Қизил актип қурбан ниязниң иш-паалийәтлиригә вәзийәт анализчилири қандақ қарайду?

Мухбиримиз сада
2019.10.04
kurban-niyaz Мукапатқа наил болған қурбан нияз әслидә үчтурпан наһийәсиниң имамлирим йезисида уйғур диярида тунҗилардин болуп “дөләт тили” намидики хитай тилида оқутуш мәктипини ачқан, 2019-йили, 30-сентәбир, үчтурпан наһийәси
Xinhua

“ислаһат вә ечиветишниң қириқ йиллиқ мусаписигә көрүнәрлик төһпә қошқан 100 нәмуничи” ни баһалашта өткән  40 йилда, йәни хитай һөкүмити 1978-йилидин башлап “ислаһат вә ечиветиш” ни йолға қойғандин буян бу саһәгә зор төһпә қошқан хитайдики даңдар кишиләр талланған. Буниңға хитайниң бир қисим тәбиий пән алимлири шуниңдәк мәдәнийәт-сәнәт, иқтисад қатарлиқ һәр саһәдики охшимиған түрләрдә даңқ чиқарған кишилири талланған. Тибәт, моңғул, уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрдин бирдәк “сиясий актип” лар талланған.

Мәзкур мукапатқа наил болған қурбан нияз әслидә аһалиси пүтүнләй дегүдәк уйғурлардин тәркиб тапқан үчтурпан наһийәсиниң имамлирим йезисида уйғур диярида тунҗилардин болуп “дөләт тили” намидики хитай тилида оқутуш мәктипини ачқан һәмдә хитай компартийәсиниң махтишиға сазавәр болған. У йәнә бу йезидики уйғур гөдәклиригә хитайчә тил өгитиш биләнла чәклинип қалмастин, балиларға қәдимки хитайларға тәқлид қилинған кийимләрни кийдүргән вә хитайларниң әнәниви чалғу-әсваблирини челишни өгәткән.

Қизил актип қурбан нияз юқириқи мукапаттин башқа йәнә “7-нөвәтлик мәмликәтлик әхлақ нәмуничиси” болуп баһаланған. Мәлум болушичә, қурбан ниязға мәзкур мукапатни хитай рәиси ши җинпиң өзи бир қоллуқ тәқдим қилған икән.

Уйғур дияридики тәбиий пән вә иҗтимаий пән саһәсидә утуқ қазанған уйғур профессорлиридин халмурат ғопур, ташполат тейип, абдуқадир җалалидин қатарлиқ йүзлигән талант игилири “икки йүзлимичи”, “сиясий мәйдани қәтий болмиған” дегәндәк түрлүк бәтнамлар билән йиғивелиш лагерлириға қамалған һәтта өлүм җазасиға һөкүм қилинған бир әһвалда уйғурлар арисида хитай тилини омумлаштурушқа зор күч билән “төһпә” қошуватқан қурбан нияздәк бир шәхсниң “мәмликәтлик төһпикар” болуп, хитай һөкүмити тәрипидин юқири дәриҗидә әтиварлиниши һәр саһә кишилириниң зор диққитини қозғимақта.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗивиски әпәнди уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан тәтқиқатчиларниң биридур. У қурбан ниязға охшаш қизил актипниң хитай даирилири тәрипидин көккә көтүрүлиши һәққидә анализ йүргүзүп мундақ деди: “қурбан ниязниң бу мәктипи хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитай тили өгинишкә мәҗбурлаш, шу арқилиқ уларни хитай җәмийитигә сиңдүрүштәк ассимилатсийә сияситигә маслашқан. Қурбан ниязға охшаш хитайға нисбәтән қайнақ һессиятқа бай кишиләрниң мәвҗут болуши хитайға <биз уйғурларға һәрқандақ җәһәттин йол қойиватимиз> дейиши үчүн пайдилиқтур. Демәк, әгәр қурбан нияздәк кишиләр давамлиқ оттуриға чиқса, бу хитай һөкүмитигә уйғурларни бастуруштики баһанә болалайду. Һалбуки, бүгүн ундақ адәмни көккә көтүрсә, әтиси у өзини түрмидә яки лагерда көриду.”

Һазирға қәдәр радийомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити тәрипидин “икки йүзлимичи” дәп җазаланғанлар пәқәт уйғур сәрхиллири биләнла чәклинип қалмай, хитайға изчил садиқ болуп кәлгән қизил уйғурларму бу боранниң тәсиригә учриған. Ундақта, қурбан нияз билән юқирида тилға елинған қизил уйғурларниң пәрқи қәйәрдә?

Уйғур мәсилиси һәққидә анализ йүргүзүп кәлгән уйғур анализчилиридин америка аләм қатниши идарисиниң оптек енжинери, доктур әркин сидиқ әпәнди бу һәқтә сөз қилип, қурбан ниязниң хитай һөкүмитиниң изчил һимайисигә еришиши униң хитай тәшвиқ қилишқа үлгүрмигән ишларни актиплиқ билән қилғанлиқидин болғанлиқини баян қилип өтти.

Чәтәлдики бәзи ахбарат вастилирида елан қилинған хәвәрләрдә илгири сүрүлүшичә, хитай компартийәси иқтисад вә тәшкилат җәһәттә бир қоллуқ башқуруп келиватқан коңзи институтлири хәлқарадики, җүмлидин америкадики көплигән алий мәктәпләрдә тәсис қилинғандин кейин өзиниң хитайчә тил вә мәдәнийәт һәққидә билим бериштәк түплүк пиринсиплиридин зор дәриҗидә чәтнәп кәткән. Әксичә улар хитай компартийиси үчүн америкада тәшвиқатчилиқ қилиштәк ғәйрий рәсмий вәзипини иҗра қилғучилардин болуп қалған. Нәтиҗидә америка һөкүмити бу хилдики иниститутларниң “кәшини тоғрилимақчи” болған. Уйғур диярида әксичә, қурбан ниязға охшаш кишиләр өзи қурған мәктәпкә коңзиниң һәйкилини тикләп, уйғур балилирини һәр күни униң һәйкилигә тазим қилдурған.

Чәтәлдә шаллинишқа қарап йүзләнгән коңзи иниститутлириниң уйғур диярида чәклимисиз мәвҗүт болуши немидин дерәк бериду? америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң әзәлдин ирадиси аҗиз, мәйдани мустәһкәм болмиған кишиләрдин пайдилинип өзиниң тәшвиқатини йүргүзидиғанлиқини тәкитләш билән биргә йәнә чәтәлгә зорлап таңалмиған коңзи мәктәплирини қурбан ниязни вастә қилип һечқандақ таллаш һоқуқи болмиған уйғурларға теңиватқанлиқини сөзләп өтти.

Уйғур тил-йезиқидики китаб-материялларниң хитай һөкүмити тәрипидин йиғивилиниши, көйдүрүлиши, бу китабларни түзгән уйғур сәрхиллириниң җазаға һөкүм қилиниши қатарлиқларниң һәммиси уйғур мәдәнийити, кимлики вә тарихиниң йоқилиш гирдабиға берип қалғанлиқиниң ипадиси болуватқанлиқи мәлум. Көзәткүчиләр қурбан ниязниң мәктипидә хитай тил-йезиқи вә мәдәнийити бойичә тәрбийәлиниватқан уйғур пәрзәнтлириниңму бу хил кризесниң тәһдити нәтиҗисидә өз миллий кимликини инкар қилидиған бир вәзийәтниң пәйда болидиғанлиқини тәхмин қилмақта.

Һенрий шаҗивиски бу мәсилә үстидә тохтилип, “нөвәттики вәзийәттә бу балиларниң ана тили уйғур тили, диний етиқади ислам дини болиду, дәп мөлчәрләш интайин қийин. Вәһаләнки, мәлум бир вақтқа кәлгәндә буларниң ичидики бәзилири инкар қилинған бәзи нәрсиләр үстидин қайтидин ойлинишқа башлайду, йәни улар өзлириниң миллий кимлики һәққидә өз-өзигә суал қоюшқа башлайду шу сәвәбтин өзлири қобул қиливатқан маарип үстидин қаттиқ ойлиниду. Улар хитай миллитидин болмиғачқа, хитай җәмийитигә толуқ сиңип кирәлмәйду,” деди.

Доктур әркин сидиқ әпәнди сөзи ахирида қурбан ниязға охшаш адәмләр хитай һөкүмитигә нисбәтән пайдилиниш қиммити түгигәндин кейинла дәрһал шаллинип, башқа “икки йүзлимичи” уйғурларға охшаш күнгә қалидиғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.