррирлири айрим-айрим сөз қилип, йеқинқи йиллардин буян, шинҗаңниң тохтимай сахта тәшвиқат вә яман ғәрәзлик һуҗум қилиш нишани болуп қалғанлиқини билдүргән.

Лекин, диққәтни тартидиған йери шуки, бу сөз қилғанлар қатарида мәзкур йиғинға қатнашқан америка бирләшмә агентлиқи тилға елинмиған.

Һенрий шаҗивиски юқирида тилға елинған хәлқаралиқ таратқуларниң хитай билән ялған-сахта учур тарқитишта “ортақ һәмкарлашқучи” болуватқанлиқини билдүрүп, бу һәқтики қаришини шәрһләп өтти:

“бу йиғинға қатнашқан ахбарат тәшкилатлири асасән дөләт игидарчилиқида болуп, буниң ичидә русийә хитайниң вәзипилирини иҗра қилғучиларниң қатаридин орун алиду. Чүнки русийә сахта учур тарқатқучидур. Шуңа хитай билән русийә өз мәвқәлирини қандақ тарқитиш вә райондики әһвалларға асасән мәҗбурий хәвәр елан қилишта өзара ортақлишиватиду һәм өзара өгиниватиду. Йәни, хитай сахта хәвәрләрни чиқиришта башламчи болуши мумкин, әмма улар охшимиған саһәдики тәҗрибилириниму бир-бири билән алмаштуриду. Русийә дәл әнә шуниң ичидики муһим һәмкарлашқучи дөләтләрниң биридур.”

Америкадики туңган анализчи маҗу бу һәқтики қаришичә, гәрчә хитай даирилири бу қетимлиқ дуня ахбарат йиғиниға америка бирләшмә агентлиқи, әл җәзирә таратқу гуруһиниңму иштирак қилғанлиқини давраң қилип, уларниңму хитай тәшвиқати билән бир йолда икәнликини көз-көз қилсиму, әмма нәтиҗиниң уларниң күткинидәк болуши натайин икән. У мундақ деди:

“ишинимәнки, америка бирләшмә агентлиқи болсун вә яки әл җәзирә таратқуси болсун улар унчә әхмәқ әмәс. Уларниң һәммиси у йәргә немә үчүн баридиғанлиқини обдан билиду. Чүнки биз илгири уйғур елидики җаза лагерлири һәққидики нурғун хәвәрләрниңму бәзи таратқуларниң әйни чағда әнә шундақ бәзи йиғинларға қатнишиш вә зиярәт қилиш пурситигә еришиш арқилиқ қолға кәлтүргән учурлар икәнликини билимиз. Шуңа әркин дунядики сөз әркинлики вә сиясий әркинлики бар кишиләр өзлири барған җайда немиләрни көргәнлики һәққидә қандақ йәкүн чиқиришни билиду. Әмма хитай компартийәси буни пурсәт дәп билип, өз дөлитидики хәлққә һәммәйләнниң һәтта америка бирләшмә агентлиқиниңму кәлгәнликини тәшвиқ қилсиму, ваһаләнки, уларниң чиқиш нуқтиси вә мәқсити охшимайду, халас.”

Игилинишичә, дуня ахбарат йиғини механизми 2009-йили хәлқарадики бир түркүм даңлиқ дөләт органлириниң ортақ қоллиши билән қурулған болуп, униң катибат башқармиси шинхуа агентлиқиға җайлашқан. Бу қетим 6-нөвәтлик дуня ахбарат йиғини 12-өктәбирдин 17-өктәбиргичә үрүмчи вә бейҗиңда чақирилған болуп, һазирғичә бу йиғин җәмий 4 қетим хитайда ечилған. Қалған икки қетимлиқ йиғин русийәниң москва шәһири вә қатарниң доха шәһиридә ечилған. Дәрвәқә, хитай һөкүмити хәлқараға “шинҗаң һекайиси” ни яхши сөзләшни җиддий рәвиштә қанат яйдуруватқан бир пәйттә, асасән хитайниң саһибханилиқида давамлишиватқан аталмиш “дуня ахбарати йиғини” ниң үрүмчидә чақирилиши түрлүк ғулғула қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.