Истанбулда оттура мәктәпни әла нәтиҗә билән пүттүргән 41 нәпәр уйғур оқуғучи мукапатланди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2023.07.18
Umit-ghunchiliri-mukapatlash-murasimidin-kurunushler-2023-07-16-Istanbul-11 Үмид ғунчилири мукапатлаш мурасимидин көрүнүш, 2023-йили 16‏-июл, истанбул
RFA/Arslan

Мәркизи истанбулдики сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәқфи, шәрқий түркистан тәтқиқат вәқфи вә әнқәрәдики уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәқфи қатарлиқ җәмийәтләрниң бирликтә уюштуруши билән, түркийәдики толуқ оттуриға көчүш имтиһани-LGS да юқири номур алған 41 нәпәр уйғур оқуғучи мукапатланди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси вә әнқәрәдики уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхпиниң рәиси доктор әркин әкрәм сөзләватиду, 2023-йили 16‏-июл, истанбул

16‏-Июл йәкшәнбә күни истанбулниң сәфакөй районида өткүзүлгән мукапатлаш мурасимида, әнқәрәдики уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәхпиниң рәиси шундақла дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм сөз қилип, оттура мәктәпни әлачи болуп пүттүргән уйғур оқуғучиларни тәбриклиди.

 У чәт әлдә яшаватқан уйғур яшлириниң билим игиләшниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: “чәт әлдә яшаватқан уйғурлар үчүн икки нәрсә муһим, бирси санаәтлишиш; йәнә бирси илим елиш. Санаәтлишиш вә илим өгиниш, чәт әлләрдики шәрқий түркистанлиқларниң миллий кимликини қоғдап қелиш һәм өзини күчәйтишиниң муһим асасидур. Шуниң үчүн яшлар қанчилик яхши оқуялиса вә қанчилик илгириләп маңалиса, миллитимизни шунчилик тонуштуралайду, буму бир һесабта дәваға хизмәт қилғанлиқ болиду. Биздәк зулум көрүватқан бир милләт чоқум оқушқа әһмийәт бериши лазим. Өзимиз яхши оқуялмиған тәқдирдиму балилиримизни яхши оқутушимиз лазим. яхши оқуған балиларни мукапатлаш вә уларға илһам бериш, балиларниң оқуш қизғинлиқини ашурушиға түрткә болиду. Шуңа биз пәрзәнтлиримизни яхши оқутуп йетиштүрүп чиқишимиз керәк” .

Мукапатлаш мурасимида сөз қилған хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, оттура мәктәпни әла нәтиҗә билән пүттүргән уйғур оқуғучиларни тәбриклиди шундақла оқуғучиларниң яхши оқуши үчүн маддий-мәнивий җәһәттә күч чиқарған ата-ана вә устазларға, шундақла мәрипәтпәрвәр содигәрләргә рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.

Сәлчуқ университетиниң тарих пәнлири докторанти абдуреһим дөләт, “үмид ғунчилири” намлиқ бу мукапатни тәсис қилиштики мәқсәтләр тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз түркийәдә толуқ оттура мәктәпкә көчүштә юқири номурға еришкән уйғур оқуғучиларни мукапатлашниң бу йил 3-қетимлиқини тәбрикләватимиз. юқири номур алған уйғур оқуғучиларни илһамландуруш, уларға өзлириниң уйғур җәмийитиниң әзаси икәнликини һәр даим һес қилдуруш, уларниң кимлик туйғусини күчләндүрүш мәқситидә биз бу паалийәтни башлидуқ. Бу паалийәт йилдин йилға яхши болуп кетиватиду, келәр йили техиму чоң залда техиму дағдуғилиқ өткүзүшимиз мумкин, келәр йилдин башлап толуқ оттура мәктәпни әла нәтиҗә билән пүттүрүп алий мәктәпкә өткән уйғур оқуғучиларниму мукапатлашни пиланлаватимиз, бу пилан әлвәттә қериндашларниң маддий-мәниви җәһәттә қоллап-қуввәтлиши билән әмәлгә ашиду” .

Докторант абдуреһим дөләт сөзиниң ахирида, уйғур ата-аниларниң балилириниң мәктәптә яхши нәтиҗә билән оқуши үчүн аилидиму чиң тутуп йетәкчилик қилишниң муһимлиқини тәкитлиди.

Мурасимда йәнә җамаәт әрбаби абдуқадир япчан, сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт вәқфиниң муавин рәиси өмәр қарийһаҗим, уйғур илим вә мәдәнийәт тәтқиқат вәқфи рәиси абдуләһәд учқун, уйғур һәрикити рәиси рошән аббас ханим, уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһәким идрис, түркийәниң токйода турушлуқ иҗтимаий ишлар мәслиһәтчиси муһәммәд рәшид алаз, америкалиқ тәтқиқатчи халид бәйдун қатарлиқларму қатнашти һәмдә айрим-айрим сөз қилди.

Үмид ғунчилири мукапатлаш мурасимидин көрүнүш, 2023-йили 16‏-июл, истанбул

Мурасим ахирида “үмид ғунчилири” мукапатиға еришкән уйғур оқуғучиларға мукапатлар тарқитилип берилди.

 Бу йил түркийдә толуқ оттуриға көчүш имтиһанида 488 номур алған абдулһәким хәлпәм вә яқуп әлиоғли қатарлиқ икки уйғур оқуғучи биринчи дәриҗилик мукапатқа еришкән болуп, иккисигә бирдин “алма” маркилиқ хатирә компютери; иккинчи дәриҗилик мукапатқа еришкән мунирә әмин, ләйлә чаян қатарлиқ икки оқуғучиға бирдин HP маркилиқ хатирә компютери; үчинчи дәриҗилик мукапатқа еришкән нурулла әмин вә ғоҗи абдулла қатарлиқ икки оқуғучиға бирдин “самсуң” тахта компютери мукапат берилди. Ундин башқа, имтиһанда 400 дин юқири номур алған 35 оқуғучиниң һәрбиригә миң лирадин нәқ пул мукапат берилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.