Мая ваң: “ ‛йеңи диний ишлар низами‚ да компартийәниң идеологийәси дин сүпитидә тәшвиқ қилинған”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.02.06
Qeshqer-konisheher-meschit-qizil-teshwiqat.jpg Қәшқәр шәһири булақ беши кочисидики мәсчиткә есилған қизил тәшвиқат лозункиси, 2017-йили июл.
Oqurmen teminligen

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин түзитиш киргүзүлүп мақулланған вә иҗра қилинишқа башлиған “уйғур аптоном райониниң диний ишлар низами”, чәт әлләрдики һәр саһә көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғимақта. Мутәхәссисләр, бу низам уйғур районида ислам динниң хитайчилаштурулушини күчәйтип, хитай компартийәсиниң идеологийәсини дин сүпитидә тәшвиқ қилғанлиқтур, дәп қаримақта.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң билдүрүшичә, “уйғур аптоном райониниң диний ишлар низами” 2023-йили 12-айниң 22-күни уйғур аптоном районлуқ 14-нөвәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң йәттинчи йиғинида түзитиш киргүзүлүп мақулланған болуп, 2024-йил 2-айниң 1-күнидин башлап рәсмий йолға қоюлидикән.

Мәзкур низамниң 5-маддисида, “һәр қайси динлар чоқум сотсиялизмниң ядролуқ қиммәт қаришини әмәлийитидә иҗра қилиш”, шундақла “динларниң хитайчилаштурулуш йөнилишидә чиң туруши керәк” дейилгән. Мәзкур низамниң 26-маддисида, дуа-тилавәт вә ибадәт сорунлири мәйли “илгири селинған яки һазир ремонт қилиниватқан яки қайта қурулуватқан” болушидин қәтийнәзәр, улар “бинакарлиқ, һәйкәлтирашлиқ, рәсим вә безәкчилик қатарлиқ җәһәтләрдә чоқум хитайчә алаһидилик вә хитайчә услубини әкс әттүрүши керәк” дейилгән.

Қәшқәрдики ихлас талла базириниң кириш еғизиниң оң тәрипидики тамға уйғурчә вә хитайчә лозунка есилған көрүнүш. 2018-Йили авғуст, қәшқәр
Қәшқәрдики ихлас талла базириниң кириш еғизиниң оң тәрипидики тамға уйғурчә вә хитайчә лозунка есилған көрүнүш. 2018-Йили авғуст, қәшқәр
commons.wikimedia.org

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң муавин мудири мая ваң (Maya Wang) радийомиз зияритини қобул қилип, түзитиш киргүзүлүп мақулланған вә йолға қуюлған йеңи диний ишлар низами һәққидә көз қарашлирини оттуриға қойди. У, бу йеңи бәлгилимидә хитай компартийәсиниң идеологийәсиниң һәқиқий дин сүпитидә тәшвиқ қилинғанлиқини илгири сүрди:

 “бу бәлгилимә (низам) шинҗаңдики мусулманларниң динни паалийәтлирини қелиплаштуридиған вә динға етиқад қилишни қаттиқ контрол қилидиған район характерлик бәлгилимә. Бу йеңи бәлгилимидә, компартийәниң дуа-тилавәт вә ибадәт орунлириға болған контроллуқини күчәйтиш, шундақла динларға болған сиясий-идийәви җәһәттики контроллуқини күчәйтиш муһим нуқта қилинған. Бу бәлгилиминиң нурғун нуқтилирида ши җинпиңниң 2016-йили йолға қойған динларни хитайчилаштуруш идийәси әкс әткән. Йәни униңда динни техиму илгирилигән һалда хитайчилаштуруш, хитай компартийәсиниң идеологийәси билән техиму маслаштуруш вә компартийәниң идеологийәсини һәқиқий дин сүпитидә тәшвиқ қилинған. ”

 Түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултетиниң дотсенти, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, доктор әркин әкрәм бу йеңи диний ишлар низаминиң характери вә алаһидилики һәққидә көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. У, мәзкур низамнаминиң динға етиқад қилғучиларни әмәс, бәлки динға етиқад қилмайдиғанларни бәкрәк қоғдиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә мундақ деди: “бу низамнамә етиқадчилардин диний пәрзләрни орундашни әмәс, бәлки компартийәниң йолйоруқлирини орундашни тәләп қилған. ”

Түзитиш киргүзүлгән бу йеңи бәлгилимигә һәр дәриҗилик һөкүмәтләрниң диний тәлим-тәрбийәни қаттиқ контрол қилишиға капаләтлик қилидиған йеңи мәзмунлар киргүзүлгән. 13-Маддиға қариғанда, мәзкур низамда һөкүмәт тәстиқлиған диний органлардин башқа барлиқ диний тәлим-тәрбийә орунлири бирдәк чәкләнгән. 14-Маддида “вәтәнпәрвәр диний затларни йетилдүрүш”, муқәддәс диний дәстурларни “тоғра усулда” шәрһләшни өз ичигә алған “хитайчә алаһидиликкә игә” диний мәктәпләрла мәвҗут болуши керәк, дәп көрситилгән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат мәркизиниң директори һенрик шаҗевски (Henryk Szadziewski) радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур йеңи низамда уттуриға қоюлған “йеңи мәзмунлар” вә хитай һөкүмитиниң мәқсити үстидә тохталди. У мундақ деди:

 “маһийәттә бу бәлгилимидә чәкләнгән йүрүш-туруш вә һәрикәтләргә кеңәйтилип ениқлима берилгән. Бу йеңи бәлгилимидә милләтләр иттипақлиқи мәсилисигә алаһидә орун берилгән. Бу йәрдики чәклимә әлвәттә хитай болмиған хәлқләргә қаритилған, шундақла хитай һөкүмити иқтисадий тәрәққият муһим дәп қарап, буни алдинқи орунға қойған. Бу уйғур районини контрол қилишниң бир васитиси. Биз бу йеңи бәлгилимидә башқа елементларниму көримиз. Бу бәлгилимилиридин хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур райониға алаһидә диққәт қиливатқанлиқини көримиз. Йәнә келип, бу бәлгилимидә диний оқутуш органлири зәрбә бериш нишани қилинған. Муһим нуқта шуки, бу бәлгилимидә коммунистик партийәниң қиммәт қарши билән йеңидин яратмақчи болған диний органларниң хитайлишиши күчәп тәшәббус қилинған. Буниңдин бу диний органларниң динға әмәс, бәлки компартийәгә хизмәт қилидиғанлиқини көрүвалғили болиду. ”

Ундақта, хәлқара җәмийәт хитайни уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт билән әйибләватқан бүгүнки күндә, хитай немә үчүн уйғур елида ислам диниға вә башқа динларға қаттиқ чәклимә қойидиған бу йеңи низам (бәлгилимә) ни оттуриға чиқириду?

Хотән шәһиридики базарда қоллирида калтәк тутқан кишиләр аманлиқ сақлаватқан көрүнүш. 2017-Йили 3-ноябир
Хотән шәһиридики базарда қоллирида калтәк тутқан кишиләр аманлиқ сақлаватқан көрүнүш. 2017-Йили 3-ноябир
AP

Доктор әркин әкрәм бу соалға мундақ дәп җаваб бәрди: “хитай хәлқарадики терроризмға қарши күрәш вә ғәрбтики ислам қорқунчини пурсәт билип, уйғур елидики мусулманларни террорлуққа бағлап зәрбә бериватиду. Хитайниң мәқсити уйғурларниң миллий вә диний кимликини йоқитиштин ибарәт. ”

Һенрик шаҗевиски, ислам дининиң әхлақий вә қиммәт қараш җәһәтләрдә хитайниң қиммәт қарашлиридин пәрқлиқ икәнликини, шуңа хитай ислам динини өзигә тәһдит дәп қарап, хәлқарадики әйибләшкә вә тәнқидләшкә қаримай уни хитайчилаштурушқа бар күчи билән урунуватқанлиқини илгири сүрди:

 “мениңчә, ислам дини хитай һакимийитигә алаһидә тәһдит шәкилләндүриду. Хитайниң һакимийәт бешида туруватқан компартийә һәр вақит контроллуқ иқтидариға вә авамниң өзигә болған садақәтмәнликигә алаһидә әһмийәт бериду вә шуни тәләп қилиду. Ислам башқа бир хил әхлаққа, идарә вә қиммәт қарашқа вәкиллик қилиду, йәни ислам динидики бу әхлақ, идарә қилиш түзүми вә қиммәт қариши хитай дөлитиниң әхлақ вә қиммәт қаришидин пәрқлиқ. Йәнә келип хитай бу җәһәттә көп тиришчанлиқларни қилған болсиму, әмма буларни контрол қилалмиди. Шуңа ислам дини хитай дөлити үчүн бир тәһдит яритиду. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити диний турмуш вә диний органларниң контроллуқини өз қолида тутушқа вә уларни хитайчилаштурушқа тиришиватиду.”

Хитай һөкүмитиниң бу хил диний бастуруш вә мутләқ контроллуқ сиясити хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” билән әйибләнгән иди. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң 2022-йили елан қилған уйғур райони һәққидики доклатида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниң “инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуши мумкинлики” оттуриға қоюлған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.