Америка мусулманларни уйғурларға көңүл бөлүшкә чақириватқанда әрәб әллири дипломатлири хитайниң уйғур сияситини мәдһийәлигән
2020.10.30
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо йеқинда һиндистан вә һиндонезийә қатарлиқ дөләтләрдә зиярәттә болғанда уйғурларниң мәсилисини көп қетим тилға алди.
Бу дөләтләрни хитайниң уйғур мусулманлириға тутқан муамилисигә қарши сада чиқиришқа чақирди. У тонулған һиндистанлиқ жорналист шехар гуптаниң мәхсус зияритини қобул қилғандиму уйғурлар учраватқан зулумни тонуштурған. Шехар гупта буниң билән майк помпейодин “бир қанчә милйон мусулман лагерға қамалғанда сүкүттә турған мусулманларниң макрон вә фирансийә һәққидә бир еғиз гәп биләнла һаяҗанлинип кетиши арисидики бу күлкилик ишқа қандақ қарайсиз?” дәп сориған.
Майк помпейо буниңға мундақ җаваб берип: “мәнму буни чүшәндүрүп берәләмдим, биләймән. Бирақ мениң үмидим бар. Мән хитайниң ғәрбидә йүз бериватқан ишларни көргән һәр бир инсанниң буниңдин қаттиқ чөчүшини, буниң инсанийәт тарихидики әң чоң пәскәшлик, әң еғир зулум дәп тонулушини үмид қилимән. Буниң бизгә 1930-йилларда йүз бәргән ишларни сәмимизгә селишини үмид қилимән. Германийә, вә пүтүн дуня. Мәйли ислам дөләтлири яки һинди динидики дөләтләр вә яки христиан дөләтлири болсун, пүтүн дуняниң ортақ тонушқа келип, хитайни уйғурларға бундақ зулум қилмаслиққа қайил қилишини үмид қилимән,” дегән.
Һалбуки, майк помпейониң бу мәхсус сөһбити елан қилинған минутларда хитайниң һөкүмәт авази болған “шинҗаң гезити” хәвәр елан қилип, әрәб дөләтлириниң хитайда турушлуқ дипломатлири уйғур елидә зиярәттә болғанлиқи вә “биз шинҗаң хәлқиниң тинчлиқ, хушаллиқ ичидә яшайдиғанлиқини вә хизмәт қилидиғанлиқини көрдуқ” дегәнликини илгири сүргән.
Хәвәрдин қариғанда, 10-айниң 19-күнидин 22-күнигичә, әрәб дөләтлириниң хитайда турушлуқ әлчилири вә әрәб әллири иттипақиниң вәкиллири уйғур елиниң үрүмчи, қәшқәр вә ақсу қатарлиқ җайлирида 4 күнлүк зиярәттә болған болуп, “шинҗаң гезити” хәвиридә мундақ дейилгән: “төт күнлүк зиярәт вәкилләр өмикидә чоңқур тәсират қалдурди. Көпчилик шинҗаңниң террорлуқ вә радикаллиққа қарши туруш, пуқраларниң диний етиқад әркинликини қоғдаш, иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш вә хәлқ турмушини яхшилаш қатарлиқ хизмәтлиригә иҗабий баһа бәрди.”
Америкадики уйғур зиялийси елшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип, һазир уйғур мусулманлириниң дәрдини ғәрб демократик әллири қилидиған вә мусулман әллири болса әксичә хитайниң депини чалидиған һаләт шәкилләнгәнликини баян қилди. У йәнә буниңда иқтисадий мәнпәәтләрдин башқа, ислам әллириниң асасән дектатор һакимийәтләрдин тәшкилләнгәнликидин ибарәт бу амилниң муһим рол ойнаватқанлиқини ейтти.
“шинҗаң гезити” хәвиридә ейтишичә, уйғур елидә зиярәткә орунлаштурулған ирақ, бәһрәйн, сәуди әрәбистан вә пәләстин қатарлиқ дөләтләрниң хитайдики дипломатлири хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қойған аталмиш “террорлуқ вә ашқунлуқни түгитиш, кәспий маһарәт билән тәрбийәләш” орунлирини зиярәт қилип, хитайниң райондики терролуққа қарши алған тәдбирлирини мәдһийәлигән болуп, уларниң һәрбири бир еғиздин хитай һөкүмитиниң йәрлик мусулманларға қаратқан сияситини қаттиқ мәдһийәлигән. Пәләстинниң вәкили болса һәтта башқа дөләтләрниңму мусулманларға хитайдәк муамилә қилишини үмид қилидиғанлиқини ейтқан.
Һалбуки, америка ташқи ишлар министири майк помпейо болса һиндонезийәдики мусулман яшларға қилған сөзидә уларни хитайниң бундақ тәшвиқатлириға алданмаслиққа чақирип: “мән хитай компартийәсиниң һиндонезийәликләрни мусулман қериндашлири учраватқан зулум билән кари болмаслиққа чақирғанлиқини билимән, уларниң силәргә уйғурларниң қалтис хушал яшаватқанлиқини тәшвиқ қилғанлиқиниму билимән. . . Әмма мушундақ муназириләрни аңлиғиниңларда пакитни пәқәт қәлбиңләрдин издәңлар. Пакитқа қараңлар, лагердин қутулуп чиққанларниң кәчмишлири вә уларниң аилә-тавабиатлириға йүз бәргәнләрни аңлаңлар,” дегән иди.