Мәмәт тохти: “биз қануни вә тинчлиқ йоли билән уйғурларни канадаға чоқум елип келимиз”
10 Миң уйғур мусапирниң канадаға келишигә мунасивәтлик хизмәтләрниң конкрет қәдәм-басқучлириниң башлиниши билән, миңлиған мусапир уйғурлар өзлири туруватқан бәзи дөләтләрдики һәрхил қийинчилиқтин қутулуп бихәтәр, демократик дөләт болған канадаға келип яшашни сәврсизлик билән көтмәктә.
-
Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023-06-14 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
10 Миң уйғур мусапирниң канадаға келишигә мунасивәтлик хизмәтләрниң конкрет қәдәм-басқучлириниң башлиниши билән, миңлиған мусапир уйғурлар өзлири туруватқан бәзи дөләтләрдики һәрхил қийинчилиқтин қутулуп бихәтәр, демократик дөләт болған канадаға келип яшашни сәврсизлик билән көтмәктә.
Иҗтимаий таратқуларда бир қисим кишиләрниң пурсәтни ғәниймәт билип, ярдәм қилиш баһаниси билән “қоймичилиқ” қилишқа урунғанлиқи тоғрулуқ сөз-чөчәкләр йейилмақта. Биз уйғур мусапирлириға билишкә тегишлик вә келиштин бурун қилишқа тегишлик ишлар тоғрисида тоғра учурларни йәткүзүш мәқситидә, 10 миң уйғур мусапирниң канадаға келишини қобул қилған қанунниң қобул қилинишиға вә бу қанунниң иҗра қилиниш җәрянидики конкрет хизмәтләрдә канада һөкүмити билән һәмкарлишип хизмәт қиливатқан канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәнди билән мәхсус сөһбәт елип бардуқ.
Мәмәт тохти әпәнди, өзлириниң уйғурлар турушлуқ дөләтләр хитай тәрәптә туруп уйғурларни давамлиқ қурбан қиливәрсиму, бәрибир қануни вә тинч йол билән уйғурларни канадаға чоқум елип келидиғанлиқини, уйғур мусапирлириниң канадаға келишини һечқандақ күч тосуп қалалмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди. ярдәм қилиш баһаниси билән “қоймичилиқ” қилишқа урунған кишиләрниң барлиқини вә бу кишиләрдин һошяр болуш керәкликини тилға алди. Ахирида канадаға көчмән болуп келишни арзу қилған уйғур мусапирлиридин һазирдин башлап қилишқа тегишлик ишлар тоғрисида муһим учур бәрди.
Сөһбитимизниң 2-қисминиң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.