“хитайдики ислам вәһимиси” намлиқ йиғинда немиләр оттуриға қоюлди?

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.07.10
ayuje-turkesh Түркийә бүйүк милләт мәҗлиси әзаси, мәрһум алпарслан түркәшниң қизи, аййүҗә түркәш ханим сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә
RFA/Hebibulla Izchi

“силәр һәр күни пәқәт етиқадиңлар вә кимликиңлар сәвәбидинла кәмситилиш һәм қорқунч ичидә ойғанғанлиқиңларни тәсәввур қилип беқиңлар. Бу қорқунч асиядики, болупму уйғур елидики милйонлиған мусулманлар үчүн аччиқ реаллиқ. 1949-Йили хитай коммунистлири бу районни ишғал қилғандин буян, уйғурлар әркин нәпәс елип бақмиди. Уйғурлар билән түркләр ортақ диний етиқадтики кишиләрла әмәс, бәлки ортақ мәдәнийәт мираслириға вә ортақ қан системисиға игә қериндашлардур. Шуңа, биз барлиқ амаллар билән уйғурларниң бу һәқлиқ давасини қәтий қоллаймиз! ”

Бу, түркийә парламентиниң әзаси, түрк миллийәтчилириниң мәниви даһийси, мәрһум алип арслан түркәшниң қизи аййүҗә түркәш ханимниң 5-июл күни җәнвәдики б д т баш иштабида өткүзүлгән “хитайдики ислам вәһимиси” намлиқ синлиқ йиғинида сөзлигән сөзидур.

Аййүҗә түркәш ханим йәнә мундақ деди: “биз бүгүн бу җәмийәтниң улиға тәһдит селипла қалмай, бәлки йәнә адаләт вә баравәрлик вәдимизгә хирис елип келиватқан җиддий мәсилә һәққидә аваз чиқириш үчүн кәлдуқ. Уйғурлар 1949-йилдин башлап әркин нәпәс елип бақмиди. Хитай хәлқара вәзийәттин устилиқ билән пайдилинип, пүтүн уйғур хәлқигә ‛терорчи‚ қалпиқи кийдүрди. Шу земинниң игиси болған уйғурлар нөвәттә йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду. Уйғурларниң мусулманлиқ кимлики хитай һөкүмитиниң бастуруш вә контроллуқ нишаниға айланди”.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханимму сөз қилип, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан системилиқ вә пиланлиқ ирқий қирғинчилиқи, шундақла хитайниң уйғурларниң нормал диний паалийәтлири вә адәтлирини “диний ашқунлуқ” қа бағлап бастурушқа урунуватқанлиқини тәкитләп өтти.

Бу йиғин 2009-йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15-йиллиқ хатирә күнигә, б д т ниң җәнвәдики иштабида 56-нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңиши чақириливатқан мәзгилгә тоғра кәлгән. Җәнвәдики б д т баш иштабиниң алдида д у қ тәрипидин мәхсус рәсим көргәзмиси ечилған вә намайиш елип берилған. Намайиштин кейин д у қ рәиси долқун әйса зияритимизни қобул қилип, бу йиғин һәққидә өз көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Һиндонезийә мусулманлар тәшкилати абемниң яшлар тәшкилати рәиси, дуня ислам иттипақиниң һиндонезийә шөбиси баш катипи адлан ал атури сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә
Һиндонезийә мусулманлар тәшкилати абемниң яшлар тәшкилати рәиси, дуня ислам иттипақиниң һиндонезийә шөбиси баш катипи адлан ал атури сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә
RFA/Hebibulla Izchi

Бу йиғинда һиндонезийә мусулман яшлар тәшкилатиниң рәиси, дуня ислам иттипақи малайсия шөбисиниң баш катипи адлан әл атури өзиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидики доклатини сунди. У, хитайниң ялғуз уйғурларғила әмәс, һәтта малайсия, һиндонезийә қатарлиқ дөләтләрдики исламға вә мусулманларға тәһдит пәйда қиливатқанлиқини тәкитләп өтти.

У радийомизниң зияритини айрим қобул қилғанда, һиндонезийәдики мусулман яшлар тәшкилатиниң бундин кейин уйғур мәсилисини һиндонезийәдә күнтәртипкә елип келишкә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

 “биз һиндонезийәдә уйғур мәсилисини техиму кеңәйтиш вә күнтәртипкә елип келиш үчүн маарип вә иҗтимаийлишиш йоли билән паалийәт елип бериватимиз. Бүгүнки бу мунбәр биз үчүн интайин муһим, чүнки биз бу йәрдә йүз бериватқан ишларни билиш вә билдүрүш арқилиқ, б д т да өз дөлитигә вәкиллик қиливатқан кишиләрниң көзини ечишқа тиришимиз. Бүгүнки реаллиқ шуки, уйғурларниң вәзийити һәқиқәтәнму қорқунчлуқ. Буни башқиларға билдүрүш, болупму һиндонезийәдә күнтәртипкә елип келиш бәкму муһим. Хитайниң у райондики бастуруш сиясити вә уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи бир реаллиқ! ”

Уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә
Уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, җәнвә
RFA/Hebibulla Izchi

Америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрис әпәнди, шәрқий түркистан давасини ислам дунясидики әң көп нопусни тәшкил қилидиған шәрқий җәнуби асия дөләтлиридә аңлитишниң бәкму муһимлиқини тәкитләп өтти.

Малайсиялиқ адвокат, малайсия алий сот мәһкимиси башлиқиниң ярдәмчиси, доктор муһд хәйрул әнвәр зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мениңчә, бу паалийәт интайин муһим, болупму шәрқий түркистанда йүз бериватқан паҗиәләрни ашкарилашта бундақ паалийәтләр әң үнүмлүк тәшвиқат васитиси болалайду. Биз бу йәрдә, йәни б д т баш иштабида һәр бир дөләт вәкиллириниң уйғурлар вәтинидә йүз бериватқан зулумларға очуқ-ашкара позитсийә билдүрүшини үмид қилимиз. Мән шәхсән малайсия билән һиндонезийәниң илгири б д т уйғурларни қоллашқа вәдә берип кейинчә бу вәдисидин йенивалғанлиқидин бәкму әпсуслинимән, биз көпчилик билән бирликтә уйғурлар вәзийитиниң яхшилинишини көрүшни халаймиз” .

Малайсиялиқ адвокат, уйғур дости, малайсия алий сотиниң муавин башлиқи малайсия мусулманлар тәшкилатиниң рәиси моһд хәйрул әнвәр исмаил сөзләватиду.2024 -Йили 5-июл, җәнвә

Йиғин қатнашчилири бирдәк, бу қетимқи йиғин хәлқара вәзийәт нуқтисидин алғандиму, шундақла өткүзүлгән вақит нуқтисидин ейтқандиму, интайин әһмийәтлик болғанлиқини билдүрүшти. Бу йиғинда малайсия вәкили “хитайниң уйғурларға йүргүзгән бастуруш сияситини ислам дүшмәнлики” дәп атиған болса; һиндонезийә мусулман яшлар тәшкилатиниң рәиси адлан әл атори “һиндонезийә мусулманлар нопуси көп санлиқни игиләйдиған дөләт болуш сүпити билән, уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши туруш вә уйғурларни қоғдаш мәҗбурийити бар” дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.