Канада көчмәнләр министирлиқи: “уйғурларни қобул қилиш ‛қәдәм басқучлуқ һәм еһтиятчанлиқ‚ билән елип берилмақта”
2024.09.19
Канаданиң 10 миң уйғур мусапирини канадаға орунлаштуруш пиланиниң беҗирилиш қәдиминиң аста болуватқанлиқиға даир хәвәрләргә қарита, канада көчмәнләр, мусапирлар вә вәтәндашлиқ министирлиқи 19-сентәбир радийомизға язма баянат әвәтип инкас қайтурди.
Язма баянатта, уйғур мусапирлириниң илтимасиниң давамлиқ қобул қилиниватқанлиқи, беҗириливатқанлиқи вә қобул қилинған мусапирларниң канада җәмийитигә маслишиши үчүн зөрүр болған орунлаштуруш мулазимәтлиригә еришидиғанлиқи билдүрүлгән. Канада көчмәнләр, мусапирлар вә вәтәндашлиқ министирлиқиниң баянатчиси мишел калберт (Michelle Calbert) ханимниң 19-сентәбир мухбиримизға әвәткән бу һәқтики язма баянатида қәйт қилинишичә, мусапирларниң саламәтлики вә бихәтәрлики сәвәблик қәдәм басқучлуқ вә еһтиятчанлиқ билән башланған қобул қилиш хизмитиниң хәтәрсиз вә изчиллиқи намаян болған һаман, йоллаш һәм қобул қилиш иши техиму көпәйтилидикән.
Канада көчмәнләр, мусапирлар вә вәтәндашлиқ министирлиқи, канаданиң 10 миң уйғурни орунлаштуруш пилани башланған болсиму, әмма бәзи канада таратқулири билән кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бу ишниң илгириләш қәдиминиң аста болуватқанлиқи һәққидә талаш-тартиш қиливатқан, әгәр бу иш бундақ аста сүрәттә давамлашса 2024-йиллиқ пиланниң толуқ әмәлийлишишидин әндишә қиливатқан бир пәйттә, радийомизниң соаллириға җаваб берип бу бу язма баянатни әвәтти.
Нөвәттә канаданиң бу йил январ ейидин башлап йолға қоюшқа башлиған 10 миң уйғурни канадаға орунлаштуруш пиланиниң рәсмий иҗра қилинишқа башланғиниға 9 айдин ешип қалғанлиқи мәлум. Игилишимизчә, қобул қилиш хизмити башланған болсиму, әмма һазирға қәдәр бирәр уйғурниң канадаға қәдәм қоймаслиқи, қобул қилиш хизмитиниң бәкму аста болуватқанлиқиға даир гуманларни техиму күчәйткән.
Һалбуки, канада көчмәнләр, мусапирлар вә вәтәндашлиқ министирлиқи язма баянатида көрситилишичә, қобул қилиш хизмитиниң “еһтиятчанлиқ вә қәдәм басқучлуқ” һалда елип берилиши, 3-дөләтләрдики уйғур мусапирлириниң бихәтәрлик мәсилиси билән мунасивәтлик икән. Баянатта мундақ дейилгән: “канада 3-дөләттә яшайдиған вә қоғдашқа моһтаҗ болған уйғур вә башқа түркий мусулманлирини бихәтәр панагаһ билән тәминлимәктә. Илтимаслар қобул қилиниватиду вә беҗириливатиду. Илтимаси тәстиқланған кишиләр орунлаштуруш мулазимитигә еришип, уларниң канаданиң шараитиға вә турмушқа маслишишиға ярдәм берилиду. Бизниң әң муһим вәзипимиз, хитайға қайтурулуштин қорқуп яшаватқан чәт әлдики уйғур вә башқа түркий мусулманлириниң бихәтәрлики һәм хатирҗәмликидур. Шуңлашқа биз бу җәһәттики хизмитимизни қәдәм басқучлуқ һәм еһтиятчанлиқ билән башлидуқ. Бу усулниң бихәтәрлики вә изчиллиқи ениқ болған һаман, биз һәмкарлашқучилиримиз билән бирликтә йоллаш вә қобул қилишни көпәйтимиз. Тиришчанлиқимизни аста-аста вә әстайидиллиқ билән башлаймиз. Бу усулниң бихәтәр вә имканийәтлик сиҗиллиқи байқалған һаман, биз һәмкарлашқучилар билән бирликтә әвәтиш вә қобул қилишни көпәйтимиз.”
Бу канада парламентиниң 2023-йили 3-айда 10 миң уйғур мусапирини канадаға орунлаштуруш пиланини мутләқ көп авазда мақуллап, һөкүмәтниң рәсмий хизмәт күнтәртипигә қойғандин бери, канадада көчмәнләр, мусапирлар вә вәтәндашлиқ министирлиқиниң тунҗи қетим таратқуларға 10 миң уйғурни қобул қилиш хизмитиниң тәрәққият әһвалидин мәлумат беришидур. Һалбуки, канада федератсийә һөкүмитиниң 2023-йили елан қилған канаданиң 2024-вә 2026-йиллиқ мусапир қобул қилиш пилани ичигә, 10 миң уйғурниму киргүзгәнлики, шундақла канада парламентиға 10 миң уйғурни қобул қилишниң конкрет пиланлирини сунғанлиқи мәлум.
Канададики уйғур мусапирлар пиланиға арилишиватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, улар бу йилниң ахирлириға қәдәр дәсләпки басқучта қобул қилинған 500 дәк уйғурниң канадаға йетип келишини күтмәктә икән. Канада “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” әнә шу тәшкилатларниң бири. Мәмәт тохти 18-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, нөвәттә канада һөкүмитиниң 50-60 тәк илтимасниң рәсмийитини пүттүрүп канаданиң түркийәдә турушлуқ әлчиханисиға әвәткәнликини билдүрди. Лекин мәмәт тохтиниң қәйт қилишичә, рәсмийәт буниңлиқ билән ахирлашқанлиқтин дерәк бәрмәйдикән. Ахирқи басқучта, канада әлчиханиси мусапирларни сөһбәткә чақирип, уларниң кимликини муәййәнләштүрүш, саламәтлик тәкшүрүши елип бериш вә бармақ изи елиштәк бир қатар рәсмийәтләр беҗирилидикән. Һалбуки, керәклик рәсмийәтләрниң толуқ беҗирилип, 500 уйғур мусапириниң бу йил ичидә канадаға қәдәм қоюшиға бу йилниң кейинки йеримидики чәклик вақитниң имкан бериш-бәрмәслики мәлум әмәс икән.
Канада раул воленберг кишилик һоқуқ мәркизиниң қанун мәслиһәтчиси юнаһ диамонд (Yunah Diamond)ниң қаришичә, канада һөкүмити уйғур мусапирлирини қобул қилиш пиланиниң тәрәққиятидин кишиләрни вақтида хәвәрләндүрүп туруши керәк икән.
Юнаһ диамонд 19-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ диди: “канада көчмәнләр, мусапирлар вә вәтәндашлиқ министирлиқи һәм канада һөкүмити, кишиләрни канадаға қобул қилинидиған аз дегәндә 10 миң уйғурниң қобул қилиниш пиланиниң әмәлийлишиш әһвалидин вақтида хәвәрдар қилип туруши керәк.” юнаһ диамондниң қаришичә, 2024-йиллиқ пилан кечикмәктә болуп, буниң кечикиши хитайға қайтурулуштин әндишә қилип турған 3-дөләтләрдики уйғурлар үчүн яхши әмәс икән. юнаһ диамонд мундақ деди: “2024-йили канадаға техи һечким кәлмиди, бу иш кечикиватиду. Буниң немидин дерәк беридиғанлиқи, бу пиланға қандақ илтимас қилиш, униң уйғурлар үчүн қандақ әһмийити барлиқини уйғурларға чүшәндүрүштә һөкүмәт бәк кечикти. Шүбһисизки, оттура асия вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурларниң хитайға қайтурулуп җазалиништин қорқуш вәһимисидә яшаватқанлиқи наһайити ениқ.”
Канада көчмәнләр, мусапирлар вә вәтәндашлиқ министирлиқиниң билдүрүшичә, улар хәлқара муһитниң мурәккәплики вә өзгиришчанлиқи сәвәблик җанлиқ вақит җәдвили қолланмақта икән. Шуңа улар илтимас қилғучиларни хәтәргә қоймаслиқ үчүн, қобул қилиш хизмитиниң тәрәққиятидин йәниму илгириләп учур берәлмәйдиғанлиқини ейтқан. Баянатта мундақ дейилгән: “биз мәшғулат қиливатқан мурәккәп, мөлчәрлигили болмайдиған вә өзгирип туридиған хәлқаралиқ муһит сәвәбидин, җанлиқ әмәлийләштүрүш вақит җәдвили қолландуқ. Бу усул бизгә вә шериклиримизгә илтимас қилғучиларниң охшимиған еһтияҗи вә әһвалиға җаваб қайтурушта һәрикәтчанлиқ ата қилмақта. Бизниң биринчи муһим вәзипимиз, уйғур вә башқа түрки мусулманлириниң бихәтәрликидур. Шуңлашқа, биз һазир қиливатқан хизмитимиз һәққидә техиму илгириләп учур билән тәминлийәлмәймиз, чүнки бу зиянкәшликкә учриши асан бу кишиләрни техиму хәтәргә муптила қилиду.”
Һалбуки, “канада уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти, сүрәтниң аста болуватқанлиқини етирап қилсиму, әмма бу йил ичидә 500 уйғурниң канадаға йетип келишигә үмидвар икәнликини қәйт қилди. Униң көрситишичә, сүрәтниң аста болушиға башқа амиллар тәсир көрсәтмәктә икән. Лекин “раол волленберг кишилик һоқуқ мәркизи” дики юнаһ диамонд, канаданиң мусапирлар мәсилиси униң сиғимчанлиқиға әмәс, бәлки һөкүмәтниң сиясий ирадисигә мунасивәтлик мәсилә икәнликини тәкитлимәктә. юнаһ диамонд мундақ дәйду: “канададики мусапирлар мәсилиси униң сиғимчанлиқ мәсилиси әмәс, бәлки һөкүмәтниң сиясий ирадисигә мунасивәтликтур. Шуңа һөкүмәт бу ишта өзиниң ирадисини аян қилиши керәк. Бу йәрдә шу нәрсә қобул қилинмайду, йәнйи бу иш парламентта бирдәк аваз билән мақулланған тәқдирдиму, әмма бу уйғурларға хата сигнал бәрмәслики, чоқум толуқ иҗра қилиниши керәк. Һөкүмәт буниң немидин дерәк беридиғанлиқи, кәлгүси икки йилда бу санни қәйәрдин толуқлайдиғанлиқиға техи чүшәнчә бәрмиди. Шуңа һөкүмәт сан, рәсмийәт басқучи вә вақит җәдвили қатарлиқ җәһәтләрдә ениқ болуши керәк. Һалбуки, бу иш бәк кечикип кәтти”.
Канада парламенти 2023-йили 2-айда, хитайниң зиянкәшликигә учрап чәт әлләрдә сәргәрдан болуп йүргән аз дегәндә 10 миң уйғурни канадаға орунлаштуруш қарарини мутләқ көп авазда мақуллап, бу җәһәттә һөкүмәткә һоқуқ бәргән. Һакимийәт бешидики либераллар партийәсидин болған парламент әзаси самер зубәри тәрипидин сунулған бу қарар лайиһәси, һөкүмәт кабенти, либераллар партийәси вә консерватипларни өз ичигә алған башқа өктичи партийә парламент әзалириниңму бирдәк қоллишиға еришкән иди.
Һалбуки, мәзкур қарар лайиһәсини сунғучи либераллардин болған парламент әзаси самер зубәриниң илгири вашингтонда уйғур җамаитигә қилған бир қетимлиқ сөзидә қәйт қилишичә, бу пилан даирисидики уйғурлар зиянкәшликкә учриғучи болсиму, әмма уларниң йәнила қаттиқ бихәтәрлик тәкшүрүшини қобул қилиши тәләп қилинидикән. У шу қетимқи сөзидә “бу кишиләрниң бихәтәрлик мәсилиси болмаслиқини муәййәнләштүрүшимиз керәк” дегән иди.