Әзиз әйса әлкүн ишлигән “җавабсиз қалған телефон” намлиқ бәдиий һөҗҗәтлик филим көрситилишкә башлиди
2019.04.30
Әнглийәдики уйғур зиялийси әзиз әйса әлкүнниң өз бешидин өткән вәқәлик асасида язған вә өзи сенарийәләштүрүп, ишләнгән “Җавабсиз қалған телефон” намлиқ бәдиий һөҗҗәтлик филим 2019-йили 26-апрел күни лондон университети африқа вә шәрқшунаслиқ институтида “күнтәртиптики вәқәләр: уйғурларни қоллаш күни” намлиқ илмий муһакимә йиғинида көрситилди. Бу, мәзкур филим рояпқа чиққандин кейин рәсмий қоюлуши болуп, мәзкур филим лондондики чоң университетларда вә дуняниң һәрқайси дөләтләрдики паалийәткә аваз қошқан университетларда дуняниң һәр қайси әллиридики филим фестиваллирида вә киноханиларда қоюлидикән.
Лондон университетиниң африқа вә шәрқшунаслиқ институтида 2019 йили 26-апрел күни, дунядики нопузлуқ тәтқиқатчиларниң қатнишишида “уйғурларни қоллаш” намидики уйғур вәзийитини аңлитиш илмий муһакимә йиғини ечилди. Бу йиғин йеқинқи бир қанчә йилдин буян уйғурларниң үзлүксиз яманлишиватқан вәзийитигә көңүл болуш, болупму лагерларға қамалған милйондин артуқ кишиниң һоқуқини қоғдаш, җүмлидин тутқун қилинған нәччә йүзлигән уйғур илим әһлини һимайә қилиш, дуня җамаитини хитай һөкүмитидин райондики лагерларни дәрһал тақашни тәләп қилишқа чақириқ қилиш мәқсәтлиридә ечилған. Бу йиғин охшаш бир күндә дунядики он нәччә нопузлуқ университетларда тәң өткүзүлгән.
Лондон университетида өткүзүлгән “уйғурларни қоллаш күни” намлиқ илмий муһакимә йиғинда әнглийәдики уйғуршунас алимлар уйғур вәзийити һәққидә доклатлар бәргәндин сирт, йиғин күн тәртипидики ярқин нуқтиниң йәнә бири “җавабсиз қалған телефон” намлиқ бәдиий һөҗҗәтлик филимниң тамашибинлар билән йүз көрүшишидур.
Хитай һөкүмитиниң 2017-йили уйғур елидә лагерларни қуруп, милйонлиған бигунаһ уйғурларни бу җаза лагерлириға қамашқа башлиған бир мәзгилдә, уйғурларниң чәтәлләр билән болған барлиқ телефон алақисиму үзүлүп қалди. Буниң билән муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң өз вәтинидики аилиси вә уруқ-туғқанлири билән алақиси үзүлүп, һазирға қәдәр улар чоңқур һиҗран азаби вә зор әндишиләр ичидә яшимақта.
Мәзкур филим, дәл хитайниң мушу хил сиясәтлири сәвәблик ата-аниси билән алақиси үзүветилгән, лондонда 20 йилдин буян яшап келиватқан әзиз әйса әпәндиниң өз кәчмишлири, раст вәқәликләр асасида ишләнгән бәдиий һөҗҗәтлик филим болуп, милйонлиған бигунаһ уйғурларниң җаза лагерлириға солиниши қатарлиқ хитайниң уйғур елидә иҗра қиливатқан қилмишлири вә бу сәвәблик уйғурлар чекиватқан түрлүк роһий бесим вә азаблири бүгүнки уйғур трагедийәсигә бирләштүрүлгән һалда җанлиқ йорутуп берилгән.
Филимда бүгүнки мәдәний дуняда бир һакимийәт тәрипидин иҗра қилиниватқан чәктин ашқан сиясәтләрниң муһаҗирәттики уйғурларға елип келиватқан роһий азаблири әнглийәдә яшаватқан бир уйғурниң, уйғур дияридики мәлум бир йезида яшайдиған яшанған аниси билән телефонда алақилишиш җәрянлири арқилиқ көрүрмәнләргә билдүрүлиду.
Филимдики ана образи, яшанғанда баққучиси йоқ, йеңидин мусибәтлик болған ялғуз ана, у сақчиларниң тәһдити билән лондондики оғлидин кәлгән телефонни җавабсиз қалдурушқа мәҗбур болиду. Филимда бу ана, азаблири, көзлиридин аққан иссиқ яшлири арқилиқ пүтүн дуняни уйғурларға инсанлиқ меһри-муһәббити көрситишкә чақириду вә хитайниң җаза лагерлиридики милйонлиған бигунаһ уйғурларниң әркинликкә чиқиши үчүн ярдәм қилишқа мураҗиәт қилиду.
Филимда йәнә, баш персонаж әзиз әпәндиниң лондонда туғулуп чоң болған икки қизи мәктәптә “шәрқий түркистан” дегән земинни, қисқиси өзиниң уйғур икәнликини, миллий вә дөләт кимликини савақдашлири вә устазлириға чүшәндүрүштә йолуққан әнсирәшлири баян қилиниш арқилиқ, шәрқий түркистандин ибарәт бу земинниң һеч бир заман шу вәтәнниң пәрзәнтлири тәрипидин унтулмайдиғанлиқи, кейинки әвладларниң ашу вәтәнни қуруш үчүн һәр вақит һазир икәнликидәк, уйғурларниң келәчәктә мустәқил дөләт қурушқа болған қәтий үмиди, җасарити вә арзу-арманлири образлиқ ипадилиниду.
Мәзкур һөҗҗәтлик филимниң синаристи, филим ишлигүчиси вә баш рол алғучиси әзиз әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, филимда вәтинидики ата-ана вә уруқ-туғқанлири билән болған телефон алақилири пүтүнләй үзүветилишидин ибарәт чәтәлләрдики уйғурлар омумйүзлүк дуч кәлгән реаллиқ арқа көрүнүш қилиниш арқилиқ, вәтинидин айрилған уйғурларниң мусапирлиқ һаяти вә уйғурларниң һазирқи ечинишлиқ қисмәтлири билән ғәрб хәлқлириниң әркин һаяти екран сәнитидә бәдиий усул билән рошән селиштурулғанлиқини оттуриға қойди.
Әзиз әпәнди: өзиниң кәчмиши вә ички һессиятлири филимлаштурулған бу әсәрниң мувәппәқийәтлириниң бири, “уйғурларниң өткәнки йерим әсирлик сиясий вә иҗтимаий кәчмишлири филимниң баш ролини алған аниниң һаят һекайиси арқилиқ йорутуп берилгәнликидә” дәйду.
20 Нәччә йилдин буян лондонда яшаватқан уйғурлардин әхмәт әпәнди, филимда ипадиләнгәнләрниң гәрчә әзиз әйса әпәндиниң һекайиси болсиму, әмма буниңда чәтәлләрдә яшаватқан барлиқ уйғурларниң һазирқи әһвали йорутуп берилгән болғачқа, бу вәқәликни худди өзиниң һекайисидәк һес қилғанлиқини, филимниң тәсирлик болуш билән тәң интайин сүпәтлик ишләнгәнликини билдүрди.
Лондон университетида өткүзүлгән “уйғурларни қоллаш” намидики илмий муһакимә йиғинида “җавабсиз қалған телефон” филимни көрүшкә муйәссәр болған лондон университетидики бир студент филимниң өзигә бәкму чоңқур тәсир қилғанлиқини ипадиләп мундақ дәйду: “мән филимни көрүп һәқиқәтән бәкму тәсирләндим, уйғурлар учраватқан паҗиәләрни һәр хил ахбарат васитилиридин көп көрүватқан болсамму бу филимдәк чоңқур тәсир қилмиған иди. Чүнки, уйғур райониға берип көрүш вә уйғурлар билән сөзлишиш имканийити йоқ бундақ бир вәзийәттә, бу филимда бир шәхсниң сәргүзәшти вә ички һессиятлири уйғурларниң нөвәттики реаллиқи билән бирләштүрүлүп бәкму образлиқ вә җанлиқ йорутуп берилгән болғачқа, мәзкур филим уйғурлар учраватқан зулум вә азаблирини башқиларға асан һес қилдуралайдикән. Бу филимни болупму хитайларниңму көрүп чиқишини тәвсийә қилимән”.
Лондон университетида өткүзүлгән “уйғурларни қоллаш” намидики илмий муһакимә йиғинида доклат бәргән тәтқиқатчилардин лондон киңис институтидики қанун вә кишилик һоқуқ профессори ива пилс ханим, өзиниң “җавабсиз қалған телефон” бәдиий һөҗҗәтлик филимдин алған тәсиратлирини мундақ баян қилди: “бир кишилик һоқуқ тәтқиқатчиси болуш сүпитим билән уйғурларни қоллаш һәрикитигә аваз қошушумға, мәңгүлүк қамаққа һөкүм қилинған түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң көрсәткән пидакарлиқлири вә бәргән қурбанлиридин тәсирләнгиним сәвәб болған иди. Уйғурлар, болупму мушундақ еғир вәзийәттә турған бир вақитта уйғурларға көңүл бөлүш маңа охшаш тәтқиқатчиларниң бурчи. Хитай һөкүмити өзиниң уйғур дияридики сиясәтлири вә вәзийәт һәққидә кишиләрни езиқтуридиған тәшвиқатлирини күчәйтип елип бериватқан бир вақитта, әзиз әйса әпәндиниң тиришчанлиқи билән ишләнгән мушундақ филимлар арқилиқ уйғурларниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә йолуқуватқанлиқидәк реаллиқини охшимиған тәрәпләрдин йорутуш интайин муһим. Бу, башқиларниң уйғурларниң вәзийитиниң җиддийликини тонушиға зор ярдими болиду дәп ойлаймән”.
Әзиз әйса әлкүн ахирида мундақ деди: “мән 2016-йили ноябирда атамниң сәкратта икәнликидин хәвәр таптим, шуниң билән лондондики хитай әлчиханисидин инсанпәрвәрлик визиси беришни тәләп қилдим, бирақ мениң виза илтимасим рәт қилинди. Мән бу раст болған һекайини 2017-йили 4-авғуст йезип, аридин 3 ай өткәндин кейин, йәни 11-айниң 3-күни достлирим арқилиқ қәдирдан атамниң вапат болғанлиқидин хәвәр таптим. Мән бу кичиккинә аилиниң ялғуз пәрзәнти болғиним үчүн, бу күтүлмигән мусибәт маңа таштин қаттиқ кәлди, шуниңдин кейин бүгүнгичә яшинип қалған, йенида һалидин хәвәр алидиған адими йоқ ялғуз апамниң һаят яки тирик икәнликини биләлмидим, 2018-йилиниң башлиридин башлап, алдидин пәрәз қилиш мүшкүл болған шәрқий түркистандики сиясий вәзийәт техиму яманлишишқа қарап йүзләнди. Хәвәрләрдин ашкара болдики бир милйондин артуқ уйғур хитай һөкүмити тәрипидин ечилған йеңичә түрмә-аталмиш ‛қайта тәрбийәләш‚ лагерлириға қамалди. Вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң барлиқ алақилири үзүветилди. ‛қайта тәрбийәләш‚ лагерлиридики начар шараит, қийнаш вә роһи азаблар сәвәбидин нурғунлиған бигунаһ инсанлар өлүп кәтти чәтәл мухбирлириниң лагерларға берип һәқиқий әһвалларни игилиши чәкләнди. Әпсус, хитай һөкүмити уйғурларға қарта өткүзүватқан бу җинайәтләргә дуня сүкүттә турди. Бүгүн уйғурлар вәтини шәрқий түркистанда һәр дәқиқидә инсанлиқ муһәббитигә интиливатқан милйонлиған җанларниң көзидин яш қан болуп ақмақта уйғурлар пүтүн дунядин инсанлиқ тәләп қилиду”.
Әзиз әйса әпәнди язған “җавабсиз қалған телефон” һекайиси йигирмә нәччә хил тилға тәрҗимә қилинғандин башқа бу һәқтики мәзкур 20 минутлуқ бәдиий һөҗҗәтлик филим дәсләпки қәдәмдә уйғурчә вә инглизчә тарқитилған болуп, түркчә вә хитайчә тәрҗимә нусхилири аваз бериш басқучида икән. Шундақла пат арида дуняниң һәр қайси әллиридики филим фестивалида вә киноханиларда қоюлушқа башлайдикән.