Хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини омумйүзлүк тәкшүрүш гурупписиниң 45-нөвәтлик йиғини җәнвәдә башланди
2024.01.22
Бүгүн, йәни 22-январ җәнвәдики б д т баш штабида “хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини омумйүзлүк көздин кәчүрүш йәр шариви қәрәллик тәкшүрүш гурупписиниң 45-нөвәтлик йиғини” рәсмий башланди.
22-январ әтигәндин башлап, б д т ниң җәнвәдики баш штаби алдида дуня уйғур қурултийи билән шиветсарийә уйғур җәмийити тәшкиллигән хитайға қарши наразилиқ намайишлири башланди. Шуниң билән бир вақитта йәнә б д т баш шитаби алдидики мәйданда “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики тутқунларниң рәсимлирини асас қилған вә уйғур ирқий қирғинчилиқи әкс әттүрүлгән чоң типтики рәсим көргәзмисиму өткүзүлүшкә башлиди.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси, диний ишлар комитетиниң рәиси турғунҗан алавидинниң бидурушичә, 23-январ б д т да хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә қарап чиқидиған рәсмий йиғин башлинидикән. Бу мунасивәт билән 23-январ күни җәнвәдә кәң көләмлик бирләшмә намайиш елип берилидикән.
Бүгүн, йәни 22-январ чүштин бурунқи б д т өткүзүлгән очуқ йиғинда алди билән тибәт тәшкилатлири вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклати сонулған. Бу йиғинда сөз қилған кәй мүлләр (Key Muller) әпәнди, хитайниң тибәт, уйғур вә моңғул хәлқлиригә елип бериватқан бастуруш сияситини “оп-очуқ ирқий қирғинчилиқ” дәп көрсәткән.
Бу йиғинда сөз қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, хитайниң тәтүр тәшвиқати вә буниң б д т ға көрсәткән тәсири һәққидә нуқтилиқ тохталған. У, бүгүнки б д т ниң йиғин мәйданидиму хитайниң тәшвиқат варақлирини тарқитиштин чекинмигәнликини алаһидә тилға алған. У, сөзиниң давамида хитайниң дуняниң һәрқайси җайлиридин хитайпәрәс яки хитайға маһил кишиләрни вә аталмиш хитайшунасларни тепип, уларни хитайни зиярәт қилишқа тәшкилләватқанлиқи; уларниң еғизи арқилиқ өзлириниң җинайитини юшурушқа урунуватқанлиқи; шәрқий түркистандики милйонлиған уйғурларниң түрмә-лагерларға, уларниң пәрзәнтлириниң аилисидин мәҗбурий айрилип, меңә ююшни асаслиқ нишан қилған ятақлиқ мәктәпләргә бәнд қилинғанлиқини; бу әһвалниң уйғур вә тибәт хәлқиниң ортақ тәқдири болуп қалғанлиқини әскәртип өткән.
Бу қетим җәнвәдики б д т баш шитабида өткүзүлүватқан йиғинға уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас, уйғур тәтқиқат институтиниң директори абдулһаким идрис, америкадики уйғур адвокат рәйһан әсәт вә софий речардсон ханим қатарлиқ кишиләрму алаһидә тәклип билән қатнашқан. Нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим, бу қетимқи б д т баш штабида өткүзүлүватқан йиғиниң асаслиқ мәқсити вә өзлириниң бу бир нәччә күн ичидә елип берилидиған паалийәтлири һәққидә мәлумат берип өтти.
Бүгүн җәнвәдә йеғиватқан қаттин ямғурға қаримай, б д т баш шитаби алдидики мәйданда уйғур, тибәт, моңғул вә фалунгуң муритлириниң хитайға қарши намайиши давам қилди. Биз б д т алдидики мәйданға тикилгән уйғур чедирида д у қ рәиси долқун әйса әпәндини зиярәт қилдуқ. У, бу қетимқи йиғинниң әһмийити вә бу йиғин җәрянида елип берилидиған паалийәтләр һәққидә қисқичә мәлумат берип өтти.
Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң б д т органлириға қилған күчлүк бесими, шундақла дуня уйғур қурултийини өз ичигә алған уйғур тәшкилатлириниң вәкиллирини “террорчи” дәп шикайәт қилиши сәвәбидин, мушу бир һәптә ичидә долқун әйса вә рошән аббасниң қатарлиқларниң җәнвәдики б д т баш штабиға кириш рухсити тәкрар-тәкрар бикар қилинған. Америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтләрниң күчлүк етирази вә арилишиши билән уларниң б д т баш штабиға кириш қәғизи қайта тәстиқланған.
Игилишимизчә, бу қетимлиқ йиғин, б д т хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини көздин кәчүрүш бойичә йәр шариви характерлик қәрәллик тәкшүрүш йиғининиң төтинчи қетимлиқ йиғини, шундақла б д т ниң бу һәқтә тәшкиллигән мәхсус гурупписиниң 45-нөвәтлик йиғини икән. Әтә, йәни 23-январ күни б д т да рәсмий һалда хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә қарап чиқилидикән. Җәнвәдики б д т баш штабиниң алдидики мәйданда әтиму уйғур, тибәт вә моңғулларниң хитайға қарши чоң типтики намайиши давамлишидикән.