Истанбулда хитайға қарши 3 миң кишилик наразилиқ намайиши өткүзүлди

Үрүмчи вәқәсиниң 10-йили мунасивити билән истанбулдики хитай консулханисиниң алдида 3 миң кишилик наразилиқ намайиши өткүзүлди.

Үрүмчи вәқәсиниң 10-йили мунасивити билән хитай консулханисиниң алдида өткүзүлгән 3 миң кишилик наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2019-Йили 5-июл, истанбул. RFA/Arslan

Үрүмчи вәқәсиниң 10-йили мунасивити билән 5-июл җүмә күни истанбулдики хитай консулханисиниң алдида 3 миң кишилик наразилиқ намайиши өткүзүлди.

Бу намайишни шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики тәрипидин уюштурулди.

Чүштин бурун саәт 11:00 әтрапида истанбулниң тарабийә районидики деңиз бойиға топланған намайишчилар хитай консулхана алдиғичә йүрүш қилди. Қоллирида ай юлтузлуқ шәрқий түркистан байриқи билән түркийә байриқи көтүргән намайишчилар йол бойи шоар товлап йүрүш қилди.

Бәзи намайишчилар қоллирида үрүмчи вәқәсидә шеһит болған вә яки йоқап кәткәнләрниң рәсимлирини көтүргән, йәнә бәзилири хитайниң җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлириниң рәсимлирини көтүрүвалған иди.

Намайишчилар истанбулдики хитай консулханиси алдиға топлинип, таратқуларға баянат бәрди. Баянатни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликигә вакалитән оқуп өтти.

Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә хитай даирилириниң үрүмчи вәқәсидин кейин уйғурлар үстидин техиму чекидин ашқан зулумларни йүргүзүватқанлиқини билдүрди.

Һидайәтулла оғузхан баянатта йәнә хитайниң җаза лагерлири тоғрисида тохтилип, у йәрдики милйонлиған тутқунларниң мислисиз дәриҗидә азаб чекиватқанлиқини, нурғун зиялийлар, билим адәмлири вә дин алимлириниң һаятидин айрилғанлиқини баян қилип өтти.

Һидайәтулла оғузхан сөзиниң ахирида түркийә хәлқи вә дуня җамаитигә хитаб қилип, хитайниң районда инсанийәткә қарши елип бериватқан рәзил қилмишлириға дуняниң сүкүт қилмаслиқини тәләп қилди.

Намайиш җәрянида йәнә түркийәдики хода партийәсиниң истанбул шөбә рәиси әрдал әлибүйүк әпәнди сөз қилип, түркийә хәлқиниң һәр заман уйғурларни қоллап йенида болидиғанлиқини билдүрди.

Әрдал әлибүйүк әпәнди сөзидә уйғурларға хитаб қилип: “биз силәрниң күрәшлириңларни қоллап-қуввәтләймиз. Биз һәр заман йениңларда болимиз,” деди.

Намайиш ахирида үрүмчи вәқәсидә өлүп кәткән шеһитларниң роһиға атап дуа оқулди вә уйғурларниң азадлиқи үчүнму тиләкләр тиләнди.

Намайиш җәрянида хитай консулханиниң алдида көп санда түрк сақчилири бихәтәрлик тәдбирлирини алған болуп, йолға тосуқ қуруп консулхана тәрәпкә һечкимни өткүзмиди.

Намайишқа қатнашқан һәбибулла күсәни әпәндиму зияритимизни қобул қилип, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқини” ни һәргизму унтуп қелишқа болмайдиғанлиқини тәкитләп өтти.

Уйғур яшлардин өмәрҗанму пикир баян қилип, өзиниң “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни өз көзи билән көргән шаһитларниң бири икәнликини билдүрди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org