Уйғуршунаслар: принсетон университетида “әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбияти әсәрлири топланмиси” ниң болуши тарихий әһмийәткә игә

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.09.13
eziz-eysa-elkun-kitab-princeton-teqdim Әнглийәдә яшайдиған уйғур шаири әзиз әйса әлкүн әпәндиниң өзи һазирғичә йиғқан вә принсетон университетиға тәқдим қилған зор сандики һәр хил китаб, гезит-журнал вә башқиларниң бир қисми. 2024-Йили сентәбир.
Eziz Eysa Elkün teminligen

Хәлқарада уйғурларға болған қизиқиш, болупму уйғурларниң мәдәнийити, тарихи, әдәбияти вә уйғур сиясий мәсилилиригә аит тәтқиқатларниң көпийишигә әгишип уйғур тилидики һәр хил әсәрләрни топлаш арқилиқ оқурмәнләр вә тәтқиқатчиларниң пайдилинишиға сунуш җиддий еһтияҗлиқ нуқтиға айланмақта. Мана мушундақ еһтияҗни һәл қилиш үчүн америкадики принсетон университети тунҗи қетим мәхсус уйғур тилидики һәр хил әсәрләрниң топланма амбирини қуруп чиқти. Бу, әнглийәдә яшайдиған уйғур шаири әзиз әйса әлкүн әпәндиниң өзи һазирғичә йиғқан зор сандики һәр хил китаб, гезит-журнал вә башқиларни тәқдим қилиши арқисида принсетон университетида қурулған “әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбияти әсәрлири топланмиси” намидики уйғур тилидики әсәрләр амбиридур.

“принсетон университети кутупханиси” ниң торида елан қилған мәхсус мақалидә дейилишичә, бу топламдики материяллар охшимиған йезиқларда (кона йезиқ, йеңи йезиқ, кирилчә вә латинчә) нәшр қилинған болуп, уйғур шаири вә уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң мудири әзиз әйса әлкүн тәрипидин 35 йилдин артуқ вақитта топланған. Бу әсәрләр уйғур ели, қазақистан өзбекистан түркийә вә башқа җайларда нәшр қилинған уйғурчә китаб, журнал, гезит вә башқиларни өз ичигә алидикән. Униңда йәнә 1940-йиллардики шәрқий түркистан җумһурийити билән мунасивәтлик материялларниму бар икән. Мәзкур хәвәрдә бу әсәрләрниң көпинчисиниң интайин аз учрайдиған материяллар болуп, буларниң һечқандақ ғәрб кутупханиси архипида йоқлуқи алаһидә тилға елинған.

Әзиз әйса әлкүн әпәнди бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип мундақ деди: “уйғур хәлқиниң язма мәдәнийәт мираслириниң муһим бир қисминиң дуняға даңлиқ принсетон университетида кәлгүси әвладлар үчүн сақлинип қалғанлиқидин бәк хушал болдум. Бу мән үчүн бир шәрәп. Бу йәнә принсетон университетиниң уйғур хәлқиниң язма мәдәнийәт мираслириға көңүл бөлгәнлики вә етирап қилғанлиқиниң көрсәткүчи. Бу мениң җапалиқ әмгәклиримниң мукапати”.

Антрополог вә уйғуршунас, чех җумһурийити палаки университети оломок (Palacký University Olomouc) ниң тәтқиқатчиси доктор руни стенберг (Rune Steenberg) “әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбияти әсәрлири топланмиси” һәққидә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “‛әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбият әсәрлири топланмиси‚ ниң принсетон университети кутупханисида болуши вә қоғдилиши тарихи әһмийәткә игә. Пурсәт болса мәнму принсетон университети кутупханисиға берип бу материяллар үстидә тәтқиқат елип беришни арзу қилимән. Мән ‛әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбият әсәрлири топланмиси‚ ниң пүтүн аммиға очуқ болушини үмид қилимән”.

Әзиз әйса әлкүн әпәнди принсетон университети кутупханиси материялға еришкәндин башқа, уйғур каталогиниң йоқлуқини көздә тутуп, каталогини түзүш үчүн үч йиллиқ вақитлиқ бир кишини хизмәткә алидиғанлиқини алаһидә тилға алди.

Харвард университетниң оқутқучиси доктор гүлнар әзиз ханим принсетон университетида мәзкур уйғур тилидики һәр хил әсәрләр топланмисиниң болушиниң уйғурлар вә тәтқиқатчилар үчүн наһайити муһим әһмийәткә игә икәнликини көрситип мундақ деди: “һазир көп кишиләр ‛әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбият әсәрлири топланмиси‚ға қизиқиватиду. Вәтәндә уйғур хәлқиниң язма мәдәнийәт мираслириниң йоқ қилинди. ‛әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбият әсәрлири топланмиси” дики материяллар чәт әлдә тепиш бәк тәс болған материяллар. Бу материяллар уйғурларниң тарихини, мәдәнийитини вә сиясий вәзийитини тәтқиқ қилишта тарих әһмийәткә игә”.

Мәлум болушичә, принсетон университетиға топланған бу әсәрләр 1930-йиллардин 21-әсирниң башлириғичә, болупму 1950-йилидин 1980-йилларғичә болған арилиқтики уйғур әдәбияти вә мәдәнийәт мираслирини вә башқиларни өз ичигә алидиған болуп, бәлки бу ғәрб дунясидики әң көп уйғурчә материяллар амбири болуп һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.