Истанбулда хитайға қарши зор көләмлик намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.12.23
Istanbul_namayish_20191222_000.jfif

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_0.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_001.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_01-.jfif

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_002.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_013.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_015.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_012.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_003.jfif

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_004.jfif

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_005.jfif

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_006.jfif

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_007.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_008.jpg

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

Istanbul_namayish_20191222_009.jfif

Истанбулда өткүзүлгән хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиштин бир көрүнүш. 2019-Йили 20-декабир. Истанбул, түркийә. RFA/Arslan

IHH Инсаний ярдәм вәхпиниң уюштуруши билән 20-декабир күни кәчтә истанбулда хитайға қарши ғайәт зор көләмлик намайиш өткүзүлди.


IHH Инсаний ярдәм вәхпиниң рәиси буләнт йилдирим намайиш җәрянида хитай әмәлдарлириға хитаб қилип: “лагерлар бәк яхши болса өзүңларниң баллирини әвәтиңлар,” деди.

Нәччә он миңлиған кишидин тәшкилләнгән намайишчилар қошуни бир нийәт бир мәқсәттә йүрүш қилди вә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди. Охшаш вақитта йәнә түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридиму хитайға қарши кәң көләмлик намайишлар елип берилди.

Намайишчилар алди билән истанбулдики фатиһ җамәси мәйданиға җәм болуп мәшәл вә байрақларни көтүргән һалда у йәрдин бәязит мәйданиғичә үч километирлиқ мусапини пиядә бесип йүрүш қилди. Йүрүш җәрянида намайишчилар бирдәк “яшисун мустәқил шәрқий түркистан!”, “шәрқий түркистанлиқлар ялғуз әмәс” дегәндәк шоарлар товлиди. Бу намайишни анатолийә яшлар җәмийити, шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики, түркийә кадирлар уюшмиси қатарлиқ көп сандики аммиви тәшкилатлар қоллап-қуввәтлиди. Намайишқа 60 миңдин артуқ кишиниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлди.

Намайиш ахирида истанбулдин пүткүл дуняға хитаб қилинип, уйғур дияридики җаза лагерлириниң дәрһал тақилиши үчүн чақириқ қилинди.

Намайишчилар фатиһ җамәси алдидин йүрүш қилип бәязит мәйданиға топланғандин кейин IHH инсаний ярдәм вәхпиниң рәиси буләнт йилдирим намайишчиларға хитаб қилип, мундақ деди: “шәрқий түркистанни ялғуз қоймидиңлар. Аллаһ һәммиңлардин рази болсун. Кечә болсиму йүрүш қилдиңлар. Мән әмди шәрқий түркистанға йүрәйли десәм, һәммимиз бирликтә йүрүп кетимиз. Бизниң чегралиримиз йүрәкләрдә тутушуп болған җуғрапийәдур. 

Шәрқий түркистан мәсилиси пәқәт топланғандила һаяҗанлинидиған, қизғинлиқимиз бесиққанда унтулуп кетидиған мәсилә болуп қалмаслиқи керәк. Шәрқий түркистан қандақ қутулиду? у йәрдики инсанлар үстидин йүргүзүлүватқан зулумларни қандақ тохтитимиз? бу һәқтә һәммимиз бирликтә хизмәт ишлишимиз керәк. юлимиз узун әмәс, әмма қисқиму әмәс, қанчилиған пирәвнләр ағдурулди. Қанчилиған залимлар йоқалди. Шәрқий түркистанлиқ мәзлумларниң көз яшлири хитайни чоқумки, ағдуруп ташлайду.”

У мундақ деди: “хитай хели вақитқичә лагер қурғанлиқини етирап қилмиди. Мәҗбурий тәрбийиләш лагериға ким қизини әвәтишни халайду?, хитай бу лагерларда курсантлар кәсип өгиниватиду, дәватиду, ундақта, хитайлар өз баллирини әвәтсун, лагерларда уларму кәсип өгәнсун.”

Буләнт йилдирим сөзидә йәнә әрәб-ислам дөләтлиригә хитаб қилип, мундақ деди: “әй әрәб дуняси, немә үчүн шәрқий түркистанға игә чиқмайсиләр?! немишқа шәрқий түркистан үчүн бир йиғилиш қилмайсиләр? әй исламчилар, камалистлар, милләтчиләр, бир мәсилидә бирлишәйли, йәни шәрқий түркистан үчүн бирлишәйли, омумйүзлүк бирлик орнитайли.”

Кейин анатолийә яшлар җәмийити истанбул шөбисиниң рәиси юнус гәнч әпәнди сөз қилип, мундақ деди: “шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз үчүн бир гәвдә болуп бу йәргә җәм болдуқ. Қериндашлиримизға салам йоллаймән.”

Намайиш җәрянида йәнә түркийә яшлар вәхпиниң рәиси әнәс әминоғли әпәнди сөз қилип, һәр заман уйғур қериндашларниң йенида болидиғанлиқини ипадилиди.

Сийәр (ислам тарихи) вәхпиниң қурғучиси муһәммәд имин йилдирим әпәндиму сөз қилип, мундақ деди: “биз мусулманлар һеч бир заман залимниң йенидин орун алмаймиз. Ахирқи нәписимиз тохтиғучә қәдәр, қандақ болуштин қәтийнәзәр, мәзлумларниң йенида болидиғанлиқимизни билдүримиз.”

Программа ахирида мәшһур дини алим өмәр дөнгәлоғлиниң қол көтүрүши билән шәрқий түркистан үчүн дуа оқулди.

Нәччә он миңлиған киши җәм болуп истанбулда намайиш қилиши түркийә хәлқигә вә шундақла уйғур мәсилисидә сүкүттә туруватқан түркийә һөкүмитигә қандақ тәсир көрситиду?

Вә уйғур академийисиниң баш катипи доктор пәрһат қурбан тәңритағ билән сөһбәт елип бардуқ.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм җүмә күни истанбулда елип берилған намайишни 2009-йилидин буян түркийәдә уйғурларни қоллап өткүзүлгән әң чоң аммиви намайиш дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә бу намайишниң чоқумки түркийә һөкүмити вә парламентиға бесим шәкилләндүридиғанлиқини баян қилди. У йәнә бу намайишниң хитайғиму чоң бесим пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.

Шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан бу һәқтики пикир-қарашлирини ипадиләп, түркийәниң охшимиған җайлирида охшаш вақитта йүз миңлиған кишиниң намайиш елип барғанлиқини, истанбулда 50 миңдин артуқ кишиниң җәм болуп намайиш елип барғанлиқини баян қилип өтти. У бу намайишниң буниңдин кейин шәрқий түркистан давасиниң түркийәдики келәчикини көрситип беридиғанлиқини билдүрди. У алдимиздики 10 күн ичидә йәнә түркийәниң һәр қайси җайлирида барлиқ аммиви тәшкилатлар вә хәлқ аммисиниң бирликтә һәрикәт қозғайдиғанлиқини билдүрди. Шәрқий түркистан давасиниң буниңдин кейин түркийәдә 82 милйон хәлқниң даваси болидиғанлиқини, шуниң билән биргә әнқәрәниң ички вә ташқи сиясәтлиридә тәсирлик рол ойнайдиғанлиқини илгири сүрди. У йәнә бунчивала чоң һәрикәтни түркийә һөкүмитиниң диққәткә алмаслиқиниң мумкин болмайдиғанлиқини билдүрди.

Уйғур академийисиниң баш катипи доктор пәрһат қурбан тәңритағли: “түрк хәлқи һәр заман шәрқий түркистан хәлқиниң йенида болди, бу намайиш буниң ипадисидур,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.