Канаданиң 8 нәпәр хитай әмәлдариға ембарго қоюши қарши елинмақта

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.12.12
kanada-canada-jaza-uyghur-emeldar-1920 12-Айниң 10-күни, хәлқара кишилик һоқуқ күни хатирилиниватқанда, канада ташқий ишла р министири (Melanie Joly ) мелани җоли, канада һөкүмитиниң уйғур райони вә тибәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қатнашқан сабиқ вә һазир вәзипидики җәмий 8 нәпәр хитай әмәлдариға ембарго қойғанлиқини елан қилди
Photo: RFA

12-Айниң 10-күни, хәлқара кишилик һоқуқ күни хатирилиниватқанда, канада ташқий ишла р министири (Melanie Joly ) мелани җоли, канада һөкүмитиниң уйғур райони вә тибәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қатнашқан сабиқ вә һазир вәзипидики җәмий 8 нәпәр хитай әмәлдариға ембарго қойғанлиқини елан қилди.

Канада, бу қетим җаза йүргүзүлгән 8 нәпәр хитай әмәлдари уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ секретари чен чүәнго, уйғур аптоном райониниң һазирқи рәиси әркин туняз, сабиқ рәиси шөһрәт закир, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” ниң сабиқ қомандани пең җярүй, уйғур аптоном районлуқ җ х назарити партийә гурупписиниң секретари хо люҗүн, хитай компартийәси мәркизи бирликсәп бөлүминиң сабиқ башлиқи яв чүән, тибәт аптоном райониниң сабиқ партком секретари ву йиңҗе вә тибәт аптоном районлуқ җ х назаритиниң назаритиниң назири җаң хоңбо қатарлиқлардин ибарәт.

Канада ташқий ишлар министири бу һәқтики баянатида канада һөкүмитиниң уйғур районидики бир милйондин артуқ кишиләрниң лагерларда тутуп турулуши вә улар учраватқан зораванлиқлардин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини алаһидә тәкитлигән. Канада ташқий ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бу қетим елан қилинған ембарго хитай һөкүмитиниң хитайдики аз санлиқ милләтләр вә етиқадчи хәлққә, җүмлидин шинҗаң, тибәт хәлқи вә фалунгоң муритлириға қаратқан бастурушқа қарши йолға қоюлған.

Мелани җоли ембарго һәққидики баянатида: “канада шинҗаңда 2017-йилдин бери бир милйондин артуқ кишиниң тутқун қилинғанлиқиға даир хәвәрләрдин қаттиқ әндишә қилиду. Улардин нурғун киши лагерларда тутуп турулмақта; роһий, җисманий вә җинсий зораванлиққа учримақта” дегән.

Канада һөкүмитиниң 8 нәпәр юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириға ембарго елан қилиши һәр саһәниң қарши елишиға еришкән болуп, хәлқаралиқ ахбаратларда күчлүк инкас қозғимақта. Ахбаратларда “канаданиң кишилик һоқуқни қоғдаш ирадисини гәвдиләндүрүп беридиған бу дадил һәрикити, канада хитай мунасивәтлири җиддийләшкән бир пәйттә оттуриға чиқти” дәп қаралмақта. “ройтерс агентлиқи” ниң хәвиридә қәйт қилинишичә, һазирғичә америка, әнглийә вә явропа иттипақи хитайниң уйғур ирқи қирғинчилиқи вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита җаза йүргүзгән. Бу канада һөкүмитиниң 2022-йилидин бери тунҗи қетим уйғурларни бастурушқа иштирак қилған юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириға җаза йүргүзүши һесаблинидикән.

Уйғур ирқи қирғинчилиқи вә лагерлар мәсилиси тоғрулуқ мәхсус тәтқиқат елип барған мутәхәссисләрдин доктор адриян зенс радийомизға йоллиған язма инкасида мундақ дәйду: “канада бурунла мушундақ қилиши керәк иди, әмди болсиму шундақ қилғанлиқидин наһайити хушал болдум. явропа бу җәһәттә арқида қалди, улар техи чен чуәнгоға җаза бәрмиди. Әркин тунязға җаза бериш наһайити муһим, чүнки у дуняға уйғур дияридики вәһшийликниң йәнила давам қиливатқанлиқини көрситип бериду”.

Канаданиң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиниң сабиқ әлчиси, канада университетиниң сиясий қанун пирофессори, доктор чарлиз буртон, канаданиң хитайға қолланған тәдбиригә бәргән баһасини елхәт арқилиқ әвәтти. У мундақ дегән:

“бу җазалар кечикип кәтти. Буларниң ичидә әң көзгә челиқидиғини чен чуәнго, у тибәт вә кейин уйғур районида хитай компартийәсиниң секретари болған; у уйғур районида уйғур вә башқа аз санлиқ түрки милләтләрни бастуруштики асаслиқ шәхс болуп, 2017-йили тунҗи қетим хәлқараниң диққитини қозғиған. Әмма чен чуәнго өзиниң чәт әлдә мал-мүлки вә аилиси йоқлуқини җакарлиған һәм чәт әлдә саяһәт қилиш арзусиниң йоқлуқини билдүргән. Йәнә келип у вәзиписидин қалған болғачқа, униңға берилгән җаза һәқиқий җаза әмәс, бәлки символ характерлик җаза. Хитай компартийәсиниң юқири дәриҗилик әзаси, уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз вә уйғур районидики бастурушта роли бар пең җярүй, ху люҗүн вә шөһрәт закир қатарлиқ әмәлдарларға берилгән җазаму шуниңға охшаш болуши мумкин. Әмма канаданиң бу тәдбири, канаданиң хитай хәлқ җумһурийитидики уйғурларни вә уларниң канада вә башқа җайлардики аилилирини қоллайдиғанлиқи тоғрисида ениқ сигнал бериду; у йәнә хитай компартийәсиниң әмәлдарлириға хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқлири үчүн җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини ениқ оттуриға қойди.”

Канада ташқи ишлар министири мелани җоли 10-декабир бәргән баянатида йәнә тәкитләп: “биз хитай һөкүмитини бу системилиқ бастуруш һәрикитини тохтитишқа, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мәҗбурийитини ада қилишиға чақиримиз” дегәниди.

Ирқи қирғинчилиққа учрап келиватқан уйғурлардин башқа йәнә тибәтләр, фалунгуңчиларниңму хитай һөкүмитиниң қолида халиғанчә тутқун қилиниш, мәҗбурий әмгәккә селиниш, диний етиқад әркинлики, сөз әркинлики, коллектип һәрикәт қилиш әркинлики чәклиниш қатарлиқ дәпсәндичиликләргә учрап келиватқанлиқи мәлум.

Канададики “уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши” ниң иҗраийә директори мәмәт тохти әпәндиниң мәлумат беришичә, икки йилдин буян бу тәшкилат канада һөкүмитигә юқириқи 8 нәпәр хитай әмәлдариниң ирқи қирғинчилиқ җинайәтлиригә аит пакитларни тәминләп, уларни җазалашни тәләп қилип кәлгәникән.

Мәмәт тохти әпәнди йәнә ембаргониң бу хитай әмәлдарлириға қандақ тәсири болидиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “мәзкур җазаға учриғучиларниң канададики һәр қандақ мал-мүлки тоңлитилиду, шундақла канадалиқларниң улар билән һәр қандақ мал-мүлүк муамилиси қилиши, уларға иқтисадий мулазимәт яки башқа мулазимәтләрни қилиши чәклиниду”.

Канаданиң кишилик һоқуқни қоғдаш җәһәттә хитайға қарши алған бу дадил қәдими демократик әлләрниң, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчиләрниң, болупму уйғурларниң қарши елишиға еришиш билән бир вақитта, хитайни қаттиқ ғәзәпләндүргән.

“җәнуби хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 2024-йили 12-айниң 11-күни бу һәқтә елан қилған хәвиридә дейилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи 11-декабир күни билдүргән инкасида, канаданиң 8 нәпәр хитай әмәлдариға җаза елан қилишини, “хитайниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ” дегән.

2018-Йили хуавей техника чәклик ширкитиниң баш малийә әмәлдари мең вәнҗо канадада тутуп турулғандин кейин, канада билән хитайниң мунасивити яманлашқан болуп, хитайму икки канадалиқни қолға алған, кейин бу үчиниң һәммиси қоюп берилгәниди.

Канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси җенефер мей(Jennifer May), 19-июндин 22-июнғичә уйғур елидә туюқсиз зиярәттә болуп, уйғур аптоном райониниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән сөһбәт елип барғаниди. Җенефер мей хитайниң 2017-йили башланған чоң тутқунидин бери, болупму канадани өз ичигә алған он нәччә ғәрб дөлити парламентиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишидин бери, уйғур елидә зиярәттә болушқа йол қоюлған тунҗи ғәрб баш әлчиси болуп қалғаниди.

Канада һөкүмитидә 40 йилдин артуқ хизмәт қилған, канаданиң министир ярдәмчиси, хитай ишлири мәслиһәтчиси болған маргерит җонстон ханим (Margaret Johnston)зияритимизни қобул қилип, канаданиң хитай әмәлдарлириға җаза елан қилишини қарши алидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:

“бу толиму қизиқарлиқ тәрәққият, канада һөкүмити ембарго елан қилған бу тизимликтики хитай әмәлдарлириниң уйғурларни бастурушта биваситә җавабкарлиқи бар. Канаданиң уйғурларни бастурушқа қатнашқан хитай әмәлдарлирини җазалаш үчүн йиллардин буян тиришиватқанлиқидин хәвирим бар. Дуня кишилик һоқуқ күни пәқәт календарғила йезилған бир күн болмаслиқи, бәлки инсанийәткә зулум салғучиларни җазалаш билән әһмийәткә игә болуши керәк. Бу нуқтидин ейтқанда, канада уларға дәл мушу әһмийәтлик күндә җаза елан қилип, кишилик һоқуқни қоғдаш җәһәттә башламчилиқ ролини җари қилдурди вә уни намайәндә қилди дәп ойлаймән.”

Маргерит ханим йәнә уйғур ирқи қирғинчилиққа қатнашқан хитай әмәлдарлириға бу җазаниң елан қилинишини, канада һөкүмитиниң кишилик һоқуқни һимайә қилиш болупму ирқи қирғинчилиққа учраватқан уйғурларни һимайә қилиш җәһәттики тунҗи вә яки ахирқи тәдбири әмәсликини тәкитләп мундақ деди:

“ишинимәнки канада буниңлиқ билән тохтап қалмайду, хитай һөкүмитиниң бастурушлири давамлишиватқан бир вақитта канада һөкүмитиниң буниңға қарши тәдбирлири йәнә даавам қилиду. Шуниң билән бир вақитта, канада һөкүмитиниң 10 миң мусапир уйғурни канадаға йәрләштүрүш қарари буниң бир мисали, техи өткән һәптә буниң тунҗи бәһрләнгүчиси канадаға йетип кәлди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.