Мәмәт тохти: “биз қануни вә тинчлиқ йоли билән уйғурларни канадаға чоқум елип келимиз”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.06.14
memet-tohti-HEATHER-MCPHERSON-on-ming-uyghur-kanada Канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди канадаға келидиған 10,000 уйғур тоғрилиқ канада йеңи демократлар партийәси милләт вәкили хезер микфирсон(Heather McPherson) ханим билән көрүшти. 2023-Йили июн.
FB/Memet Tohti

10 Миң уйғур мусапирниң канадаға келишигә мунасивәтлик хизмәтләрниң конкрет қәдәм-басқучлириниң башлиниши билән, миңлиған мусапир уйғурлар өзлири туруватқан бәзи дөләтләрдики һәрхил қийинчилиқтин қутулуп бихәтәр, демократик дөләт болған канадаға келип яшашни сәврсизлик билән көтмәктә.

Канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди канадаға келидиған 10,000 уйғур тоғрилиқ канада малийә министир ярдәмчиси рачел бендаян(Rachel Bendayan) ханим билән көрүшти. 2023-Йили июн.
Канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди канадаға келидиған 10,000 уйғур тоғрилиқ канада малийә министир ярдәмчиси рачел бендаян(Rachel Bendayan) ханим билән көрүшти. 2023-Йили июн.
FB/Memet Tohti

Иҗтимаий таратқуларда бир қисим кишиләрниң пурсәтни ғәниймәт билип, ярдәм қилиш баһаниси билән “қоймичилиқ” қилишқа урунғанлиқи тоғрулуқ сөз-чөчәкләр йейилмақта. Биз уйғур мусапирлириға билишкә тегишлик вә келиштин бурун қилишқа тегишлик ишлар тоғрисида тоғра учурларни йәткүзүш мәқситидә, 10 миң уйғур мусапирниң канадаға келишини қобул қилған қанунниң қобул қилинишиға вә бу қанунниң иҗра қилиниш җәрянидики конкрет хизмәтләрдә канада һөкүмити билән һәмкарлишип хизмәт қиливатқан канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди билән мәхсус сөһбәт елип бардуқ.

Канадаға келидиған 10,000 уйғур тоғрилиқ сөһбәттин кейин хатирә сүрәт. 2023-Йили июн, канада.

Мәмәт тохти әпәнди, өзлириниң уйғурлар турушлуқ дөләтләр хитай тәрәптә туруп уйғурларни давамлиқ қурбан қиливәрсиму, бәрибир қануни вә тинч йол билән уйғурларни канадаға чоқум елип келидиғанлиқини, уйғур мусапирлириниң канадаға келишини һечқандақ күч тосуп қалалмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди. ярдәм қилиш баһаниси билән “қоймичилиқ” қилишқа урунған кишиләрниң барлиқини вә бу кишиләрдин һошяр болуш керәкликини тилға алди. Ахирида канадаға көчмән болуп келишни арзу қилған уйғур мусапирлиридин һазирдин башлап қилишқа тегишлик ишлар тоғрисида муһим учур бәрди.

Сөһбитимизниң 2-қисминиң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.