Имран ханниң очуқ хети мусулман рәһбәрлириниң “икки йүзлимичилики” ни йәнә бир қетим ашкарилиди
2020.11.03
Пакистан баш министири имран хан мусулман дөләтләрниң рәһбәрлиригә коллектип һәрикәт қилиш, ғәрб дөләтлиридә күнсери күчийиватқан ислам дүшмәнликигә бирликтә қарши туруш һәққидә очуқ хәт язған.
У хетидә бир қисим явропа дөләтлиридә мусулманларниң пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламниң һәҗвий рәсимлири сизилип, ислам дининиң муқәддәс дәстури “қуран кәрим” гә һөрмәтсизлик қилинғанлиқидәк ислам дүшмәнликниң әвҗ еливатқанлиқи, пүтүн дунядики мусулманларниң буниңдин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини тәкитлигән.
Ғәрб дөләтлиридики бир қисим кишиләрдә көрүлгән ислам өчмәнликигә дәрһал инкас билдүргән имран хан өткән йили март ейида CNN мухбириниң хитайниң уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан бастуруш сиясити һәққидә соал сориғанда, у “буниңдин хәвирим йоқкән” дәп соалдин өзини қачурғаниди.
Имран хан хитайниң 2017-йилдин бири милйонлиған уйғур мусулманлирини өйидә “қуран” сақлиғанлиқи, намаз оқуғанлиқи, әрләрниң сақал қойғанлиқи, аялларниң яғлиқ артқанлиқи үчүн лагерға солиғанлиқи, миңларчә “қуран” ларниң көйдүрүлгәнлики, йүзләрчә мәсчитләрниң чеқилғанлиқи һәққидики хәвәрләргә һазирғичә һечқандақ инкас қайтурмай сүкүттә туруп кәлгән иди.
Көзәткүчиләрниң әң диққитини тартқини имран ханниң хетидики муну қурлар болған: “явропада мәсчитләр тақалмақта, мусулман аялларниң аммиви сорунларда өзлири халиған шәкилдә кийиниши чәкләнмәктә. Мусулманлар кәмситилмәктә. Буниңдики асаслиқ сәвәб явропа дөләт башлиқлириниң исламий чүшәнчисиниң кәмчил болғанлиқи, мусулманларниң өз пәйғәмбири вә муқәддәс дәстури ‛қуран‚ ға болған сөйгүсини биләлмигәнликиндиндур.”
Имран хан хетиниң ахирида пүтүн дунядики мусулман дөләт рәһбәрлириниң өз-ара бирлишип, ғәрбтики ислам дүшмәнликигә қарши туруш керәкликини йәнә бир қетим әскәрткән. Әмма у хетидә шәрқтики коммунист қошниси хитайниң исламға қарши елип бериливатқан “уруш” лири һәққидә һечнемә демигән.
MSNBC Агентлиқиниң сиясий анализчиси, NBC хәвәр қанилиниң даңлиқ риясәтчиси мәһди һәсән өзиниң тивиттер һесабида имран ханниң очуқ хетигә мундақ инкас язған: “ғәрбтики инкар қилғили болмайдиған ислам дүшмәнликниң һәммиси хитайниң һазир шинҗаң өлкисидики уйғур мусулманлириға қиливатқан зулумлири алдида һечнемә әмәс. Баш министир әпәнди, хитай сизниң йеқин иттипақдишиңиз, ундақта, уларғиму хәт йезишиңиз керәкму-қандақ?”
Америкадики “като институти” намлиқ сиясәт тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси мустафа ақйол әпәнди мусулман дунясидики пакистан вә түркийәгә охшаш дөләтләрниң ғәрбкә қарши “қаттиқ”, шәрққә қарита “юмшақ” позитсийә тутушини “икки йүзлимичилик” дәп атиди. У бу һәқтики көз қарашлирини оттуриға қоюп, мундақ деди: “дунядики мусулман дөләтләрниң рәһбәрлири вә хәлқиниң фирансийәдә йүз бәргән ислам дининиң пәйғәмбири муһәммәд сәлләллаһу әләйһиссалләмниң һәҗивийләштүрүлүшигә тинч йол билән қаршилиқ көрситишини чүшәнгили болиду. Мусулманлар: ‛бизниң пәйғәмбиримизгә, муқәддәс китабимизға һөрмәтсизлик қелинди. Биз буниңға қарши туруватимиз‚ дәйду. Лекин билгинимиздә фирансийәдә бир мусулман өлтүрүлмиди, мусулманға зулум қилинмиди, пәқәт бир рәсим сезилди. Бу рәсимниң сезилишиға қарши турсақ, уни әйиблисәк болиду. Әмма шуан қарайдиған болсақ, дуняда әң чоң ‛ислам дүшмәнлики‚ хитайда елип бериливатиду. Хитайниң қиливатқини пәйғәмбәрни мазақ қилиштинму еғир. Хитайда уйғур мусулманлириниң намаз оқуғанлиқи үчүн йиғивелиш лагерлириға солиниши, дини қаидиләргә уйғун һаят усулиниң ‛роһи кесәллик‚ дәп қарилиши, мәсчитләрниң чеқилиши қатарлиқ нурғун мәсилиләр бар. Фирансийәдә бирәр мәсчит чиқилмиди, әмма хитайда йүзләрчә мәсчитләр вәйран қилинди. Қарайдиған болсақ, әслидә дуняда хитай исламға қарши әң чоң дүшмәнлик сияситини йүргүзүватиду. Лекин фирансийәни әйибләп наһайити ‛қаттиқ‚ инкас қайтурған пакистан баш министири имран хан, түркийә пирзидинти рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ ислам дөләтлири башлиқлириниң хитайға кәлгәндә сүкүттә туруватқанлиқини көрүватимиз.”
Мустафа әпәнди йәнә юқирида тилға елинған мәсилиниң келип чиқиш сәвәби һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бу мәсилиниң сәвәблири, биринчидин, мусулман ‛рәһбәр‚ ләргә нисбәтән фирансийәгә яки башқа ғәрбтики дөләтләргә қарши гәп қилиш бәк җиқ иқтисади зиян илип кәлмәйду. Шуңа фирансийәгә қарши ипадә билдүрүш асан һәм ғәрб дөләтлири өзигә қарши сөзләрни ‛пикир әркинлики‚ дәп қарайду иккинчидин, көп сандики мусулман дөләтләрниң хитай билән нурғун иқтисади пайда-мәнпәәти бар. Униң үстигә хитай һечқандақ бир дөләтниң өзигә қарши чиқишиға йол қоймайду. Үчинчидин, ислам дунясида тарихтин қалған ‛ғәрбни өч көридиған‚ бир хил кәйпият бар. Әмма ғәрбкә қарши зиядә сәзгүр болуп, хитайниң әмәлийәттә ғәрбтинму еғир ‛ислам дүшмәнлики‚ гә көз юмушниң өзи ислам дунясидики ‛икки йүзлимичилик‚ тур, халас”
Һиндистанниң дөләтлик телевизийә қанили болған вийон (WION) қанилида “хитайниң дөләт телевизийә қанили CCTV да берилгән бир телевизийә тиятирида муһәммәд әләйһиссаламниң сүритини көрсәтти, әмди пакистан әмди хитайниң маллирини байқут қиламду, мусулман дөләтләр хитайниң маллирини байқут қиламду?” дегән темеда мәхсус муназирә программиси өткүзгән. Мәзкур программида пакистанни “икки йүзлимичилик” билән әйиблигән.
Хитайниң дөләтлик қанилида қоюлған син көрүнүшини уйғур паалийәтчи арслан һидайәт әпәнди өзиниң тивиттер һесабида һәмбәһирлигән болуп, бу син көрүнүши наһайити тез тарқалған вә “вийон” қанилиниң диққитини тартқан икән. “вийон” қанили өткүзгән муназиригә арслан әпәндиму тәклип қелинған болуп, у программида болунған муназирини биз билән ортақлашти. У мундақ деди: “программида пакистанни хитайдики лагерлар һәққидиғу гәп қилмисун, маву телевизорда очуқ-ашкара пәйғәмбәр һәққидә қалаймиқан учур тарқатсиму гәп қилмамду, дәп пакистанни әйиблиди. Имран хан, таййип әрдоғанға охшаш башлиқлар исламни пәқәт сайламда хәлқниң қоллишиға еришиш үчүн ишлитиватиду.”
Мустафа әпәнди сөһбетимизниң ахирида шуни алаһидә тәкитлиди: “мениң әң қобул қилалмайдиғиним, хитайниң қилмишлириға сүкүттә турушла әмәс, бәлки хитайниң сахта тәшвиқатини қоллап һәрикәт қилиш. Имран хан мухбирларниң уйғурлар һәққидә сориған соалиға ‛мән у ишларни билмәйдикәнмән‚ дәп җаваб бериш арқилиқ хитайниң җинайитини инкар қилған болди. Түркийәгә қарайдиған болсақ, рәҗәп таййип әрдоған уйғурлар һәққидә бир еғиз ипадә билдүрмиди. Һәтта дөләт телевизийәсидә хитайниң тәшвиқатини қилидиған, уйғурларға қилинған зулумниң ‛ялған‚икәнликини илгири сүридиған программиларни қоюватиду. Мәсилә пәқәт уйғурларни қоллимаслиқ әмәс, бәлки хитайниң тәрипигә өтүш, мениңчә, буни кәчүргили болмайду.”
Арслан әпәнди узундин буян иҗтимаий тартқуларда вә хәлқара мәтбуатларда уйғур мәсилисини изчил аңлитип келиватқан актип паалийәтчиләрниң бири болуп, у уйғурларниң хәлқарадики чоң сиясәтниң бир парчисиға айланғанлиқини, уйғурларниң мушундақ һәл қилғуч пәйттин чоқум үнүмлүк пайдилиниш керәкликини оттуриға қойди вә мундақ деди: “биз сиясәтни яхши ойнишимиз керәк. Фирансийәдики мәсилиләргә арилишиш биз үчүн пайдисиз. Биз чоқум уйғурларниң мәнпәәтини биринчи орунға қоюшимиз керәк.”
Мустафа әпәнди сөһбитимиз җәрянида “хитай һакимийити һечқандақ бир дөләтниң өзигә қарши чиқишиға чидиялмайду, дәрһал өзини ақлаш үчүн тиришиду,” дегәниди. Ейтқинидәк, 3-ноябир хитайниң һөкүмәт торида “шинҗаңдики диний етиқад әркинлики тоғрисидики доклат” намлиқ бир парчә мақалә елан қилинди.
Мақалидә мундақ дейилгән: “йеқиндин буян, америка вә ғәрб дөләтлиридин кәлгән бир қисим хитайға қарши күчләр шинҗаңға аит хата учурларни тарқатти, йәни улар хитай һөкүмити ‛диний етиқад әркинликини чәкләйду‚, ‛аз санлиқ милләтләрни диний етиқад һоқуқидин мәһрум қилди‚, ‛мәсчитләрни зорлуқ билән чеқиватиду” дегәндәк өсәк сөзләрни тарқатти. Пакитқа пәрва қилмай, бу асассиз хаталиқлар ислам җәмийитидики кишиләрниң вә шинҗаңдики мусулманларниң һессиятиға еғир зиян йәткүзди һәмдә бизниң күчлүк ғәзипимиз вә қаршилиқимизни қозғиди. Шуңлашқа биз өзимизниң кәчүрмишлиримизни асас қилип, бу доклатни шинҗаңдики диний етиқад әркинликиниң һәқиқий әһвалини көрситиш үчүн елан қилдуқ.”
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң министири майик помпийо 8-июл ахбарат елан қилиш йиғинида хитайниң ялғанчилиқи сәвәбидин хәлқарада инавитиниң чүшүватқанлиқини тәкитлигәниди.