Софей речардсон: “ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң баянати уйғурлар вә башқа мусулманларға қилинған дәһшәтлик хаинлиқ”

Ислам һәмкарлиқ тәшкилати 5 бабтин тәркиб тапқан бир қарарнамә мақуллиған.

Кишилик һоқуқ вәзийити көзәткүчиси, җаң шав исимлик алий мәктәп оқуғучиси твитерда қәшқәр кона шәһәрдики йиғивелиш лагери дәп көрсәткән хәритиси. Social Media/Shown Zhang

Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң 46-нөвәтлик омумий йиғини мушу айниң 1-2-күнлири әбузәби шәһиридә ечилған иди. Икки күнлүк йиғиндин кейин 5 Бабтин тәркиб тапқан бир қарарнамә мақулланған. Қарарнаминиң толуқ текисти бүгүн елан қилинғандин кейин иҗтимаий тор бәтләрдә күчлүк наразилиқ қозғиди.

Қарарнаминиң биринчи баби “ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болмиған дөләтләрдики мусулман хәлқләр вә мусулман аз санлиқларниң һоқуқини қоғдаш һәққидики қарар” болуп, 31 маддилиқ бу қарарниң 20-маддисида нөвәттә уйғур елидә икки милйонғичә мусулман хәлқни лагерға қамап қойғанлиқи үчүн күчлүк тәнқид обйекти болуватқан хитай һәққидә төвәндикиләр баян қилинған:

“хитай хәлқ җумһурийитиниң тәклипигә бинаән ислам һәмкарлиқ тәшкилати баш катибатлиқидин тәшкилләнгән һәйәт тәрипидин елип берилған зиярәтләрниң нәтиҗисини қарши алимиз. Хитай хәлқ җумһурийитиниң мусулман пуқралириниң һалидин яхши хәвәр елиш үчүн көрситиватқан тиришчанлиқлирини тәқдирләймиз. Шундақла, хитай хәлқ җумһурийити билән ислам һәмкарлиқ тәшкилати арисидики һәмкарлиқни давамлиқ ашурушни арзу қилимиз”.
Н
Өзиниң рәсмий тор бетидә өзлирини “мусулман дунясиниң коллектип авази” дәп тәшвиқ қилидиған дуня ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң юқиридики баяни бүгүн уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан көзәткүчиләрни қаттиқ һәйран қалдурди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софей речардсон бүгүн радийомизға қилған сөзидә буни “дәһшәтлик хаинлиқ” дәп атиди. У мундақ деди: “бу баянат ислам һәмкарлиқ тәшкилати уйғур вә башқа мусулман түркий хәлқләргә қилған дәһшәтлик хаинлиқ. Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғур елидә бир милйондин ошуқ киши пәқәтла дини кимлики асасида зор көләмлик тутқунға учраватқанда һеч болмиғанда ипадә билдүрмәй җим турушни таллашниң орниға уни техи алқишлиши мәнчә толиму қорқунчлуқ бир қарардур”.

Ислам һәмкарлиқ тәшкилати юқиридики 31 маддилиқ қарарнамисидә айрим-айрим һалда мәзкур органниң һәрқайси дөләтләр, болупму ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болмиған дөләтләрдики мусулман хәлқләр учраватқан кәмситиш, бесим вә зиянкәшликтин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, бу һәқтә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий, дини вә миллий айримичилиққа қарши туруш һәққидики қарарнамилирини қоллайдиғанлиқи шундақла ню-йорк, бирюссел, париж қатарлиқ шәһәрләрдики ишханилири арқилиқ ғәрб дөләтлиридики мусулманларниң әһвалини давамлиқ көзитидиғанлиқини тәкитлигән. Ислам һәмкарлиқ тәшкилати өзиниң юқиридики қарарнамисиниң 9-19-маддилирида оттура африқа дөләтлирини, һиндистан, гиретсийә вә сириланка һөкүмәтлирини, өз ичидики мусулманларға пәрқлиқ муамилә қилиш билән тәнқидлигән.

Юқиридики бу маддилар арисида немә үчүн хитайни мәдһийәләш еһтияҗи туғулғанлиқини сорап беқиш үчүн ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ ишханисиға телефон қилдуқ. Бирақ улар бизниң соалимизға җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтип, биздин органниң җиддә шәһиридики баш мәркизи билән алақилишип беқишимизни сориди.

Софей речардсон болса ислам һәмкарлиқ тәшкилатидики әза дөләтләрниң бири болған түркийәму хитайни қаттиқ әйиблигән бир шараитта бу қарарнаминиң қандақ болуп мақуллуқтин өткәнлики кишини һәйран қалдуридиғанлиқини ипадилиди вә әгәр: “бу әза дөләтләр һәқиқәтән шундақ ойлиса, өзлири берип шу лагерларда берип йетип бақсун” деди. Софей речардсон сөзидә: “мән бу дөләтләр вәкиллиригә өзлири берип шу сиясий тәрбийәләш лагерлирида йетип синап беқишини қаттиқ тәвсийә қилимән. Әгәр улар лагерларда бир ай йетип бақса вә өзиниң уруқ-туғқанлиридин бирәри ашундақ лагерларға солинип кәтсә андин уларниң көз қаришида өзгириш болуши мумкин. Бирақ, юқириқидәк пакитларни пүтүнләй йоққа чиқириш кишиниң ғәзипини кәлтүриду” деди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лу каң 4-март күнидики баянатида, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң юқиридики қарарнамисини қизғин қарши алған иди. У сөзидә: “ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң 46-нөвәтлик ташқи ишлар министирлири йиғинида қобул қилинған қарарнамә хитай һөкүмитиниң хитайдики мусулман хәлқләр үчүн қилған хизмәтлириниң әң алий вә мукәммәл һалда етирап қилиниши болуп һесаблиниду” дегән.

Һалбуки, уйғур елидә 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләрниң хитай һөкүмитиниң кәң көләмлик тутқун қилишиға учрап, қайта тәрбийә мәркизи дәп атиливатқан лагерларда миллий вә дини кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлиниватқанлиқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин шундақла йәнә америка һөкүмити вә нурғун хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири тәрипидин бирдәк оттуриға қоюлған.

Америка һөкүмитиниң хәлқара диний әркинлик ишлири баш әлчиси сам бровенбәк 8‏-март күни хоңкоңда қилған бир сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қоюватқан лагерлирини “йиғивелиш лагерлири” дәп атиған иди. У сөзидә, уйғурларни диний етиқади сәвәблик тутқун қилинип, йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи, бу орунларниң “аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийәт вә диний кимликини йоқитиш мәқситидә қурулғанлиқи” ни тәкитлигән.

Сам бровенбәк әпәнди 12-март күни тәйвәндә туруп, “дәвр” журнилиниң зияритини қобул қилғандиму, уйғур елидики вәзийәтни “интайин қорқунчлуқ” дәп тәсвирләп “хитай бу орунларни кәспий тәрбийәләш орни, дәйду әмма униң мәҗбурий йосундики тәрбийәләш икәнликини тилға алмайватиду. Хитай һөкүмити өз пуқралириға немә қиливатқанлиқиға җаваб беридиған вақит кәлди” дегән. У хитай һөкүмитини хәлқаралиқ тәкшүргүчиләрниң мустәқил тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа шундақла лагердикиләрни қоюветишкә чақириш билән биргә, хитай һөкүмити буниңға көнмигән тәқдирдә америка һөкүмитиниң магнитиский қануний қатарлиқ алақидар қанунлар арқилиқ буниңға қарши һәрикәткә өтүши мумкинликини ипадә қилған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org