Канадада өткүзүлгән хоңкоңни қоллаш бирләшмә намайишида уйғур мәсилисиму оттуриға қоюлған
2019.09.24

Канада шәрқий түркистан бирләшмисиниң орунлаштурушида 22-сентәбир, йәни йәкшәнбә күни канаданиң торонто, калгари шәһәрлиридә хоңкоңлуқларни қоллаш бирләшмә намайиши өткүзүлди.
Мәлум болушичә, намайишни канададики хоңкоңни қоллаш җәмийити, “бир әркин дуня” тәшкилати, тибәт тәшкилатлири хитай демократчилири қатарлиқларни өз ичигә алған 10 тәшкилат бирликтә орунлаштурған.
Канада шәрқий түркистан бирләшмисиниң рәиси туйғунҗан әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур намайиш гәрчә нөвәттә хоңкоңдики демократийини қоғдаш намайишиға аваз қошуш үчүн орунлаштурулған болсиму, әмма намайиш мәйданидики шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи вә уйғур намайишчилар мухбирларниң диққәт нуқтиси болған.
Туйғунҗан әпәндиниң билдүрүшичә, намайиш мәйданида канада шәрқий түркистан бирләшмисиниң уйғурлар учраватқан сиясий, диний, мәдәнийәт җәһәттики бастурулуш вәзийитигә даир тәшвиқат варақлири вә тахтайлар шундақла 3 милйонға қәдәр уйғурниң лагерларға қамилиш вәзийити һәққидики баянатлар мухбирларниң диққитини тартқан. Канададики уйғур паалийәтчилиридин мәмәт тохти, руқийә турдуш қатарлиқларниң нөвәттики уйғур вәзийити һәққидики анализлири канада дөләт телевизийиси қатарлиқ бирқанчә таратқуларниң хәвәрлиридин орун алған.
Канададики “хоңкоңни қоллаш җәмийити” ниң башлиқи глорийә фаң ханимму зияритимизни қобул қилип, канадада йеңи бир нөвәтлик баш министир сайлимидин илгири “хоңкоңни қоллаш” намида бир қанчә қетимлиқ наразилиқ паалийәтлири орунлаштурулғанлиқини билдүрди.
Глорийә фаң ханим йәнә хитай һөкүмитигә қарши елип бериливатқан наразилиқ паалийәтлириниң мәқсити вә әһмийити һәққидә тохталди.
У баянида шәрқий түркистандики уйғурларниң бастурулуш вәзийитиниң канада вә ғәрб демократик дөләтлири таратқулирида диққәт нуқтисиға айланғанлиқи, хоңкоңлуқлардиму уйғурларниң бүгүнки вәзийитиниң хоңкоңниң әтиси болуп қелишидин әнсирәш кәйпияти күчәйгәнликини оттуриға қойди. У йәнә хоңкоңда вә дуняниң һәрқайси җайлирида хоңкоң яшлириниң хитай һөкүмитигә қарши демократийә тәләп қилиш һәрикитини қоллаш намайишлириниң кәң-көләмдә елип бериливатқанлиқи вә көп хил мәзмунлар бойичә давамлишиватқанлиқини билдүрди.
Туйғунҗан әпәнди канада шәрқий түркистан бирләшмиси, “бир әркин дуня тәшкилати”, “хоңкоңни қоллаш җәмийити”, тибәт вә хитай демократлири қатарлиқ 10 тәшкилат билән бирликтә, 9-айниң ахирқи һәптисидә хитай һөкүмитигә қарши бирқанчә қетимлиқ наразилиқ паалийити елип беришни қарар қилғанлиқини билдүрди.
Туйғунҗан әпәнди йәнә йеқинқи үч айдин буян хоңкоңда давамлишиватқан наразилиқ намайиши сәвәблик канада қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиридики мустәқил таратқуларда хоңкоң вәзийити диққәт нуқтисиға айлиниватқанлиқини, уйғурларниңму хоңкоңни қоллаш намайишлириға иштирак қилишиниң хоңкоң мәсилиси билән бирликтә уйғурлар вәзийитиниң қайтидин диққәт нуқтисиға айлинишида муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Зияритимиз ахирида туйғунҗан әпәнди йәнә канада шәрқий түркистан бирләшмисиниң дуня уйғур қурултийиниң чақириқи вә орунлаштурушида 1-өктәбир хитайниң дөләт байрими күнидә канадада хитайға қарши зор көләмлик наразилиқ намайиши елип беришни қарар қилғанлиқини билдүрди. Нөвәттә фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда канаданиң һәрқайси шәһәрлиридики уйғурларни намайишқа сәпәрвәр қилишниң башланғанлиқини билдүрди.
Юқириқи аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлайсиләр.