Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал акшәнәр: “хитай уйғурларниң үстидин мәйнәт қолини тартмиғучә бу дәвадин һәргиз янмаймиз”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.04.07
Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал акшәнәр: “хитай уйғурларниң үстидин мәйнәт қолини тартмиғучә бу дәвадин һәргиз янмаймиз” Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал акшәнә(солда), әнқәрә шәһириниң шәһәр башлиқи мәнсур явас(оңда) тәрәптики йенимахалле районидики йиғилишта сөз қилди. 2019-Йили 25-март, түркийә.
AP

Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал акшәнәр вә әнқәрә шәһириниң шәһәр башлиқи мансур явашниң 5-апрел иҗтимаий таратқу арқилиқ “барин вәқәси” ниң 31 йиллиқини хатирилиши, хитайниң әнқәрәдики баш әлчиханисиниң тәһдит селишиға учриди. Бу вәқә түркийәдә қаттиқ ғулғула пәйда қилмақта. Һөкүмәткә қарши кишиләр хитай әлчисини түркийәниң һәйдәп чиқириветиши керәкликини илгири сүрмәктә. Бүгүн 7-апрел күни мәрал акшәнәр ханим түркийә парламентида партийәсиниң йиғинида хитай әлчисигә җаваб берип мундақ деди:

“хитай әлчилики мән билән әнқәрә шәһәр башлиқи мансур явашқа тәһдит салди. Хитайниң түркийәдики вәкили доғу пәринчәкниң бизгә қарши қиливатқан сөзлири йетәрлик болмиған болса керәк, хитай дөлити биваситә һәрикәткә өтти. Немишқа десәңлар биз узундин буян һөкүмәт билән униң кичик шерики милләтчи һәрикәт партийәсини уйғур қериндашлиримиз үчүн һәрикәткә өткүзүшкә тиришиватимиз. Чүнки шәрқий түркистанда йүз бериватқан инсанлиқ трагедийәси алдида қарап турмидуқ вә бундин кейинму сүкүт қилип турмаймиз”.

Мәрал акшәнәр ханим хитай әлчиханисиниң салған тәһдити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “хитай әлчиханиси иҗтимаий таратқулар арқилиқ шуни йезипту, ‛хитай тәрәп һәрқандақ киши вә күчниң хитайниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һәрқандақ шәкилдә арилишишиға қәтий қарши чиқиду вә буни қаттиқ әйибләйду, хитай тәрәп һәқлиқ қаршилиқ көрситиш һоқуқини сақлап қалиду‚дәп тәкитлигән. Бизниң юртта ‛бурадәр ночи болсаң кәл, ‚ дәйдиған бир гәп бар, бизниң адресимиз ениқ”.

Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал акшәнәр ханим хитайниң игилик һоқуқини баһанә қилип туруп, уйғурларни езишкә қәтий рухсәт қилмайдиғанлиқини, уйғурларни қоллап-қуввәтләшни давам қилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “мән алди билән шуни демәкчимәнки бизниң һечқандақ бир дөләтниң игилик һоқуқи билән мәсилимиз йоқ. Лекин биз хитайниң игилик һоқуқини баһанә қилип туруп уйғур қериндашлиримизға елип бериватқан зулумиға қарши туруш бурчимиз бар. Биз кишилик һоқуқи вә адаләтни илгири сүримиз. Биз хитайға уйғурларниң иппитигә, вә муқәддәслиригә узатқан қолуңни тарт дәватимиз. Биз хитай дөлитигә уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқни тохтат дәватимиз. Қени хитай бу дегәнлиримгә қарши чиқип бақсун көрүп бақай.”

Мәрал акшәнәр ханим икки ай бурун мәдинә исимлик бир уйғур аялни түркийә парламентида гуваһлиқ бәргүзгәниди. У, бүгүнки сөзидә түркийә парламентиниң уйғурларниңму авазини йәткүзидиған җай икәнликини, һакимийәт бешиға кәлсә хәлқара сорунларда уйғур мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз бу мәсилигә уйғурлар бизниң қериндашлиримиз болғанлиқи үчүнла әмәс, һәм инсаний мәсилә болғачқа көңүл бөлимиз. Шуңа бу парламентта бир уйғур қериндишимизниң дәрдини аңлатти. Бу парламент һәқиқәтни, адаләтни дуня җамаәтчиликигә аңлитидиған җай. Түркийә парламентти милләтниң, хәлқниң арзу-арманлирини, һәқиқәтни аңлитидиған сәһнидур. Хитай бизни сарайдикиләр билән арилаштуруп қоймаң, биз силәр билән қолимизни уруп туруп көрүшмәймиз. Бизни бундақ тәһдит селип қорқуталмайсиләр. Биз бу мәсилини бүгүн парламент күн тәртипигә әкеливатимиз. Алдимиздики йилларда сайламда утуп чиқип һакимийәтни қолға алсақ, бәзи дөләтләр билән бирликтә хитайға қарши күрәш қилимиз”.

Мәрал ақшәнәр ханим сөзини мундақ ахирлаштурди: “биз уйғур дәвасидин һәргиз ваз кәчмәймиз. Ийи хитай мәйнәт қолуңни уйғурларниң үстидин тартмиғучә уйғур дәвасини қоллашни давамлаштуримиз”.

Хитай әлчилики тунҗи қетим түркийәдә бәзи рәһбәрләргә тәһдит селиши җәмийәттә қаттиқ ғулғула пәйда қилди. Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири доктор әркин әкрәм әпәнди хитай бу қилғининиң түркийәниң ички ишлириға арилашқанлиқ икәнликини, буниң түркләрниң хитайға болған наразилиқини күчәйтидиғанлиқини тәкитлиди.

Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр вә әнқәрә шәһириниң шәһәр башлиқи мансур явашниң 5-апрел күни иҗтимаий таратқуларда “барен вәқәси” ниң 31 йиллиқини хатириләп баянат елан қилиши, хитайниң әнқәрәдики баш әлчиханисиниң тәһдит селишиға учриған болуп түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә дипломатийәлик биарамлиқ пәйда болған. Иҗтимаий таратқуларда түркийә ташқи ишлар министирлиқи 6-апрел хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси лю шавбинни ташқи ишлар министирлиқиға чақиртип, хитай әлчиханисиниң тивиттерда елан қилған баянатидики сөзләргә биарам болғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.