“йи” партийәси түркийә парламентиға 8-қетим уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә тәклип лайиһәси сунди
2023.01.30

Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан зулумлириниң америка һөкүмити һәмдә канада, франсийә, чехийә вә голландийә қатарлиқ ғәрбтики бирқанчилиған дөләтләрниң парламентлири тәрипидин бирдәк “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилиши, шундақла лондонда қурулған “уйғур сот коллегийәси” ниңму охшаш һөкүм чиқириши, түркийәдә күчлүк тәсир пәйда қилған иди. Мушундақ бир әһвалда, уйғур мәсилисини изчил һалда оттуриға қоюп келиватқан түркийәдики “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси, пешқәдәм дипломат айдин аднан сәзгин билән “ийи” партийәсиниң парламенттики гуруппа мәсули әрхан уста йеңи бир қәдәм ташлиди.
Мәзкур икки нәпәр парламент әзаси, 1-айниң 20-күни түркийә парламентиға рәсмий тәклип сунуп, хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитишини вә бу һәқтә бир қарар мақуллишини тәләп қилған.
Түркийә парламентиға сунулған тәләп хетидә мунулар йезилған: “хитай хәлқ җумһурийити шәрқий түркистанда йүргүзиватқан бесим сиясити түпәйлидин зор пәришанлиқ ичидә қалған уйғур қатарлиқ түркий қериндашлиримиз дучар боливатқан зулумларниң ениқлинишини, хитай ‛қайта тәрбийәләш мәркизи‚ дәп ативатған җаза лагерлири һәққидә тәпсилий тәкшүрүш елип берилишини, уйғур қериндашлиримиз дучар болуватқан системилиқ ассимилатситә сиясити һәққидә әтраплиқ тәкшүрүш елип берилишини тәләп қилимиз.”
Мәзкур тәклип лайиһәсиниң ахирида мунулар йезилған: “бәзи дөләтләрниң һөкүмәт вә парламентлири, хәлқаралиқ аммивий тәшкилатлар вә мутәхәссисләр, хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумлириниң ‛ирқий қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ икәнликини тәкитлимәктә. Биз түркийә парламентидин бу вәһшиликләрни тәкшүрүп, түркийәниң бу мәсилини һәл қилиш йоллирини оттуриға қоюшини вә дуня җамаәтчиликигә елан қилишини тәләп қилимиз.”
Тәләп лайиһәсиниң ахириға “ийи” партийәсиниң парламенттики 2 вәкилиниң имзаси қоюлған.
Мәзкур тәклип лайиһәси һәққидә зияритимизни қобул қилған “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси, түркий милләтләргә мәсул муавин рәиси фаһрәттин йоқуш мундақ деди: “бу һәқтә партийәмиздин болған парламент әзаси айдин сәзгин әпәнди йәнә бир тәклип лайиһәси сунди. Бурунму көп қетим бундақ лайиһә сунған болсақму, лекин рәт қилинған иди. Түркийә һөкүмити хитай билән болған мунасивәтләрни көздә тутуп, бу һәқтә қарар чиқиралмисиму, лекин парламент әзалириниң қоллиши билән түркийә парламенти бу һәқтә бир қарар чиқириши керәк. Бизниң партийәмиздин болған парламент әзалири түркийә парламентиниң бундақ қарар лайиһәсини мақуллуқтин өткүзүшниң әһмийәтини давамлиқ аңлитип келиватимиз. Бундин кейин башқа партийәләрни қайил қилишқа тиришимиз.”
Һазир түркийә парламентида 5 чоң партийәдин сайланған 561 нәпәр парламент әзаси бар болуп, мәзкур парламент әзалириниң көпи бу тәләпни қоллиған тәқдирдә мақуллуқтин өтидикән.
Түркийә хитай билән болған мунасивитини күчәйтишни йолға қоюватқан бүгүнки күндә, бу қарарниң мақуллуқтин өтүш еһтимали барму? биз бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн сабиқ баш министир, әхмәт давутоғлу қурған “келәчәк” партийәсиниң муавин рәиси сәлҗуқ өздағ әпәндидин соал соридуқ.
У, елхәт арқилиқ бизгә мундақ җаваб бәрди: “‛ийи‚ партийәси бурунму бир қанчә қетим бундақ тәклип лайиһәсини сунған иди. Буни бәзи партийәләр вә парламент әзалири қоллиған иди. Һазир қайта күнтәртипкә елип кәлди. Мән түркийә парламенти дәрһал барлиқ партийәләр қол қойған ортақ бир қарар мақуллап, дуняға җакарлиши керәк дәп ойлаймән. Лекин һазир түркийәдә 5-айниң 14-күни өткүзүлидиған президент сайлими билән парламент әзалири сайлиминиң тәшвиқат хизмәтлири башлинип кәтти. Бираз аста болсиму сайламдин бурун түркийә парламентиниң күнтәртипигә елип келиниду, дәп ойлаймән.”
Шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ сабиқ рәиси, пешқәдәм паалийәтчи һамутхан гөктүрк әпәнди, “ийи” партийәсиниң хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп һесаблап, бу һәқтә парламентниң қарар мақуллиши үчүн рәсмий илтимас сунғанлиқиниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Мутәхәссисләр, түркийә парламентида бундақ бир қарарниң мақуллуқтин өтүшиниң һазирчә қийин икәнликини, лекин парламентниң һәрқайсий комитетлирида бундақ бир қарарни мақуллуқтин өткүзгили болидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.