Истанбулда тарихтики шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш тор йиғини ечилди
2020.11.13
Мәркизи истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән 12-ноябир күни кәчтә 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 87-йили вә 1944-йили ғулҗада қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 76-йилини тәбрикләш тор муһакимә йиғини өткүзүлди.
Йиғин истиқлал тор телевизийәсиниң ютуб сәһиписи арқилиқ нәқ мәйдандин биваситә тарқитилди. Йиғин алди билән қуран кәрим тилавити вә истиқлал марши оқуш билән башланди. Йиғинда хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси ечилиш сөзи қилип, тарихта қурулған икки җумһурийәт тоғрисида тохталди.
У сөзидә уйғурларниң мустәқиллиқ ирадисиниң күндин-күнгә күчлиниватиқанлиқини, мустәқиллиққа болған тәшналиқиниң ешиватқанлиқини тәкитләп өтти.
Йиғин җәрянида уйғур яшлири билән вә өсмүрлири тарихта қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләп, һәр хил номур көрсәтти.
Йиғинда йәнә шәрқий түркистан өлималар бирлики рәиси доктор атавуллаһ шәһяр сөз қилип, мундақ деди: “бир милләт яки бир хәлқ бирликтә өм яшашни, өзини өзи идарә қилишни билмисә, бир-биригә рәқиб болса, һәргизму дөләт қурғили болмайдикән. Дөләт қурулған тәқдирдиму бу дөләтни тутуп турғили болмайдикән. Бу йәкүнни тарихтин өгәндуқ.”
Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм “тарихта қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлири вә хәлқара вәзийәт: өтмүш вә бүгүн” намлиқ доклат бәрди.
Әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң рәиси доктор өмәр қул “1944-йилидики шәрқий түркистан мустәқиллиқи вә шәрқий түркистан хәлқиниң вәзийити” дегән темида, җамаәт әрбаби абдулқадир япчан “шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулуш җәрияни вә йиқилиш сәвәблири” дегән темида сөз қилди.
Сүтчи имам университетиниң оқутқучиси доктор алимҗан буғда “1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә асасий қануни” дегән темида, шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң баш катипи нурддин избасар “шәрқий түркистан тарихий вә 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң маһийити” дегән темида сөз қилди.
Йеқинқи бир һәптидин буян түркийәдики уйғурлар түрлүк шәкилләрдә 20-әсирдә қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийәтлирини тәбрикләп көплигән илмий вә аммиви паалийәтләрни өткүзди. 7-Ноябир күни әнқәрәдики уйғур тәтқиқат инсититутиниң уюштуруши билән тарихта қурулған икки җумһурийәтни хатириләш илмий муһакимә йиғини вә тарих пәнлири доктори нәбиҗан турсунниң “уйғур омумий тарихи” намлиқ әсириниң йеңидин нәшрдин чиққан икки томини тонуштуруш тор муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинда сөз қилған мутәхәссисләр уйғур тарихи бойичә йезилған илмий әсәрләрниң нәшр қилиниши вә оқурмәнләргә тарқитилиши нөвәттики вәзийәттә муһим әһмийәткә игә, дәп қарашти.