Истанбулдики шәрқий түркистан иҗтимаий тәшкилатлири дуня җамаитини хитайниң қилмишлирини тосушқа чақириқ қилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2020.12.11
Истанбулдики шәрқий түркистан иҗтимаий тәшкилатлири дуня җамаитини хитайниң қилмишлирини тосушқа чақириқ қилди Шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийитиниң баш катипи докторант нуриддин избасар әпәнди(солда) уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида сөзлимәктә. 2020-Йили 10-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

10-Дикабердики “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән истанбулдики шәрқий түркистан иҗтимаий тәшкилатлири дуня җамаитини дәрһал һәрикәткә өтүп хитайниң қилмишлирини тосушқа чақриқ қилди.

10-Дикабердики “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән истанбулдики шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийитиниң уюштуруши билән уйғурлар учраватқан һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида иҗтимаий таратқу қаналлири арқилиқ нәқ мәйдандин доклат бериш программиси өткүзүлди. Бу программида шәрқий түркистан инсан һәқлирини көзитиш җәмийитиниң баш катипи доктурант нуриддин избасар әпәнди сөз қилип, нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқлири дәпсәндичиликлири тоғрисида тохталди вә бу һәқтики докилатни сунди.

Биз “уйғурлар әң көп қайси түрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә учраватиду, уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә хатимә бериш үчүн қандақ қәдәмләр бесилиши керәк?” дегән соалларни чөридигән асаста доктурант нурддин из басар әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Нурддин избасар әпәнди хитай даирилириниң уйғурларға қарита бастуруш елип беришиниң бирдин-бир сәвәбиниң шәрқий түркиситандики земин мәсилиси икәнликини, хитай бу земинни өзиниң әбәдий бир парчисиға айландуруш үчүн бу тупрақниң игиси болған уйғурларни йоқ қиливетиш нийитигә кәлгәнликини билдүрди.

Нурдиддин избасар әпәнди сөзидә йәнә хитайниң һәр хил шәкилдики зулумлири давам қилған болсиму, әмма 2017-йилидин башлап уйғурларни пүтүнләй йоқ қилиш мәқситидә ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини ипадилиди.

Нуриддин избасар әпәнди сөзидә йәнә б д т тәрипидин 1948-йили имзаланған “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” ниң пүткүл маддилирини бир бирләп көрүп чиққанлиқини, хитайниң бу 30 маддиниң ичидики пүткүл кишилик һәқ-һоқуқ бәлгилимилиригә хилаплиқ қилип, уйғурларға қарита бастурушни давам қилип кәлгәнликини билдүрди.

Нурдиддин избасар әпәнди уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләрниң һазир дәпсәндичиликтин һалқип өтүп ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йәткәнликини тәкитлиди.

Нурддин избасар әпәнди сөзидә йәнә уйғурлар үстидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликләргә хатимә бериш үчүн, уйғурлар мәсилисини академик саһәдә илмий усул билән аңлитиш, һессиятқа таянмастин дәлил-испатлиқ илмий тәтқиқатлар арқилиқ елип бериш керәкликлини оттуриға қойди.

Бүгүн йәнә 10-декабирдики “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән истанбулдики уйғур академийәсиниң уюштурушида “хитайниң шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә қирғинчилиқ җинайити” дегән темида тор йиғини ечилди. Уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қараханниң риясәтчиликидә өткүзүлгән тор йиғиниға уйғур академийәси идарә һәйәт әзалиридин доктор пәрһат қурбан тәңритағли, доктор мәғпирәт камал ханим, доктор шәвкәт насир қатарлиқлар қатнишип, уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида сөз қилди.

Биз бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн йиғинда сөз қилған доктор шәвкәт насир әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Доктор шәвкәт насир әпәнди уйғурларниң һәр саһәдә кишилик һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқини, болупму уйғурларниң әң асасий һоқуқи болған яшаш һоқуқиниң тартивелинғанлиқини тәкитлиди.

Доктор шәвкәт насир әпәнди сөзидә уйғурларниң һәқ һоқуқлириниң дәпсәндичиликлиригә хатимә берилиши вә ирқий қирғинчилиқниң тохтитилиши үчүн башта америка вә явропа әллириниң һәрикәткә өтүш керәкликини ипадилиди.

10-Дикабердики “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики тәрипидин уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичликләргә мунасивәтлик “дуня кишилик һоқуқ күни вә шәрқий түркистандики ечинишлиқ һәқиқәт” дегән темида баянат елан қилинди.

Баянатта һазир уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиләр тилға елинғандин кейин, дуня җамаитини уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа чақириқ қилинди.

Баянатта мундақ дейилгән: “дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән биз хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан инсан һәқлири таҗавузчилиқиға шиддәт билән қарши туримиз вә қаттиқ әйибләймиз. Шуниң билән биргә пүткүл дуня җамаитини, явропа иттипақи, ислам һәмкарлиқ тәшкилати, америка вә б д т кишилик һоқуқ комитети, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ өзлириниң ‛әркинлик җәңчиси‚ вә ‛кишилик һоқуқ қоғдиғучиси‚ дәп җар селиватқан пүткүл кишилик һоқуқ тәшкилатлирини, хитай зулуми астида езиливатқан шәрқий түркистан хәлқиниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа чақириқ қилимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.