Җәнвәдики б д т баш иштаби алдида 5-июл қирғинчилиқи мунасивити билән бирләшмә намайиш өткүзүлди

Намайишчилар “уйғурларға һөрийәт”, “уйғурларға әркинлик”, “шәрқий түркистанға һөрийәт” дегән җараңлиқ шоарлар б д т алдини ләрзигә салған

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 15 йиллиқи мунасивити билән сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә RFA/Hebibulla Izchi

Бүгүн 5-июл күни, шиветсарийәниң җәнвә шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш иштаби алдида дуня уйғур қурултийи, уйғур һәрикити тәшкилати, шиветсарийә уйғур җәмийитиниң бирлишип тәшкиллишидә 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 15 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән бирләшмә намайиш өткүзүлди.

Бу намайиш шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланған болуп, д у қ рәиси долқун әйса 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 15 йиллиқи мунасивити билән сөз қилип, 5-июл үрүмчи қирғинчилиқини хатириләш вә вә б д т дики паалийәтлири һәққидә тохталди.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас 5-июл қирғинчилиқи мунасивити билән намайишчиларға сөз қилип, үрүмчи қирғинчилиқиниң уйғурларниң йеқинқи заман тарихидики унтулмас бир қәтлиам икәнликини тәкитләп, буниң һазирқи ирқий қирғинчилиқниң башлиниши икәнликини әскәртти.

Намайишта сөз қилған дуня уйғур қурултийи хәлқара мунасивәтләр директори зумрәтай әркин болса, 5-июл қирғинчилиқида өзиниң үрүмчидә икәнликини вә у күнләрдики қирғинчилиқ, чоң тутқунға шаһит болғанлиқини ейтип өтти.

Б д т да чақирилған “хитайниң асиядики ислам нәпрәтчилики” дегән йиғинға кәлгән, малайсия мусулман яшлар тәшкилатиниң рәиси, малайсия алий соти муавин башлиқи моһд каһирул әнвәр исмаил, һиндонезийәдики мусулман яшлар тәшкилатиниң баш рәиси, ислам иттипақи тәшкилати һиндонезийә шөбиси яшлар тәшкилатиниң баш катипи адлан ал милзаһ қатарлиқлар уйғурлар билән биллә намайишқа қатнашқан болуп, улар намайишта арқа-арқидин сөз қилип, өзлириниң уйғурларни йеқинда тонуғанлиқини, алдинқи қетимлиқ б д т йиғинида малайсия вә һиндонезийә һөкүмитиниң уйғурларни қоллаш қараридин йенивалғанлиқиға ечинидиғанлиқини, өзлириниң бундин кейин йәнә давамлиқ шәрқий җәнубий асия дөләтлиридә уйғурларниң авази болушни давам қилидиғанлиқини билдүрди.

Уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идрис 5-июл үрүмчи қирғинчилиқини хатириләшниң әһмийити һәққидә сөз қилип, “5-июл қирғинчилиқи хитайниң уйғурларға вә шәрқий түркистан хәлқигә қаратқан қирғинчилиқлириниң бири” деди. У намайиштин кейин нәқ мәйданда радийомизниң зияритини қобул қилип, 5-июл қирғинчилиқини уйғур муһаҗиритиниң унтумаслиқи вә хатирилишиниң әһмийити һәққидә көз қарашлирини ортақлашти.

Намайиш җәрянида, дуня уйғур қурултийи б д т ниң алдидики мәйданға “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики лагер тутқунлириниң рәсимлирини тизип рәсим көргәзмисиму ачқан болуп, бу, йолдин өткән саяһәтчиләр вә б д т ға кирип чиқиватқан һәр қайси дөләтләрниң сиясәтчилириниң алаһидә диққитини тартқан.

Намайиш әтигән саәт 10дин чүшкичә давамлашқан болуп намайишқа канада, америка, түркийә, шиветсарийә, германийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән уйғурлар қатнашқан. Намайишчилар “уйғурларға һөрийәт”, “уйғурларға әркинлик”, “шәрқий түркистанға һөрийәт” дегән җараңлиқ шоарлар б д т алдини ләрзигә салған.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org