Җәвһәр илһам: “оттура һесаб билән һәр бәш кийим-кечәк ширкитиниң бири уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ”

Мухбиримиз нуриман
2021.09.06
Җәвһәр илһам: “оттура һесаб билән һәр бәш кийим-кечәк ширкитиниң бири уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ” “луйис шин кийим-кечәк лайиһәлири” ниң баш лайиһәлигүчиси луйиш шин ханим “уйғурларға әркинлик” лозункисини ишләватмақта. 2021-Йили 31-авғуст.
Luyis Shin xanim teminligen

“луйис шин кийим-кечәк лайиһәлири” ниң баш лайиһәлигүчиси луйиш шин ханим йеқинда ачқан “луйис шин кийим-кечәк лайиһәлири” ниң 2021-йиллиқ кийим-кечәк көргәрмисидә “уйғурларға әркинлик” дегән пилакатни өз қоли билән ачти. У радийомизниң зияритини қобул қилғанда, әтрапидикиләрниң униңға бу көргәзмини бу хил шәкилдә ачса мода кийим дунясидики нурғун пурсәтләрдин қуруқ қалидиғанлиқини ийтқанлиқини, әмма у инсанлиқни таллайдиғанлиқини ейтқаниди.

Көргәзмидин кейин луйис шин ханим муһаҗирәттики уйғур балилири үчүн “ианә топлаш мураҗиити” чиқарған, бу арқилиқ муһаҗирәттики уйғур балиларниң арзулирини әмәлгә ашурушқа ярдәм қилишни үмид қилған. У йәнә өзи әң тонушлуқ болған мода дуняси арқилиқ уйғурларға қайси тәрәптин ярдәм қилалайдиғанлиқи һәққидә издәнгән.

Луйис шин баш шитаби америкада болған ишчилар һоқуқи бирләшмисиниң пирограмма ярдәмчиси вә шундақла бирләшминиң “уйғур мәҗбурий әмгикни тохтитиш” программисиниң баянатчиси җәвһәр илһам билән алақилишип, кийим-кечәк саһәсидики уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилсигә диққәт тартиш үчүн паалийәт башлиған.

Луйис шин ханим вә җәвһәр илһам 2-сентәбир күни инстеграмда уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси һәққидә нәқ мәйдан сөһбәт орунлаштурған. Нәқ мәйдан сөһбитигә дуняниң һәрқайси җайлиридики һәр саһә кишилири қатнашқан.

Җәвһәр илһам алди билән өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинған дадиси илһам тохти вә нөвәттики уйғурларниң вәзийити һәққидә мәлумат бәргән. Луйис шин ханим уйғурларниң вәзийитини билгәндин кейин өзиниң һаятиниң пүтүнләй өзгәргәнликини, бу дунядики кишиләрниң мәйли қайсий динға етиқад қилиши яки қайсий ирққа тәвә болушисин қәтийнәзәр, алди билән инсан болушиниң әң муһим икәнликини, кишиләрниң өз-ара иттипақлишип, кечик өзгәртишләр арқилиқ чоң өзгиршләрни мәйданға кәлтүрүшини чақирған.

Җәвһәр илһам мода дунясиниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисидә сүкүттә турувелишиң сәвәблири һәққидә тохтилип мундақ дегән: “кийим-кичәк саһәси уйғур мәҗбурий әмгикигә әң читишлиқи болған бир саһә. Чүнки биринчидин, хитайда ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлириға ишләткән пахтиниң 84 пирсәнти уйғур районида ишләпчиқирилиду. Бу дунядики 22 пирсәнт пахта мәһсулатлири уйғур районида ишләпчиқирилған пахтидин ясалған, дунядики бәш кийим-кечәк ширкитиниң бириси уйғур районида ишләпчиқирилған пахта мәһсулатини ишилтиду дегәнлик болиду. Иккинчидин, хитайниң өзиниң елан қилған истатситикисға қариғанда, һәр йили бир милйон 270 миң киши аталмиш ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ дә тәрбийәлинидикән. Ашкариланған һөҗҗәтләргә қариғанда, улар бу кишләрни завут-карханиларда мәҗбурий әмгәккә салиду. Уларниң ичидә профессорлар, артистлар, содигәрләр бар.”

У йәнә пәқәт уйғур районида ишләпчиқирилған малларни байқут қилиш арқилиқ мәҗбурий әмгәктин сақланғили болмайдиғанлиқини, чүнки хитай һакимийитиниң уйғурларни хитайниң ичидики башқа өлкә-шәһәрләргә йөткәп ишлитиватқанлиқни әскәрткән. Шундақла пәқәт кейим-кечәк саһәси әмәс, бәлки йеза-игилик мәһсулатлири, еликтирон-техиника мәһсулатлири, қуяш ениргийәси, йеғип ейтқанда хитайда ясалған һәрқандақ мәһсулатни сетивалмаслиққа, бу арқилиқ мәҗбурий әмгәккә селиниватқан уйғурларни зулумдин қутулушиға ярдәм қилалайдиғанлиқни билдүргән.

Сөһбәт җәрянида луйис шин ханим вә җәвһәр илһам охшашла мода дунясидики даңлиқ маркиларниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисини билсиму, һәқиқәтән хитай билән сода қилишни давам қилишни таллаватқанлиқни тәкитлиди. Җәвһәр илһам сөһбәтни көрүватқанлар әгәр қайси маркиларни байқут қилишни биләлмәй қалған болса, ишчилар һоқуқи бирләшмиси ачқан мәҗбурий әмгәкни тохтитиш тор бетигә керип, мәҗбури әмгәккә четишлиқ маркилар һәққидә тәпсилий мәлуматқа иришләйдиғанлиқини әскәрткән.

Луйис шин ханим сөһбәткә қатнашқучиларниң муштәри болуш сүпити билән ширкәт-карханиларниң қарариға тәсир көситәләйдиғанлиқини тәкитлигән.

Сөһбәтниң ахирида җәвһәр илһам өзи бешидин кәчүргән һәқиқий вәқәләргә асасан язған “чүнки мән қилишим керәк: һаят қелиш йоли вә уйғурларниң күриши” намлиқ иккинчи китабиниң 18-ноябир нәширдин чиқидиғанлиқ хош хәвирини бәргән. Бу китабниң елктиронлуқ нусхисиму җәвһәр илһамниң өзиниң аваз бериши билән нәшир қилинидикән.

Охшаш бир дөләт чеграси ичидә туғулған, әмма тәқдири пүтүнләй охшимайдиған бу икки яшниң нөвәттики әң җидди мәсилә-уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси үстидә тәң тиришчанлиқ көрситиши, сөһбәткә қатнашқучиларни қаттиқ тәсирләндүргән. Улар техиму көп кишиләрниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилсигә диққәт қилишни үмид қилишқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.