Американиң даңлиқ картон филими “җәнубий бағчә” да хитайдики лагер вә пикир әркинлики мәсилиси тема қилинди
“җәнубий бағчә” картон филимниң 2-өктәбир күни тарқитилған 23-пәсиллик 2-қисмида хитайдики сиясий вәзийәт вә у кәлтүрүп чиқириватқан ақивәтләр баш тема қилинди.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-10-08 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
“South Park” йәни “Җәнубий бағчә” америкада 1997-йили қоюлушқа башлиғандин бери күндилик иҗтимаий вә сиясий мәсилиләрни тема қилған өзгичә услуби билән юқири көрүлүш нисбитигә еришип шөһрәт қазанған чоңлар картон филимидур. У “еммий телевизийә мукапати” қатарлиқ нопузлуқ мукапатларға еришиш билән биргә йәнә “оскар филим мукапати” ға намзат көрситилгән.
Америкадики кәң аммиға хитаб қилидиған мушундақ бир картон филимниң 2-өктәбир күни тарқитилған 23-Пәсиллик 2-қисмида хитайдики сиясий вәзийәт вә у кәлтүрүп чиқириватқан ақивәтләр баш тема қилинди. Мәзкур картон филими америкиниң колорадо штатида яшайдиған стан марш, кайли брофловиски, ерик картмән, кенний маккормек қатарлиқ 4 оғул бала персонажниң һекайилири асасида давам қилиду. Колорадо штати америкида кәндир териш вә сетиш қанунлуқ қилинған аз сандики шитатларниң бири болуп, картон филимниң 2-өктәбир күнидики сани баш персонаж стан маршниң кәндир етизлиқи болған деһқан дадиси рандийниң бир күни туюқсизла бай болуш үчүн хитайға охшаш көп нопуслуқ бир дөләткә берип тиҗарәт қилиштин ибарәт бир ой-пикиргә келиши билән башлайду. Дада рандий хитайға қарап йолға чиққан билән охшаш вақитта йәнә униң оғли станму бир музика гурупписи қуриду вә шөһрәт қазиниш койиға чүшиду.
Рандий хитайға нәшә апирип сетип бай болуштин ибарәт аддий бир хиял билән бир чамаданни кәндир билән толдуриду-дә, айропиланға чиқиду. У айропиланға чиққанда бай болуш хияли билән хитайға қарап йолға чиққан гугил ширкити, NBA васкитболчилири вә кийим-кечәк содигәрлири билән бир қатарда йәнә һолливуд филимлиридики “төмүр адәм”, “қар мәликә” қатарлиқ даңлиқ персонажларни көриду вә өзигә “хитайда адәм җиқ болғандин кейин һәммимизгә йетиду,” дәп өзини тәсәлли бериду.
У хитайға йетип кәлгәндин кейин чамаданида кәндир болғанлиқтин айрудорумда тутқун қилинип лагерға қамилиду. “җәнубий бағчә” картон филиминиң бу қисмида уйғур елидә нөвәттә 2 милйондин артуқ киши қамилип, күндилик меңә ююш һәрикитигә учраватқанлиқи вә шундақла уларниң лагер әтрапида қурулған завутларда мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқидәк вәзийәтни образлиқ һалда йорутуп бәргән. Рандий лагерда кишәнлиниду, таяқ йәйду вә бир завутта мәҗбурий әмгәккә селиниду. У бу җәрянда башқиларниң қейин-қистаққа елинғанлиқини көриду. Бир күни сақчи униң қолиға бир парчә қәғәзни тутқузуп, уни қийнап туруп қолидики қәғәзни оқушқа буйруқ қилиду. Буниң билән у қәғәзгә йезилған “мән хитай компартийәсиниң әзаси болғанлиқимдин толиму пәхирлинимән. Партийә шәхистинму муһим орунда туриду” дегән сөзләрни оқуйду. У йәнә бириниң лагердики сақчи тәрипидин нәқ мәйданда етип өлтүрүлгәнликини көриду.
Мәзкур картон филимда йәнә лагер камерлириниң адәм билән толуп-ташқанлиқи вә тутқунларниң һаҗәт ишлириниңму йәнә шу камерда болидиғанлиқиму йорутуп берилгән. Рандий йәнә башқа бир камерда америкадики қончақ филим образи болған винни намлиқ ейиқчақниң вә униң сәпдишиниңму қамалғанлиқини байқайду.
Винни хитай дөләт рәиси ши җинпиң һакимийәткә чиққан йилларда хитай интернет торлирида кәң тор аммиси тәрипидин ши җинпиңгә симовл қилинип, ишлитилгәнликтин хитайда чәкләнгән бир картон образи иди. Рандий униңдин немишқа бу йәрдиликини сориғанда ейиқниң сәпдиши рандийға “бәзи хитай тордашлар уни ши җинпиңгә охшитиптикән, шуңа биз хитайда қанунсиз болуп қалдуқ,” дәйду.
Кейин рандий сотқа чиқирилиду. Униң алдида җаза муддити тошқан бир хитай тутқун “мән әмди һәргизму хитай компартийәсигә қарши чиқмаймән” дәп шунчә ялвурсиму, сотчи уни йәнә он йил қошуп җазалашни һөкүм қилиду.
Арқидин рандий мәйданға елип кирилиду. Рандий сот мәйданиға киргәндин кейин төвәндикиләрни дәйду: “һөрмәтлик сотчи, мән пәқәт адәттики бир деһқан вә мән бурун хитайға келип бақмиған. Әмма мән әпсуслиниш ичидә шуни демәкчимәнки, мән силәрдин бәк үмидсизләндим. Силәр өз хәлқиңларға улар худди бир әхләттәк муамилә қилидикәнсиләр. Силәр кишилик әркинлик дегәнгә ишәнмәйдикәнсиләр, силәр һәтта ейиқ винниниму қамап қоюпсиләр. Силәргә шуни дәп қояй, бир дөләттә һәққанийлиқ вә адиллиқ болмайдикән, у дөләт һечнемигә баравәр әмәс.”
Мәзкур картон филим язғучилири америкалиқ тиҗарәтчиләрниң ахири берип пул тепиш бәдилигә хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә көз юмушни таллаш вә һәтта униңға янтаяқ болуштәк бир вәзийәтниму йорутуп бәргән. Чүнки филимниң давамида рандий ахири хитайда кәндир сатидиған, әмма буниң үчүн алди билән хитай рәис ши җинпиңниң оғисини қайнитиватқан ейиқчақни көздин йоқутушқа ярдәм қилидиған болиду. У бир күни түрмидин чиққан винни ейиқчақни боғуп өлтуриду-дә, ахири хитайдики содиси йүрүшүп, пулға көмүлиду.
Мәзкур картон филимдики иккинчи вәқәлик болса рандийниң оғли ситанниң музика гурупписи қуруп, шөһрәт қазиниш арзуси иди. Картон филим бу арқилиқ америка филим саһәси болған һолливудниң хитайниң чәклимиси астида қалғанлиқидәк бир вәзийәтни йорутқан. Мәсилән, станниң музика гурупписи бир күни мәлум бир филим ишлигүчиниң диққитини тартиду. У киши гуруппини тонутуш мәқситидә алди билән уларни тонуштуридиған филим ишләш керәкликини ейтиду вә бу музика гуруппа әзалиридин бу гуруппиниң қачан вә немә мәқсәттә қурулғанлиқидәк соалларни сорайду. Аридин бири, өзиниң даңлиқ нахшичи җон ленинниң далай лама билән көрүшкән вақтидики видийолиридин тәсирлинип музикиға башлиғанлиқини ейтса, йәнә бири өзиниң винни ейқчақни яхши көридиғанлиқини ейтиду. Буниң билән филим ишлигүчи дәрһал уларға “далай ламани вә ейиқчақни тилға елишқа болмайдиғанлиқини, болмиса хитайларниң нарази болидиғанлиқи” ни ейтиду. Улар буниңдин толиму һәйранлиқ һес қилиду. Филим ишлигүчи чүшәндүрүп, “хитай көргүчиләр болмай туруп, пул тапқили болмайдиғанлиқини, шуңа хитайларни хапа қилип қоюшқа болмайдиғанлиқи” ни әскәртип: “әгәр сән хитайниң пурақлиқ чейини ичмәкчи болсаң, әркинлик өлчимиңни төвәнлитишиң керәк” дәйду.
Чәклимиләр буниң биләнла түгәп қалмайду. Филим ишлигүчи йәнә улардин хитай һөкүмити орган тиҗарити билән шуғулланди, дәп әйиблиниватқанлиқи үчүн орган яки ички әза дегән сөзни тилға алмаслиқи, охшаш җинслиқлар мәсилиси дегәнләрниму тилға алмаслиқ һәққидә агаһландуриду. Ахири хитай сақчилири өзи келип ситан язған тонуштурушни түзитишкә, өзигә яқмиған қисимлирини өчүрүшкә башлайду. Буниңға чидимиған ситан ахири берип, шөһрәт қазиниш арзусидинму ваз кечиду вә “мән пул тепиш бәдилигә роһумни силәргә саталмаймән. Мән у етизлиқтин қутулуп кетишни шунчилик арзу қилимән. Әмма буни дәп мән дөлитимниң сәнитини хитай һөкүмити контрол қилидиған бир дуняда яшашни халимаймән. . . Мән өзүмниң кимликимдин пәхирлинимән вә һәрқандақ бир киши пул бәдилигә өзиниң идийәлиридин ваз кечидикән, у һалда у бир түкүрүкчиликму қиммити йоқ” дәйду.
Юқириқи бу филим ахири ситанниң дадиси рандийниң хитайға маслишип, винни ейиқчақни өлтүрүш бәдилигә бай болғанлиқини билип, бу һәқтә бир музика ишлимәкчи болуши вә хитайда кәндирниң кәң омумлишишидәк бир мәнзирә билән аяғлишиду.
Мәзкур картон филими көрситилгәндин кейин иҗтимаий таратқуларда күчлүк ғулғула қозғиди. Болупму лагерлар мәсилисиниң тилға елиниши уйғурларниң күчлүк алқишиға еришти. Бүгүн “һолливуд хәвәрлири” гезитиниң хәвәр қилишичә, “җәнубий бағчә” ниң 2-өктәбир күнидики қисмида хитай вә униң конторолида қалған һолливод қаттиқ тәнқидләнгәнликтин хитай һөкүмити мәзкур картон филимни хитайда чәклигән. Униң пүтүн қисимлири вә һәтта у һәқтики муназириләрму хитайдики торлардин пүтүнләй өчүрүлгән икән.
Бүгүн йәнә мәзкур картон филимни ишлигүчилири трей паркер вә мәт стон иккиси наһайити қизиқарлиқ бир баянат елан қилиш арқилиқ хитайниң чәклимисигә инкас қайтурди. Улар баянатида “ бизму худди NBA гә охшашла хитайниң чәклимилирини қарши алимиз вә уни өйлиримизгә, йүрикимизгә орнитимиз. Бизму пулни әркинлик вә демократийәдин бәкрәк яхши көримиз. Ши җинпиң һәргизму винни ейқчаққа охшимайду. Алдимиздики чаршәнбә күни саәт онда қоюлидиған 300 - қисимни көрүңлар. Улуғ хитай компартийәси узун яшиғайла! күз пәсили мол һосуллуқ болғуси! әмди болдиму, биз яришип қалдуқму, хитай?” дегән.