Талибан күчлириниң кабулға қайтип келиши: хәтәрләр вә пурсәтләр
. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң 16-авғуст күни бу һәқтә сөз қилип: “биз афғанистан хәлқиниң арзуси вә таллишиға һөрмәт қилимиз” деди. Шуниңдәк өзлириниң талибан һөкүмити кәлгүсидики терорлуқ мәсилилиригә тақабил турушта мувапиқ йол тапалайду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
-
Мухбиримиз әзиз
2021-08-16 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Америка һөкүмити 2021-йили апрелдин башлап афғанистандики һәрбий қисимлирини чекиндүрүп чиққандин кейин, хитай һөкүмитиниң йеңидин пәйда болған бу “сиясий бошлуқ” ни толдурушқа бәкму алдирап кетиватқанлиқи хитай билән талибан күчлири арисидики көп қетимлиқ ашкара вә мәхпий сөһбәтләрдин мәлум болушқа башлиған иди. Техи йеқинда хитай ташқий ишлар министири ваң йи талибан вәкиллири билән бейҗиңда мәхсус сөһбәттә болғандин кейин “талибан күчлири бу районниң тинчлиқини әслигә кәлтүрүштә ачқучлуқ рол ойнайду” деди.
16-Авғусттин башлап талибан күчлириниң пайтәхт кабулни толуқ контроллуққа елип, президент сарийини ишғал қилғанлиқи, афғанистан президенти әшрәф ғәни вә униң муавини әмруллаһ салиһниң кабулдин қечип кәткәнлики һәққидики хәвәрләр һәрқайси ахбарат вастилиридин кәң йәр алди. Бу әһвал афғанистан һөкүмитиниң үзел-кесил ғулап чүшкәнликини, талибан күчлириниң йеңиваштин һакимийәтни қолға алғанлиқини толуқ намайән қилди. Афғанистанда йәнә бир қетимлиқ зор қач-қач башлинип, талибанлар йеңи һакимийәтниң нами “афғанистан ислам әмирлики” болидиғанлиқини җакарлиди.
Дәрвәқә, талибанларниң кабулға кириши билән хитай һөкүмитиниң буниңдин кейин талибанлар билән қандақ алақида болидиғанлиқи һәққидә түрлүк пикирләр оттуриға чиқишқа башлиди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң 16-авғуст күни бу һәқтә сөз қилип: “биз афғанистан хәлқиниң арзуси вә таллишиға һөрмәт қилимиз” деди. Шуниңдәк өзлириниң талибан һөкүмити кәлгүсидики терорлуқ мәсилилиригә тақабил турушта мувапиқ йол тапалайду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Әмма хитай һөкүмитиниң талибанлар билән йеқиндин һәмкарлишишиниң өз нөвитидә уйғурлар мәсилисигә рошән һалда тәсир көрситиш еһтималллиқи бир қисим кишиләрни ойландуриватқан мәсилиләрниң бири икән. Вашингтон шәһридики “вилсон мәркизи” ниң тәтқиқатчиси, сиясий анализчи брадлей җарден әнә шундақ кишиләрниң бири болуп, талибан күчлириниң бу мәсилидики ролини сәл чағлашқа болмайдиғанлиқини тәкитләйду.
Бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида у мундақ деди: “афғанистандики вәзийәт ениқки уйғурлар үчүн бәкла муһим болуп қеливатиду. Талибанлар билән хитайниң һәмкарлиқи әмилийәттә 1990-йилларниң ахирлири, йәни 2000-йили әтрапида башланған. Әнә шу вақитлардин башлап хитай һөкүмити талибанлар билән көп қетимлап йошурун дипломатийә алақисида болуп кәлди. Хитай һөкүмитиниң бу мәсилидә ашкара оттуриға чиқиши болса улар талибанларни һөкүмәтни идарә қилип кетиду, дәп ойлиғанлиқидин болған иш. Улар мушу талибанлар билән һәмкарлишиш арқилиқ өзлиригә тәһдит болғучи күчләрни, йәни уйғур қораллиқлирини көздин халас қилмақчи болған. Бу җәрянда талибанлар афғанистандики қанунлуқ һөкүмәт болғанлиқтин бир қисим уйғурларни хитайға өткүзүп бәргән. Шуңа икки тәрәп оттурисидики ашкара вә йошурун сөһбәтләр йеқинқи мәзгилләрдин башлапла юқури пәллигә чиқишқа башлиған иди. Мәсилән, биз зиярәт қилған мәлум бир афғанистанлиқ уйғурни мисал қилсақ, униң афғанистан паспорти болсиму, униңға бу кишиниң салаһийити ‛хитай көчмән‚ дегән намда йезилған. Талибанлар йеңиваштин һакимийәт бешиға чиққан икән, бундақ уйғурларниң һазир әндишигә чүшүши ениқ. Чүнки талибанлар һөкүмәт бинасини контроллуқ астиға алған икән, барлиқ һөкүмәт һөҗҗәтлири уларниң қолиға чүшиду. Бу кишиләр вақти кәлгәндә хитайға қайтурулуши пүтүнләй мумкин.”
Хитай һөкүмити билән талибан оттурисидики бу хил алақиға даир хәвәрләр көпләп мәлум болғандин кейин муһаҗирәттики бир қисим уйғурлар “дунядики әң чоң терорчи һакимийәт болған хитай һөкүмитиниң терорчилар болған талибан билән бирлишип ‛терорлуққа қарши туруши‚ мушу әсирдики әң чоң мәсхирә” дегәнлики мәлум. Америкадики мустәқил анализчи илшат һәсәнниң қаришичә, сепи өзидин терорчи болған хитай һакимийити билән талибанларниң һәмкарлиқи ениқла уйғурлар үчүн еғир тәһдиттин бишарәт икән. Йәнә келип уларниң бирлишип терорлуққа қарши турмақчи болуши маһийәттә “терорлуқ” билән қилчиму алақиси йоқ кишиләрни бастуруш болидикән.
Брадлей әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң талибан һөкүмити билән болған һәмкарлиқи өткән бирнәччә һәптидин буян барлиққа кәлгән һадисә әмәс икән. Улар оттурисидики алақә вә һәмкарлиқ нәччә он йиллап тарихқа игә болуп, әмдиликтә талибан күчлириниң афғанистанда һакимийәт бешиға чиқиши бу хилдики һәмкарлиқни техиму юқури пәллигә чиқириши тамамән мумкин икән.
“мениңчә, хитай җасуслар гурупписиниң афғанистанда аталмиш уйғур терорлуқ гуруһиниң мәвҗутлуқини пәйда қилмақчи болғанлиқи бәкму қизиқарлиқ бир мисал. Чүнки буниңда хитай һөкүмитиниң өткәнки мәзгилләрдә көрүлүп бақмиған актиплиқ билән ташқи сиясәт вә дипломатийә вастисидә дөләт чегрисидин һалқиған паалийәтләрдә болғанлиқи намайән болди. Болупму қошна болған оттура асия районида, җүмлидин афғанистан, пакистан вә башқа җайларда шундақ болған. Буниңда көплигән бихәтәрлик мәсилилири оттуриға чиқти. Шундақ болғанлиқи үчүн бәдәхшан районида хитай һөкүмити йеқинқи йилларда бир қисим һәрбий әслиһәләрни қуруп чиқти. Бу хилдики һәрбий әслиһәләрниң бәрпа болуши һазир памир тағлири, таҗикистан чегриси вә вахан каридори әтраплириғичә кеңәйди. Чүнки хитай һөкүмти 2014-йилидин тартипла бу җайдин вәһимә йәп кәлгән.”
Бу мәсилидә илшат һәсәнму мушуниңға охшап кетидиған қарашта. Униң пикричә, әслидинла пакистан истихбарат органлири билән қоюқ хизмәт һәмкарлиқи болған талибанларниң хитай истихбарат органлири биләнму зич алақиси бар икән. Хитай һөкүмити болса уларниң арқисидики әң зор мәдәткар икән. Шундақ болғаникән, талибан һөкүмити һәрқачан хитай һөкүмити билән бир мәвқәдә вә бир йөнүлүштә һәркәт қилидикән. Бундақ әһвалда уларниң хитай һөкүмитигә ярдәмлишип қандақтур “уйғур җиһадчи терорчилири” гуруһини ясап чиқиши еһтималдин йирақ әмәс икән. Шуңа бу җәһәттә уйғурларниң һушяр болуши техиму зөрүр икән.
Нөвәттә афғанистан вәзийитидики бу йеңи өзгириш һәққидә түрлүк мулаһизә вә тәхминләр оттуриға чиқиватқан болуп, буниң кәлгүсидә район тәвәсидики техиму еғир болған муқимсиз вәзийәтни яритиши алға сүрүлмәктә икән.