Канаданиң “тйәнәнмен вәқәси” һәққидики баянатида уйғур вәзийитиниң тилға елинмаслиқи тәнқидкә учриди

Канада ташқи ишлар министири кристя фреләнд 4‏-июн күни “тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң 30 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилған иди.

Канада ташқи ишлар министири кристя фреләнд ханим йиғинда. 2019-Йили 6-июн, канада. AFP

Канада ташқи ишлар министири кристя фреләнд 4‏-июн күни “тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң 30 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, 1989‏-йили 4‏-июн күни тйәнәнмен мәйданидики намайишчиларниң қанлиқ бастурулғанлиқини хатириләйдиғанлиқини билдүргән иди. Лекин у баянатида “тйәнәнмен вәқәси” дәк бир қирғинчилиқниң хитайниң ғәрбидики уйғур районида йүз бериватқан болсиму, әмма уни тилға алмаслиқ билән тәнқидләнмәктә. Кристя фреләнд 4‏-июн елан қилған баянатида хитай даирилирини “тйәнәнмин вәқәси” һәққидики сүкүтини бузуп, хитай хәлқигә вәқәдә өлтүрүлгән, тутқун қилинған яки из-дерәксиз йоқалғанларниң һесабини беришкә үндигән. Баянатта “30 йил болди, хитайда кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң җүмлидин адвокат вә журналистларниң түп әркинликни қоғдаш күриши давамлашмақта. Биз хитайни униң кишилик һоқуқ мәсулийитини ада қилишқа, адаләтсиз вә халиғанчә тутқун қилинғанларни қоюп беришкә чақиримиз,” дейилгән иди.

Лекин канаданиң хитайда турушлуқ сабиқ баш әлчиси дәйвид муроней 5‏-июн күни канаданиң “йәр шари вә почта гезити” дә мақалә елан қилип, канада ташқи ишлар министирлиқиниң рәсмий баянатида уйғурларниң тилға елинмиғанлиқини тәнқидлигән. Дәйвид муронейниң тәкитлишичә, фреләндниң баянати канада баш министири җастин тредониң униңдин сәл бурун ванковердики бир паалийәттә қилған уйғурлар һәққидики сөзини көмүвәткән. Җастин тредо ванковердики бир паалийәттә мухбирларниң “тйәнәнмин вәқәси” ниң хатирә күни һәққидики соалиға җаваб берип, хитайниң уйғурларға қарши елип бериватқан қилмишини тохтитишқа чақирған.

Тредо мундаҗ дегән: “биз хитайни кишилик һоқуққа, наразилиқ билдүрүш һоқуқи, ипадә әркинликигә һөрмәт қилишқа, хитайниң ғәрбидики уйғурлардәк аз санлиқ милләтләргә қарши һәрикитини тохтитишқа давамлиқ чақиримиз. Хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидики хаһишиға қарита бизниң реал әндишимиз бар. Мән һазирға қәдәр қилип кәлгәндәк бу мәсилини хитай рәһбәрлики билән давамлиқ биваситә яки иттипақдашлиримиз билән васитилик сөзлишип, һазирқидәк хатириләш күнлиридә кишилик һоқуққа техиму яхши һөрмәт қилишни вә уни илгири сүрүшни давамлаштуримиз.”

Лекин сабиқ баш әлчи дәйвид мулронейниң илгири сүрүшичә, кристя фреләндниң баянати тредониң сөзидин көп йеник болуп, тредониң сөзи канаданиң рәсмий баянатида әкс әтмигән.

Крсития фреләндниң баянати дәйвид мулройдәк сабиқ дипломатларниң тәнқидигә учрапла қалмай, канададики кишилик һоқуқ тәшкилатлирини үмидсизләндүргән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбисиниң баш катипи аликс ней 6‏-июн күни зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “канада һөкүмитиниң тйәнәнмин қирғинчилиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән елан қилған баянати кишини үмидсизләндүриду. Униңда бүгүн хитайда еғир кишилик һоқуқ мәсилисиниң мәвҗутлуқи ениқ тәкитләнмигән. Әлвәттә, униң бешида хитайниң ғәрбидики уйғурларға қарита елип бериливатқан кәң көләмлик бастуруш оттуриға қоюлуши керәк иди. Лекин баянатта бу тилға елинмиған. Канада уйғурларниң вәзийитигә болған әндишисини ашкара оттуриға қоюп кәлгән болсиму, лекин һазир бу мәсилигә башқа һөкүмәтләрдәк ундақ қаттиқ ипадә билдүрмәй келиватиду.”

Канададики “бир әркин дуня” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, фреләндниң баянатида уйғурларниң тилға елинмаслиқи униң сиясий җәһәттә тоғра болушнила қоғлашқанлиқиниң нәтиҗиси икән. “бир әркин дуня” тәшкилатиниң рәиси мәҗид әл шафий 6‏-июн күни зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “мән шундақ қараймән, сиясий җәһәттә тоғра болушнила қоғлишиш бу һөкүмәткә бәк зиян салмақта. Бизниң баш министиримиз, ташқи ишла министиримизниң сиясий җәһәттә тоғра болуш туйғуси күчлүк. Әлвәттә, улар тйәнәнмин қирғинчилиқини тәнқидләшни истәйду. Әмма улардики сиясий җәһәттә тоғра болуштәк бу хил чүшәнчә хитайниң уйғурларни өз ичигә алған аз санлиқ милләтләрни җазалаш мәсилисигә чоңқурлап киришигә тосқунлуқ қилмақта. Бу канада үчүн шундақла бу һөкүмәт үчүн бир номустур.”

Мәҗид әл шафей канада һөкүмитиниң сиясий тоғра болушнила қоғлишиштәк бу хил позитсийәсини өзгәртип, хитай билән болған мунасивәтләрдә раст гәпни қилиш керәкликини билдүрди. У мундақ дәйду: “бу интайин қорқунчлуқ вәзийәт. Шуниңға қарап бақайли, 30 йилниң алдида немә болған, һазир немә болуватиду, кәлгүси 30 йилда немә болиду. 30 Йил аввал қирғинчилиқ йүз бәргәндә канада һеч иш қилмиған. Мана һазир бу сиясәтниң йәнә тәкрарлиниватқанлиқини көрүватимиз. Мән ташқи ишлар министирлиға шу мәслиһәтни беримән, сиясий җәһәттә тоғра болуштин ваз кәчсун, иқтисади мәнпәәт қоғлишишни унутсун, кишилик һоқуққа мәркәзләшсун. Чүнки сиз канада қиммәт өлчимигә вәкиллик қилисиз. . . Хитай билән болған мунасивәтләрдә раст гәпни қилсун.”

Сабиқ баш әлчи дәйвид мунроней “йә шари вә почта гезити” дики мақалисидә канада “тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң 30 йиллиқида күчлүк баянат елан қилип, канаданиң 2019‏-йилдики шинҗаңни 1989‏-йили тйәнәнмин мәйданидики қирғинчилиққа йетәрлик инкас қайтурмиғанлиқимизниң мәһсули, дәп қарайдиғанлиқини ипадилиши керәк болсиму, лекин канада һөкүмити бу пурсәтни өткүзүвәткән. Дәйвид мулрунейниң илгири сүрүшичә, бу пурсәтни баш министир тредониң канада йәрлик хәлқлириниң өз вақтида из-дерәксиз ғайиб болған вә өлтүрүлгән аял вә қизлириниң трагедийәлик тәқдирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тәрипләшни қоллиған бир һәптисидә қачуруп қоюши бәк ечинишлиқ икән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбисидики аликс нейниң илгири сүрүшичә, улар канада һөкүмитиниң б д т да тәклип лайиһиси оттуриға қоюп, уйғур районида хәлқара тәкшүрүш елип беришиға капаләтлик қилишини үмид қилидикән. У мундақ дәйду: “биз канаданиң шу ишларни қилишини көрүшни халаймиз, биз униң б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң келәр нөвәтлик йиғинида техиму илгирилигән һалда башқа һөкүмәтләр билән ортақ хитабнамә елан қилип, уйғурларниң вәзийитигә қарита әндишилирини қайта ипадилишини, мустәқил хәлқара тәкшүрүш гурупписи қуруп, хитай һөкүмитини бу гуруппиниң районида тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшиға капаләтлик қилишини истәймиз.”

Канада бу йил 3‏-айда б д т кишилик һоқуқ кеңишидә өткүзүлгән уйғурлар һәққидики хәлқара муһакимә йиғинини тәшкиллигән дөләтләрниң биридур. Канада бу һәрикити сәвәблик әйни чағда хитайниң қаттиқ бесимиға учриған. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити нурғун дөләтләрниң җәнвәдики дипломатлириға хәт йезип, уларни 13‏-март күни өткүзүлгән шу қетимқи йиғинға капаләтчи болмаслиққа яки униңға қатнашмаслиққа үндигән.

Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, ташқи ишлар министири кристия фреләнд нөвәттә хитай һөкүмити икки нәпәр канада пуқрасини гөрүгә тутувалған, шуниңдәк икки канада пуқрасиға өлүм җазаси бәргән мәзгилдә уйғур мәсилисини тилға елип, вәзийәтни техиму мурәккәпләштүрүветишни халимиған болуши мумкин. Канада һөкүмити өткән йили 12‏-айда хуавей ширкитиниң муавин мудири миң вәнҗони тутқун қилған. Арқидинла хитай һөкүмити хитайда турушлуқ 4 нәпәр канада пуқрасини қолға елип, уларниң иккисигә өлүм җазаси бәргән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org