Ардан зәнтүрк: “ши җинпиң шәрқий түркистан мәсилисини уйғурларни пүтүнләй йоқ қилиш арқилиқ һәл қилмақчи”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.09.02
ARDAN-ZENTURK Түркийәдики тонулған обзорчи, телевизийә программа риясәтчиси ардан зәнтүрк әпәнди
veryansintv

8-Айниң 26-күни, ши җинпиң “кесәк дөләтлири” (BRICS) рәһбәрлириниң 15-қетимлиқ учришишиға қатнишип қайтишида биваситә уйғур елигә кәлгән. У, үрүмчидә уйғур аптоном районлуқ партком, һөкүмәт вә шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәниниң хизмәт доклатини аңлиған һәмдә уларға көрсәтмә бәргән.

Түркийәдики тонулған обзорчи, телевизийә программа риясәтчиси ардан зәнтүрк әпәнди бу тоғрилиқ мәхсус пикир йүргүзүп, бир синлиқ анализ программиси тарқатти. У, бу анализида мундақ дегән: “мениң уйғур райониға қанчилик көңүл бөлидиғанлиқимни билисиләр, мән күндилик сиясәтни дәп давамлиқ көз қаришини өзгәртидиған кишиләрдин әмәс. Түрк қан системисидики бир хәлқниң кимлики пәқәтла түрк вә мусулман болғанлиқи үчүн улар зулумға, ирқий қирғинчилиққа учраватиду. Мән бу мәсилигә ‛түркийәниң сода җәһәттә хитайға еһтияҗи бар, хитайдин пул келиду яки болмиса түркийә, русийә вә хитай билән болған мунасивитини яхшилиса, андин сүрийәдә америка билән болған мунасивитини тәңпуңлаштуралайду‚ дәп қаримаймән. Мән, ‛әгәр хитай түркийә билән яхши өтимән дәйдикән, уйғурларға һөрмәт қилиши, түркийәдин мәнпәәт алимән дәйдикән, уйғурларға яхши муамилә қилиши керәк‚ дәп қараймән.”

Тонулған обзорчи ардан зәнтүрк әпәнди өз анализида оттура асиядики түркий җумһурийәтлириниңму уйғур мәсилисидә сүкүттә туруватқанлиқини баян қилип мундақ дегән: “2023-йили 5-айниң 23-күни хитай рәиси ши җинпиң оттура асия түркий җумһурийәтлириниң дөләт башлиқлирини тәклип қилип, хитайда алий рәһбәрләр йиғини ачти. Бу хитай вә оттура асия дөләт рәһбәрлириниң тунҗи йиғин иди. Йиғинда ши җинпиң шинҗаң уйғур аптоном райони, йәни шәрқий түркистанниң хитайниң оттура асия, кафказ вә түркийә арқилиқ явропаға тутушидиған ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулушиниң мәркизи икәнликини тәкитлиди. Хитай, шәрқий түркистан болмиса, бу пиланини әмәлгә ашуралмайду. Хитай мәзкур пиланини әмәлгә ашуруш үчүн, уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериватса, уйғурларниң қериндиши болған оттура асиядики түркий җумһурийәтлири сүкүттә турмақта.”

Ардан зәнтүрк әпәнди, хитай рәиси ши җинпиң уйғур районини зиярәт қилғанда наһайити җиддий көрсәтмиләрни бәргәнлики, буниңдин хитайниң уйғурларни пүтүнләй йоқ қилишни қарар қилғанлиқини чүшинивалғили болидиғанлиқини баян қилған. У мундақ дегән: “ши җинпиңниң йолйоруқидики мундақ бир җүмлә наһайити вәһим, йәни у мундақ дегән: ‛һәр дәриҗилик рәһбәрләргә шуни демәкчимәнки, ислам динини хитайчилаштуруш үчүн, барлиқ хизмәтләрни қилишимиз керәк. Пүтүн қанунсиз диний паалийәтләрни контрол астиға елишимиз керәк‚. Бу немә дегәнлик? ислам динини хитайчилаштуримән дегәнлик, уйғур кимликини пүтүнләй йоқ қилип, уйғурларни хитайлаштуримән дегәнликтур. Уйғур районидики хитай компартийәси рәһбәрлири ши җинпиңға бу тоғрилиқ доклат сунған. Улар доклатида уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн уйғурларни хитайлаштуруш керәклики, буни хитайға хас сотсиялизим түзүми билән әмәлгә ашурғили болидиғанлиқи тәкитлигән. Уйғур районидики хитай рәһбәрлири уйғурларни йоқ қилиш пиланини доклат һалитидә ши җинпиңға сунған. Бу немә дегәнлик? бу түрк қан системисидин болған мусулман уйғурларни пүтүнләй йоқ қилишни қарар қилғанлиқтур.”

Обзорчи ардан зәнтүрк әпәнди, ши җинпиңниң үрүмчидә дегән сөзлири тоғрисидики анализини мундақ давамлаштурған: “ши җинпиң бу қетимқи үрүмчи зияритидә йәнә мундақ дегән: ‛бизниң асасий вәзипимиз, иҗтимаий муқимлиқни әмәлгә ашуруш. Тәрәққиятимиз үчүн буларни қилишимиз шәрт. Шинҗаң биз үчүн узақ бир тупрақ әмәс, у ‛бир бәлбағ бир йол‛қурулушиниң мәркизидур. Бу гәпни хитай рәиси ши җинпиң оттуриға қойған. Хитай немә үчүн уйғурларни асас қилған қазақ, қирғиз қатарлиқ түркий хәлқләрни лагерларға солиди? мениңчә, уларни пүтүнләй йоқ қилиш үчүн солиди.”

Ардан зәнтүрк йәнә мундақ дегән: “ши җинпиң, шинҗаң ‛бир бәлбағ бир йол‚ қурулуши башланған җай. Йеқинда дөләт ичи вә сиртидин келидиған саяһәтчиләргә ечиветишимиз керәк, дегән. Бу районни саяһәтчиләргә ачса уйғурларға елип бериватқан зулумни улардин қандақ йошуралайду? мәнчә, хитай уйғурларни пүтүнләй йоқ қилип йошурмақчи. Йәни хитай шәрқий түркистандики ислам мәдәнийәти билән юғурулған уйғур түрклириниң мәдәнийитини пүтүнләй йоқ қилишни қарар қилған. Хитай, шәрқий түркистан мәсилисини бир милләтни вә униң яратқан мәдинийәтини йоқ қилиш арқилиқ һәл қилмақчи.”

Биз ардан зәнтүрк әпәндиниң телевизийә анализи тоғрисида униң өзиниң пикрини елиш үчүн телефон қилдуқ. У, зияритимизни қобул қилип, бизниң “сиз ши җинпиң шәрқий түркистан мәсилисини уйғурларни пүтүнләй йоқ қилиш арқилиқ һәл қилмақчи болуватиду, дәпсиз. Ундақта, хитайниң бу сияситини тохтитиш үчүн немиләрни қилиш керәк?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “хитайниң уйғурларға қилмиған рәзилликлири қалмиди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәмдә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәммиси бу һәқтә мәхсус доклатлар тәйярлиди. Лагердин қутулуп чиққанлар шаһитлар өз кәчүрмишлирини дуняға аңлатти вә язди. Шәрқий түркистан хитайниң тибәттин қалса әң чоң ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан бир җайиға айланди. Буни бәзи дөләтләр етирап қилип, хитайға бесим ишлитишкә башлиди. Шуңа буни тохтитиш үчүн, пүтүн дунядики дөләтләр хитайға бесим ишлитиши, конкирет һәрикәткә өтүши керәк. Түркийә башлиқ түрк дөләтлири вә ислам дөләтлириму хитайға қарита қаттиқ наразилиқ билдүрүши керәк, дәп ойлаймән.”

1955-Йили истанбулдики үскүдар районида дуняға кәлгән ардан зәнтүрк әпәнди, 1993-йили түркийәдики тунҗи шәхсий телевизийә болған “стар” да ишлигән. Түркийәдики пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди, ардан зәнтүрк әпәндини 1990-йиллардин тартип уйғурлар тоғрисида язған обзор вә хәвәрлиридин тонуйдиғанлиқини, билдүрди. Һамутхан көктүрк әпәнди аднан зәнтүрк киши язған обзорлар билән ишлигән анализ программилириға нурғун кишиләрниң қизиқидиғанлиқини, униң обзорлири қозғиған җамаәт пикриниң түркийә сияситигә тәсир көрситиш мумкинчиликиниң барлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.