Канада парламент әзаси самер зубери: “хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дейишни қоллаймән”

Мухбиримиз әркин
2021.01.27
Канада парламент әзаси самер зубери: “хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дейишни қоллаймән” Канада парламент әзаси самер зубери.
Social Media

Канада парламенти авам палатасидики консерватиплар һөкүмәтниң хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиши тоғрисида авам палатасиға қарар лайиһәси сунидиғанлиқини билдүргән.

Канада “йәршари почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, канада парламенти авам палатасиниң консерватиплар партийәсидин болған әзаси майкел чоң 24-январ консерватипларниң хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиш тоғрисидики бир қарар лайиһәсини авам палатасида әң тез арида сунидиғанлиқини ейтқан.

Канада парламенти авам палатасиниң кишилик һоқуқ төвән комитети өткән йили 10-айда хитайниң һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилип, һөкүмәтниң етирап қилишини тәләп қилған, парламентниң кишилик һоқуқ төвән комитетидики либерал парламент әзалириниңму қоллишиға еришкән бу қарарға, баш министир теридониң либерал һөкүмити позитсийә билдүрүшни рәт қилғаниди. Самер зубери өткән йили 10-айда кишилик һоқуқ төвән комитетиниң “ирқий қирғинчилиқ” қарариға қоллап аваз бәргән либерал парламент әзаси.

У, 26-январ зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу мәсилидики позитсийәсиниң төвән комитеттики позитсийә билән охшаш болидиғанлиқини билдүрди. Самер зубери мундақ деди: “мән төвән комитетта қандақ позитсийә тутқан болсам, бу қетимму шундақ болиду. Биз парламентниң бир комитети сүпитидә, комитеттики барлиқ әзалар бирдәк һазирқи мәвҗут әһвални ирқий қирғинчилиқ, дәп бекиттуқ. Мән һазирму бу позитсийәмдә туримән”.

Самер зубериниң тәкитлишичә, хәлқара җәмийәт бу “ирқий қирғинчилиқ” ниң йәнә давамлишишиға йол қоймайдикән. У, америка йеңи һөкүмитиниңму буни “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилиши буниң ипадиси икәнликини билдүрди.

Самер зубери мундақ деди: “хитайниң немә үчүн мәзкур районда йүз бериватқан ишларға аит учурларниң ташқириға чиқишини чәкләйдиғанлиқи маңа чүшинишлик. Биз бу әһвални дуня җамаити болуш сүпитидә өзгәртишимиз, мәзкур район билән алақә қурушимиз керәк. Бу дуняда инсанийәткә қарши җинайәткә орун йоқ, ирқий қирғинчилиққа техиму орун йоқ. Шуңа, биз дуня җамаити сүпитидә бесим қилишимиз, бесимни давамлаштурушимиз лазим. Мән улар буни йәнә давамлаштуралмайду, дәп қараймән. Бу давам қилалмаслиқи керәк. Чүнки, хәлқара җамаәт униңға давамлиқ йол қоймайду, униңға арилишиду. Биз буни американиң ипадисидә көрдуқ”.

Майкел чоң билән гарнет гениюс 24-январ язма баянат елан қилип, канада һөкүмитиниң америкаға охшаш хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилишини тәләп қилған. Улар “канада хәлқара кишилик һоқуқ төвән комитети, икки нөвәтлик америка һөкүмитини өз ичигә алған орунлар хитай һөкүмитини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилди, дәп һөкүм қилди. Бу ирқий қирғинчилиқ қилмиши системилиқ нопус контроли, җинсий зораванлиқ вә кәң көләмлик тутқунни өз ичигә алиду” дегән.

Улар йәнә консерватипларниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көп тәрәплимилик инкас билдүрүшни муһим, дәп қарайдиғанлиқини тәкитләп, “шуңа, биз теридо һөкүмитини байден һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини рәсмий етирап қилғанлиқиға аваз қошушқа, шуниңдәк йәнә һөкүмәтниң башқа иттипақдашлиримизниму ирқий қирғинчилиқни етирап қилишқа риғбәтләндүрүшкә чақиримиз” дәп тәкитлигәниди.

Канададики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң пәрәз қилишичә, әгәр консерватиплар тәклип лайиһисини авам палатасида оттуриға қойса, униң мақуллиниш еһтималлиқи күчлүк икән. Канада “шәрқий түркистан җәмийити” ниң рәиси туйғун абдувәли 26-январ зияритимизни қобул қилип, һазирқи вәзийәткә қариғанда тәклип лайиһиси парламенттики либералларниңму қоллишиға еришиши мумкинчиликини билдүрди.

У мундақ деди: “һазирқи әһвалда рәт қилиниш еһтималлиқи асасән йоқ. Чүнки, һакимийәт бешидики либераллар партийәсини ‛бәк хитайпәрәс болуп кәтти, хитайниң әскәрлирини әкелип канада тупрақлирида чениқтурди‚ дәп тәнқид қиливатиду, болупму канада баш министири теридому уйғурлар тоғрисида бир қанчә қетим гәп қилди. Шуңа буниң рәт қилиниш еһтималлиқи бәк аз”.

Туйғун абдувәлиниң ейтишичә, канададики уйғурлар парламент әзалириға мәктуп йезип, “ирқий қирғинчилиқ” ни етирап қилишни тәләп қилмақтикән. У, америкиниң қарари канада парламентидики консерватипларға қаттиқ тәсир қилғанлиқини билдүрди. Туйғун абдувәли мундақ деди: “бу парламентниң авазиға қоюлса отәмду-отмәмду, бир мәсилә. Һазир буни қоллайдиған гарнет гениюс, майкел чоң, дәп икки парламент әзаси чиқти. Әмма америкиниң қарари канада консерватиплар партийәсигә бәк тәсир қилди”.

Авам палата әзаси самер зубериниң ейтишичә, канада парламенти кишилик һоқуқ төвән комитетиниң откән йили хитайниң һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп елан қилиши пүтүн парламентниң қарари болмисиму, бирақ бу қарар комитет әзалириниң һәммисиниң бирдәк қоллишиға еришкән. У йәнә уйғур радио аңлиғучилириға саламәләйкум, дәйдиғанлиқи, уларға тинчлиқ, есәнлик сәвр-тақәт тиләйдиғанлиқи, канада парламентиниң 2020-йили 10-айда өткүзгән гуваһлиқ йиғинидики шаһитлар, мутәхәссисләр, дипломатларниң гуваһлиқи униңға қаттиқ тәсир қилғанлиқини билдүрди.

Униң тәкитлишичә, уйғур вә башқа түркий хәлқләр учраватқан “инсанийәткә қарши җинайәт” уни вә башқиларни һәрикәткә кәлтүргән. Самер зубери мундақ деди: “мән шәхсән өзүм буларни аңлап нәччә кечә ухлиялмидим. Бу мениң вә башқиларниң һәрикәткә келишигә түрткә болди. Бизниң парламент комитетимиз уйғур хәлқигә қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини қарар қилди. Гәрчә бу қарар пүтүн парламентниң қарари болмисиму, бирақ бу комитеттики барлиқ партийәләр бирдәк шундақ җуласиға кәлди. Мана бу парламент комитетиниң хуласиси, мән бу хуласидә туримән”.

Канада либераллар партийәси һөкүмитиниң 12-январ вәзиписидин айрилған сабиқ ташқи ишлар министири филип франшиос шампәйн илгири хитайниң һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп аташтин өзини қачуруп кәлгән. “йәршари почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, канаданиң йеңи ташқи ишлар министири марк гарному канада ахбарат ширкити-CBC ниң зияритини қобул қилғанда уму бу һәқтики соалға җаваб бәрмигән. Марк гарно “алдимиздики күнләрдә бу мәсилини техиму чоңқур игиләш пурситим болиду. Бәлким бу тоғрисида техиму тәпсилий сөзләймән” дегән.

Канада һөкүмити бу айниң башлирида уйғур елидики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң һоқуқиға диққәт қилиш, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң канада базириға киришини чәкләш тоғрисида бир һөҗҗәт елан қилип, канада ширкәтлирини мәҗбурий әмгәкни ишлитиватқан хитай муәссәсилиригә четилип қалмаслиқини, әгәр четилип қалса һөкүмәтниң сода вә малийә җәһәттики ярдимигә еришәлмәйдиғанлиқини агаһландурған. Бирақ көзәткүчиләр бу һөҗҗәтниң рәсмийәт характерлик икәнлики, әмәлий күчиниң чәклик икәнликини илгири сүрүп кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.