Сәуди әрәбистанда қечип йүргән уйғур муһаҗири һәмдулла вәли хәлқара җәмийәтниң ярдәм қилишини тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2020.11.11
hemidulla-weli.jpg Өмри һәҗгә берип, корона вируси сәвәблик сәуди әрәбистанда қапсилип қалған вә хитайға қайтуруп бериш хәвпигә дуч кәлгән һәмидулла вәли.
Oqurmen teminligen

Бу йил 2-айда түркийәдин сәуди әрәбистанға өмри һәҗгә берип, түркийәгә қайталмай сәуди әрәбистанда қелип қалған вә сәуди сақчилириниң тутқун қилип, хитайға қайтуруп бериш хәвпигә дуч кәлгән уйғур муһаҗири һәмдулла вәлиниң бихәтәрлик вәзийитидә һазирға қәдәр һечқандақ өзгириш болмиған. У 10-ноябир зияритимизни қобул қилип, өзиниң давамлиқ қечип йүрүватқанлиқи, хәлқара җәмийәтниң униң сәуди әрәбистандин түркийәгә қайтип келиши үчүн ярдәм қилишини тәләп қилди.

Униң тәкитлишичә, у 9-айниң ахирлирида сәуди әрәбистан пайтәхти рияд шәһиригә берип, б д т мусапирлар мәһкимисиниң риядтики ишханиси билән көрүшкән болсиму, әмма улардин һечқандақ җаваб кәлмигән. Униң тәкитлишичә, у американиң сәуди билән сөзлишип, өзини сәуди әрәбистандин чиқирип қоюшини үмид қилидикән.

Һәмдулла вәли: “мениң һазирқи әһвалимни қандақ десиңиз, бир адәм сирттин йемәк-ичмәк әкирип бериватиду. Өйдин чиқмай олтуруватимән. Мениң әһвалим мушу. Һазир маңа 4 ай болди, қачқанниң яқи мушундақ яшаватимән. 9-Айниң 28-күни риядқа берип, б д т мусапирлар ишханисидикиләр билән көрүшкән. Униңдин кейинки әһвалим техиму еғирлашти. Бурун өгзигә чиқип анчә-мунчә һава йегили болатти. Лекин һазир риядтин кәлгили бир ай болди, бир айниң яқи күн көрмәй яшаватимән”, деди.

Сәуди әрәбистанниң 2019-йилдин башлап өмри һәҗ үчүн саяһәт визисини йолға қоюши муһаҗирәттики уйғур мусапирлирида өмри қилип, диний пәризини ада қилиш үмидини күчәйткән. Әмма бу үмид хитай паспортидики уйғурлар үчүн сәуди әрәбистанда тутқун қилинип, хитайға қайтуруп берилиштәк бихәтәрлик мәсилисиниму кәлтүрүп чиқарған. Һәмдулла вәлиниң BILDүрүшичә, уму саяһәт визиси билән өмригә барған болуп, у сәуди әрәбистанниң “уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа вәдә қилғанлиқи” һәққидики хәвәрләргә ишинип, йолға чиққаникән.

Һәмдулла вәли мундақ деди: “сәуди һөкүмити саяһәт визиси билән өмри қилишни йолға қоюп, 50 нәччә дөләткә йолни қолайлаштуривәтти. Хитайғиму шундақ визини бәргән. Мән дәсләптә уйғурларға бихәтәр әмәс, булар уйғурларни тутувелиши мумкин, дәп ойлап бармай турған. Пәқәт президент трамп кәлгәндә ‘уйғурлар хәтәрлик әһвалда, уйғурларни қайтуруветиш иши болмисун’ дегән. Шу дегәнлик билән мән сәл қарап бу йәргә кәптимән”.

Биз 10-ноябир сәуди әрәбистанниң б д т да турушлуқ әлчисиниң ахбарат әмәлдари туффул ханимға телефон қилип, сәуди һөкүмитиниң һәмдулла абдувәли вә уйғур мусапирлар мәсилисидики инкасини соридуқ. У соалимизни язма әвәтишимизни тәләп қилди. Биз униңға язма соалимизни әвәткән болсақму, бирақ һазирға қәдәр җаваб кәлмиди.

Паалийәтчиләрниң тәкитлишичә, уйғурлар оттура шәрқ дөләтлиригә барғанда бихәтәрликни 1-орунға қоюши керәк икән. Канададики уйғур паалийәтчи мәмәт тохти әпәнди, оттура-шәрқтики бу дөләтләрдә уйғурларни тутуп, хитайға қайтуруп бериштәк қелиплашқан бир сиясий тәлвилик барлиқини BILDүрди. У: “сәуди әрәбистан һөкүмитиниң у йәргә барған уйғурларни һәммисини болмисиму, халиғанчә тутуп, халиғанчә хитайға өткүзүп бериватқанлиқи бир реаллиқ. Шуңа қериндашлар бихәтәрликни 1-орунға қоймиса бу дөләтләрдә хитайларға қайтуруштәк бир сиясий тәлвилик бар” дәйду.

Мәмәт тохтиниң тәкитлишичә, оттура шәрқ дөләтлиридә панаһланғучиларни қоғдайдиған һечқандақ бир механизм йоқ икән. Мәмәт тохти мундақ деди: “җәнвә әһдинамисигә қол қоймиған дөләтләрниң көпчилики оттура шәрқ районида. Бу дөләтләр биринчиси, панаһланғучилар әһдинамисини қобул қилмиған, иккинчиси, қобул қилған бәзи дөләтләр әһдинамидә панаһланғучиларға берилгән һәқ-һоқуқларни капаләткә игә қилидиған ички қанун чиқирип, уни иҗра қилидиған механизминиму қурмиған”.

Һәмдулла вәли илгири үрүмчидә “һәдийә” маркилиқ кийим-кечәк карханиси қуруп, уйғур миллий кийим-кечәклирини тикип сатқан. Лекин униң илгири сүрүшичә, йәрлик даириләр 2014-йили униң карханисини кийим-кечәклириниң “миллий хаслиқи” сәвәблик тақиған икән. Һәмдулла вәли мундақ дәйду: “үрүмчидә тиҗарәт қилаттим. Шавшимен билән аблиз дасада дукиним бар иди. Он нәччә адәм ишләйдиған тиккүчилик дукини. Башқиларғиму иш қилдураттим. Шундақ қилип ишим яхши маңған. Қолумда 40-50 адәм нан йәйтти. Һәдийә, дегән маркида кийим-кечәк чиқираттуқ. 2012-Йили кийим тикиш машинилиримни, дукандики малларни бир қетим әпчиқип кәтти. Чүнки мән миллий кийим-кечәк чиқираттим”.

Сәуди әрәбистан билән хитайниң интайин зич бихәтәрлик һәмкарлиқи бар болуп, сәуди әрәбистан вәлиәһди, шаһзадә муһәммәд бин салман 2019-йили 2-айда хитайни зиярәт қилғанда хитайниң уйғурларға қаратқан сияситини қоллап, униң “террорлуқ” вә “радикаллиқ” қа қарши туруш һоқуқи барлиқини тәкитлигән. Радиомиз йеқинда сәуди әрәбистан һөкүмитиниң йеқинқи бир қанчә йил ичидә аз дегәндә 4 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини дәлиллигәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.