Карханичи елиҗан исмаил 10 миңдин артуқ кишигә закат бәргәнлики үчүн 18 йиллиқ кесилгән

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.08.14
Elijan-ismail-1920 Шинҗаң садақәт био-техника ширкитиниң саһиби елиҗан исмаил, “қанунсиз саяһәт қилиш” вә “қанунсиз хәйр-сахавәт ишлири” сәвәблик, 2017‏-йили тутқун қилинип 2018‏-йили түрмигә ташланған.
Photo: RFA

Инкас қилинишичә, шинҗаң садақәт био-техника ширкитиниң саһиби елиҗан исмаил, “қанунсиз саяһәт қилиш” вә “қанунсиз хәйр-сахавәт ишлири” сәвәблик, 2017‏-йили тутқун қилинип 2018‏-йили түрмигә ташланған. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида, униң 10 миңдин артуқ кишигә закат бәргәнлики вә закатни тапшурувалған кишиләр ичидә сиясий мәһбусларниңму аилә тавабиати болғанлиқи үчүн “миллий бөлгүчилик” билән әйиблинип, 18 йиллиқ кесиветилгән.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң инкас қилишичә, 2010‏-йилларда үрүмчидә қәд көтүргән уйғур карханичилардин бири шинҗаң садақәт био-техника ширкитиниң саһиби елиҗан исмаил болуп, у 2017-йили қазақистанни саяһәт қилип кәлгәндин кейин тутқун қилинған. Әслидә 1990‏-йилларниң ахирида ичкиридә оқуватқан мәзгилидә бир қетим “миллий бөлгүнчилик” билән әйиблинип җазаланған елиҗан исмаил 2017‏-йили чоң тутқун башланғанда сабиқ тутқунлар қатарида “қара тизимлик” кә чүшкән. Нәқ “қара тизимлик” кә елинған мәзгилидә қазақистанға саяһәткә чиқиши, уни пайлаватқан сақчиларниң гуманий туйғулирини һәрикәткә кәлтүргән. Сорақ җәрянида чәт әлдә басқан һәр бир қәдәм вә учрашқан һәр бир адәм һәққидә инчикә мәлумат беришкә мәҗбур болған елиҗан исмаил, чәт әл сәпириниң сориқидин нисбәтән мәсилисиз чиққан болсиму, әмма уйғур елидә, болупму қәшқәр вә үрүмчидә елип барған хәйр-сахавәт ишлири һәққидики сорақта, гумандин қутулуш йоли тапалмиған.

Норвегийәдики паалийәтчи абдувәли аюпму елиҗан исмаилниң тутқунда икәнлики һәққидә учур алған.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң йәнә әскәртишичә, у тиҗаритини 2000‏-йилларда маралбешида башлиған болуп, 2008‏-йили ширкитини үрүмчигә йөткигән. Содисини башлаш биләнла тиҗаритиниң закитини айрип келиватқан елиҗан, үрүмчидә тиҗарәт қиливатқан мәзгилидә, өзигә охшаш бир түркүм яш карханичилар билән достлишип, уларниму тиҗаритиниң закитини айришқа, болупму үрүмчидә дохтурханиларда давалинишсиз қеливатқан кишиләргә ярдәм қилишқа йетәклигән.

Сорақ җәрянида, униң бу достлар топи “миллий бөлгүнчиләр гуруһи” дәп қарилип, уларниң иш-һәрикәтлири, болупму ярдәм қилған кишилири сүрүштә қилинған. Бу тәкшүрүшкә маралбеши наһийәлик сақчи идариси вә маралбеши базарлиқ сақчиханисиму иштирак қилған. Телефонимизни қобул қилған мәзкур базарлиқ сақчихана хадими, елиҗан исмаил үстидики тәкшүрүш нәтиҗисидә, униң қанунсиз пул топлаш вә пул тарқитиш қилмиши байқалғанлиқини ашкарилиди. Униң дейишичә, елиҗан исмаил вә достлири 2014‏-йилдин буян 10 миңдин артуқ кишигә закат бәргән. Илгирики ениқлашлиримизда, уйғур елидә закатниң чәкләнгәнлики, һәрқандақ бир кишигә һәрқандақ миқдарда пул ярдәм қилиш үчүн чоқум алақидар органларниң тәстиқидин өтүши керәклики мәлум болған. Мәзкур сақчиниң дейишичә, 2017‏-йилниң ахири елиҗан исмаилниң достлиридин 20 чә киши тутулған, әмма уларниң һеч бирси та һазирғичә қоюп берилмигән.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң дейишичә, елиҗан исмаил у содисиниң нисбәтән чоңлуқи, сиясий тарихида чекит болғанлиқи сәвәблик, җамаәт ишлириға арилишишта алаһидә еһтият қилған. У хәйр-сахавәт ишлирини нисбәтән бихәтәр дәп қарап, өзиниң миллий мәсулийитини мушу җәһәттә ада қилишқа тиришқан. Әмма 2016-йиллири закат чәкләнгәндин кейин, болупму 2017-йилидики чоң тутқунда “яндуруп тәкшүрүш” тәдбири қоллинилғандин кейин, униң илгирики еһтият билән басқан қәдәмлири хәтәрлик һәрикәтләргә өзгирип, йеши 40 қа йеқинлашқанда вә содида ишлири илгириләватқан мәзгилидә пут-қоли кишәнләнгән.

Абдувәли аюпниң дейишичә, елиҗан исмаил 2018-йилниң оттура яки ахирлири кесиветилгән.

Маралбеши базиридики бир аманлиқ мудири елиҗан исмаилниң “қанунсиз топланған пулларни сақлиған вә тарқатқан” лиқи үчүн 18 йиллиқ кесилгәнликини дәлиллиди.

Юқириқи мәлуматлардин елиҗан исмаилниң 18 йиллиқ кесилгәнлики мәлум, әмма униң билән бирликтә тутулған 20 дәк карханичи достиниң қанчә йиллиқтин кесилгәнлики мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.