“уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилати йоқап кәткән имамларниң из-дерикини қилмақта

Мухбиримиз нуриман
2020.11.20
muhemmet-salih-damolla-hajim.jpg Мәрһум муһәммәд салиһ дамоллам һаҗим.
Social Media

Лагер шаһитлири 2016-йилидин буян хитайниң “диний ашқунлуқ”, “радикаллиқни тазилаш” дегәндәк намлар билән нурғун уйғур диний затларни тутқун қилғанлиқини ашкарилиғаниди.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати 19-ноябир “имамлар нәдә?” дегән темида тор илмий муһакимә йиғини уюштурған. Йиғинда дейилишичә, улар хитайниң тутқун қилиш һәрикити башланғандин буянқи из-дерәксиз ғайиб болған имамлар һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған болуп, йеқинда ғайиб болған диний затлар тоғрисида йеңи испатларға еришкән. Келәрки һәптә бу һәқтә мәхсус доклат елан қилидикән.

Мәзкур йиғинға қарақаш һөҗҗәтлири, тутқун қилинған зиялийлар тизимлики қатарлиқ муһим учурларни ашкарилашта һәл қилғуч рол ойниған норвегийәдә турушлуқ актип паалийәтчи абдувәли аюп, уйғур музика вә мәдәнийити тәтқиқатчиси, узун йил уйғурлар арисида тәкшүрүштә болған доктор рачел харрис ханим қатарлиқлар доклат беришкә тәклип қилинған болуп, улар уйғур диний затларниң кәң көләмлик тутқун қилишниң асаслиқ нишан болғанлиқини илгири сүргән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси петир ервин бу доклат һәққидә тохтилип мундақ деди: “имам ислам динида мәсчитләрдә диний рәһбәрлик қилидиған кишиләрни көрситиду. Уларниң адәттә җамаәт ичидә вәзиписи болиду. Уйғурлар уларни ‛молла‚ дәпму атайду. Улар кәң даирилик билимгә игә кишиләр болуп, җамаәтни йетәкләйду. Балиларға диний билимләрни өгитиду. Бизниң ениқлашлиримизға қариғанда, уйғур җамаити ичидики уқумушлуқ зиялийлар болсун, диний затлар болсун башта тутқун қилинған. Биз аилисидә балилириға қуран өгәткәнлики үчүн тутулған кишиләрни әмәс, бәлки рәсмий вә ғәйри рәсмий һалда уйғур җәмийитидә бәлгилик тәсиргә игә болғанлиқи үчүн тутулған диний рәһбәрләрни көздә тутуватимиз. Бу йәрдә диққәт қилишқа тегишлик бир қанчә муһим нуқта бар; биринчидин, 2016-йилдин башлап имамларниң көпинчиси туюқсиз ғайиб болушқа башлиған. Иккинчидин, 2017-йилдин кейин ашкариланғанлири болса асасән 17 йиллиқ, 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Үчинчидин, мушундақ узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлар асасән яшқа чоң йәни йеши 50 вә униңдин ашқан кишиләр”.

Абдувәли аюп әпәндиниң ейтишичә, у 2018-йили 5-айдин башлап из-дерәксиз ғайип болған кишиләр һәққидә тәкшүрүш елип барған болуп, муһаҗирәттә яшаватқан 300 дин артуқ уйғурни зиярәт қилған. Бу җәрянда тутқун қилинған, из-дерәксиз ғайип болған кишиләр арисида диний затларниң көп икәнликини байқиған. У йеқинқи тәкшүрүшлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу йил июнғичә йоқап кәткән 613 имамниң тизимликини турғуздуқ. Имамлар тутулуп кәткәндин кейин уйғур җәмийитидә қандақ әһвалларниң йүзбәргәнликини билиш үчүн лагер шаһитлирини зиярәт қилдим. 2018-Йили үрүмчигә барған шиветсийәлик бир тәтқиқатчи билән көрүштүм. Уларниң дейишичә уйғурлар қийин-қистаққа яшаштин бәкрәк өлүп кетиштин қорқайдиған һаләт шәкилләнгән. Имам болмиса өлгәндә намизини чүшүридиған киши болмаслиқидин әнсирәйдикән. Мәсчитләр чиқилип, имамлар тутуп кетилгәндин кейин ислам қаидиси бойичә ахирәтлик ишлирини елип бериш мумкин әмәс. Бу бәк ечинишлиқ”.

Абдувәли аюп әпәнди тутулған имамларниң ичидә йеши атмиштин, йәтмиштин ашқан яшинип қалған кишиләрниң көп санлиқни игиләйдиғанлиқини, уларниң һаятиниң хәтәрдә икәнликини тәкитлиди. Униң дейишичә 2018-йили тутулған атушлуқ абидин аюп исимлик имам 90 яштин ашқан киши болуп, һазир тумшуқ шәһиридики түрмидә икән.

Абдувәли әпәнди лагердики яшанғанлар һәққидә мунасивәтлик орунларға илтимас сунған болуп, “уларға көңүл бүлүш керәк, уларниң һаяти хәвп астида”, деди.

2017‏-Йили 12‏-айда тутқун қилинип, йиғивелиш лагериға қамалған муһәммәт салиһ дамоллам, ашу вақитта 81 яшта болуп, узун өтмәй йиғивелиш лагерида вапат болғаниди.

Рачел харрис ханим хитайниң уйғур мәдәнийитиниң “түврүки” болған ислам динини нишан қилғанлиқини әскәртти вә мундақ деди: “мениңчә диний затларниң уйғур җәмийитидики роли интайин муһим. Улар җамаәтни йетәкләйду, дини билимләрни өгитиду. Йезиларда улар җәмийәтниң һәр қатлимиға сиңип кәткән болуп, җамаәтни бир-биригә бағлап туриду. Шуңлашқа имамларниң бирақла йоқап кетиши уйғурларниң һаят қурулмисиға нисбәтән әҗәллик зәрбә болиду”.

Рачел харрис ханим узундин буян хәлқараниң чеқилған мәсчитләргә, чәкләнгән дини симовлолларға бәкрәк диққәтни мәркәзләштүргәнликини, әслидә у йәрдә яшайдиған инсанларниң ғемини қилишниң муһимлиқини тәкитлиди. У йәнә имамларға охшаш уйғур аяллири арисидики “бүви” ләрниң ақивити һәққидиму әндишә қилидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “он нәччә йилдин буянқи тәтқиқатимида мән асасән аял диний затлар йәни ‛бүви‚ләр билән алақидә болдум. Улар имамлардәк мәсчитләрдә ролини җара қилдурмайду, әмма уларниң вәзиписи өйдә. Улар асасән аялларға мунасивәтлик дини йосунларға йетәкчилик қилиду. Аял кишиниң мейитини юйидиған, өйдә кичик балиларға қуран өгитидиған ишларда аяллар болмиса болмайду. Мениң әнсирәйдиғиним, йезилардики аял диний затлар. Улар һәққидә учурға еришиш бәк тәс. Шуни җәзим қилалаймәнки ‛бүви‚ләрму ‛имам‚ларға охшаш йоқитиветилди. Он йил бурун мән йезиларға барған вақтимдиму аяллар йәрлик әмәлдарларниң суал-сорақлириға учрайитти. Балиларға қуран өгәткәнлики үчүн тутуп кетилгәнләрму бар иди. Мән уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин ашу аял дини затлар һәққидиму мәхсус тәкшүрүш елип берип, улар һәққидә айрим доклат тәйярлишини үмид қилимән”.

Өткән йили хитай һөкүмитиниң уйғур елидә мусулманларниң диний өрп-адәтлиригә чәклимә қойғанлиқи һәққидә бир һөҗҗәт елан қилинған болуп, доклатта никаһ оқуш, хәтнә қилиш, исим қоюштин тартип, өлүп кәткән кишиләрниң мейитини ююш, намизини чүшүрүшигичә болған әң әқәллий диний өрп-адәтлиригә чәклимә қоюлғанлиқи ашкариланғаниди. Мәзкур һөҗҗәттә йәнә аял мейит юғучи “бүвиләр” ниң мейит юғанда тәкбир ейтиши яки айәт оқуши чәкләнгәнлики қәйт қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.