Калифорнийә университетида уйғур ана тили учраватқан хирислар вә уни сақлап қелиш мәсилиси муһакимә қилинди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.26
ana-til-abduweli-ayup-01 20-Ноябир күни калифорнийә университети лос-анҗелис (UCLA) шөбисидә “дияспорадики уйғур мирас тили маарипи” намлиқ илмий муһакимә паалийитидә абдувәли аюп лексийә сөзләватиду. 2024-Йили 20-ноябир, лос-анҗелис
Abduweli Ayup

2016-Йили 9-айда хитай һөкүмити уйғур ана тилини рәсмий йосунда маарип оқутушидин чәклигәндин кейин башлиған зор көләмлик тутқун һәрикитидә ана тил маарипи үчүн хизмәт қилған уйғур зиялийлирини тунҗи зәрбә нишани қилғаниди. Уйғур тили маарипиниң әмәлдин қалдурулуп, хитай тили маарипиниң униң орниға дәсситилиши уйғур тилиниң бундин кейинки мәвҗутлуқиға нисбәтән зор хирис дәп қариливатқан болуп, у чәт әлләрдики уйғур зиялийлирини әндишигә селиватқан бир мәсилә болуп қалғаниди.

Мана бу мәсилә йеқиндин буян американиң калифорнийә иштатиға җайлашқан калифорнийә университетида аңлитилди. Бу муһакимә паалийәтлиридә ана тил паалийәтчиси абдувәли аюп вә бир қанчә нәпәр америкалиқ тилшунас вә уйғуршунаслар илмий доклат бәргән. Абдувәли аюп әпәнди калифорнийә университетиниң лос-анҗелистики шөбиси (UCLA), санта барбара шөбиси (UCSB) вә калифорнийә университетиниң ирвин шөбиси (UCI) һәмдә җәнубий калифорнийә университети (USC) қатарлиқларда тәклипкә бинаән уйғур ана тили һәққидә мәхсус доклат бәргән.

Калифорнийә университети санта барбара (UCSB) шөбисиниң тилшунаслиқ пәнлири бойичә оқутқучиси, уйғур тилшунаслиқи мутәхәссиси майкил фидлер (Michael Fiddler) калифорнийә университети қармиқида өткүзүлгән бу лексийә паалийәтлириниң орунлаштурғучилириниң бири. У радийомизға қилған сөзидә америкадики нопузлуқ университетларниң биридә уйғур ана тили һәққидә лексийә бериш паалийити уюштурушниң әһмийити һәққидә тохтилип өтти. У бизгә мундақ деди:

“йеқинқи бир қанчә йилдин буян дуняда йүз бериватқан нурғун башқа дуняви киризислар сәвәбидин уйғур мәсилиси диққәттин чүшүп қеливатиду. Нурғун кишиләр бу мәсилигә йетәрлик көңүл бөлмәйватиду. Шуңа биз бу паалийәтләр арқилиқ уйғурларниң мәсилисигә қайтидин диққәт тартишни, бу киризисни университетларда, оқутқучилар вә оқуғучиларниң сәмигә селишни тоғра таптуқ.”

Мәлум болушичә, абдувәли аюп әпәнди 20-ноябир күни калифорнийә университети лос-анҗелис (UCLA) шөбисидә орунлаштурулған “дияспорадики уйғур мирас тили маарипи” намлиқ илмий муһакимә паалийитидә сөзлигән. Бу паалийәттә у нуқтилиқ һалда чәт әлләрдики уйғур ана тилини сақлап қелиш тиришчанлиқи һәққидә мәлумат бәргән.

20-Ноябир күни калифорнийә университети лос-анҗелис (UCLA) шөбисидә “дияспорадики уйғур мирас тили маарипи” намлиқ илмий муһакимә паалийитидә абдувәли аюп лексийә сөзләватиду. 2024-Йили 20-ноябир, лос-анҗелис
20-Ноябир күни калифорнийә университети лос-анҗелис (UCLA) шөбисидә “дияспорадики уйғур мирас тили маарипи” намлиқ илмий муһакимә паалийитидә абдувәли аюп лексийә сөзләватиду. 2024-Йили 20-ноябир, лос-анҗелис
Abduweli Ayup

Бу паалийәттә йәнә, канзас университети тилшунаслиқ пирофессори, уйғур тилшунаслиқи бойичә көп йиллар тәтқиқат қилған доктор ариен двйер, индиана университети пирофессори, оттура асия райони тил мәркизиниң мудири гүлниса назарова, калифорнийә университети дотсенти таня иванова-сулливан, мариланд университети тилшунаслиқ пирофессори мария полинский қатарлиқларму қатнишип доклат бәргән.

Майкил фидлерниң бизгә дейишичә, бу паалийәтләр уйғур ана тили дуч келиватқан хирисларни тәтқиқ қилиш, өгиниш вә өзара пикир алмаштуруш үчүн әһмийәтлик бир сорун болған. У мундақ дәйду:

“һазир чәт әлләрдә уйғур ана тили маарипини сақлап қелиш үчүн нурғун тиришчанлиқ көрситиливатиду. Бу интайин муһим дәп ойлаймән. Бу паалийәтләрдә бу тема наһайити диққәт қозғиди. Униң үстигә, уйғур мәсилиси билән тонушлуқ болған академиклар һәмдә йәнә ана тил киризисиға дуч кәлгән башқа милләтләрниң мәсилилирини тәтқиқ қилған тәтқиқатчилар бир йәргә җәм болуп, өзара пикир алмаштурди. Тәҗрибилирини ортақлашти. Бу киризисқа техи йеңи дуч кәлгән чәт әлләрдики уйғурлар үчүн елип ейтқанда башқа милләтләрниң тәҗрибилиридин пайдилиниш интайин муһим, дәп қараймән.”

Абдувәли аюп әпәндиниң лексийә паалийәтлири давамида у уйғур ана тили һәққидә лексийә аңлиғучиларниң соаллириғиму җаваб бәргән.

Абдувәли аюп әпәндиниң радийомизға дейишичә, у бу йиғинларда нуқтилиқ қилип уйғур ана тилиниң пәйдинпәй маариптин сиқип чиқирилиши вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқидики ятақлиқ мәктәпләрниң роли үстидә тохталғаникән.

Юқиридики университетларда уюштурулған бу уйғур ана тили һәққидики лексийәләр давамида йәнә, “маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филимни қоюш паалийитиму өткүзүлгән болуп, бу арқилиқ бу университетларда уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт һәққидики тонуш өстүрүлгән.

“маскиниң арқисида” намлиқ һөҗҗәтлик филимда абдувәли аюп әпәнди 2022-йили5-айда германийәдә панаһлиқ тиләп туруватқан, әйни вақитта уйғурларни тутуш вә қийнап сорақ қилишқа биваситә қатнашқан сабиқ хитай сақчиси билән көрүшкән җәряни вә униңдин түрмидики қийин-қистақлар вә уйғурларни кәң көләмдә тутуш сияситиниң йүргүзүлүши һәққидә соал сорап, сабиқ хитай сақчиси билән йүзлишиши вә бу җәрянда ички дунясида йүз бәргән кәскин тоқунушлар баш тема қилинған. “маскиниң арқисида” намлиқ мәзкур һөҗҗәтлик филим бу йил 10-айда норвегийәниң иккинчи чоң шәһири бергендә өткүзүлгән әң чоң һөҗҗәтлик филим фестивалида мукапатқа еришкән.

Абдувәли аюп уйғур мәсилисини университетларда аңлитишниң уйғур мәсилисини йәниму кәң вә йәниму һәрикәтчан қоллашқа еришиш пурсити билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.