Хитайниң илгири таҗсиман вирусни биологийәлик қоралға айландурушни музакирә қилғанлиқи мәлум

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.05.09
Хитайниң илгири таҗсиман вирусни биологийәлик қоралға айландурушни музакирә қилғанлиқи мәлум Австралийәлик журналист шарри марксон корона вируси үстидин елип барған тәкшүрүшлири асасида йезип чиққан “вухәндә зади немә болди” намлиқ китаб.
Social Media

Америка ташқи ишлар министирлиқи еришкән бир қисим һөҗҗәтләрдә ашкарилинишичә, хитай һәрбий алимлири COVID-19 тарқилиштин бәш йил бурун SARS таҗсиман вирусни биологийәлик қоралға айландуруш тоғрисида мулаһизә йүргүзгән икән.

“австралийә һәптә ахири гезити” ниң корона вируси һәққидә йеқинда нәшр қилинидиған бир парчә китабтин нәқил елип хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики һөҗҗәтләрни 2015-йили қолға чүшүргән.

“вухәндә зади немә болди” намлиқ бу китабни австралийәлик журналист шарри марксон корона вируси үстидин елип барған тәкшүрүшлири асасида йезип чиққан болуп, китаб йеқинда нәшрдин чиқидикән.

Мәлум болушичә, бу һөҗҗәтләр хитай азадлиқ армийәсиниң тәтқиқатчилири SARS таҗсиман вирусни биологийәлик қоралға айландуруш һәққидә язған “сарсниң бинормал мәнбәси вә биологийәлик қорал сүпитидики сүний вирусниң йеңи түрлири” намлиқ бир парчә тәтқиқат мақалисидин елинған икән.

Мақалидә “3-дуня уруши” ниң биологийәлик қораллар билән қилинидиғанлиқи көрситилгән.

Хәвәрдә нәқил қилишичә, мақалидә сарс таҗсиман вирусиниң “йеңи дәврдики ген қораллири” дин бешарәт бәргәнлики, буни “сүний усулда йеңидин пәйда болған инсан кесәлликлири вирусиға өзгәртип, андин уни қоралға айландуруп илгири көрүлүп бақмиған шәкилдә тарқитиш” қатарлиқ мәзмунлар көрситилгән.

Мақалиниң апторлири хитай юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш идарисиниң сабиқ муавин башлиқи ли фең, шундақла шиән һава армийәси теббий университетиға қарашлиқ алим вә қорал мутәхәссислири қатарлиқ хитайниң бир қанчә юқири дәриҗилик аммиви сәһийә вә һәрбий әрбаблирини өз ичигә алидикән.

“австралийә һәптә ахири гезити” ниң билдүрүшичә, бу һөҗҗәтниң сахта әмәслики рәқәмлик әдлийә дәлил-испатлири мутәхәссиси роберт поттер тәрипидин дәлилләнгән.

2002-Йиллири хитайда сарс вируси тарқилип нурғун адәмниң җениға замин болғандин кейин, хитай даирилири вухән вирологийә институтида хитайдики тунҗи 4-дәриҗилик биологийәлик бихәтәрлик тәҗрибиханиси қурушни тәстиқлиған икән.

Корона вируси тунҗи болуп хитайниң мәзкур биологийәлик бихәтәрлик тәҗрибиханисиға йеқин вухән шәһиридә тарқалған. Вирус тиз сүрәттә пүтүн дуняға ямрап 158 милйонға йеқин адәмни юқумландурған вә 3 милйон 300 миңға йеқин адәмниң җениға замин болған иди.

Мәзкур вирусниң тарқилиш мәнбәси һәққидики талаш тартишлар һәрхил болуп, дуня сәһийә тәшкилатиниң тәһқиқлигүчилири бу йилниң бешида вухәндә бир ай тәкшүрүш елип барған. Һалбуки уларниң тәкшүрүш хизмити хитайниң тосқунлуқиға учриған.

Әйни чағда, хитай даирилириниң дуня сәһийә тәшкилати тәтқиқатчилириға корона вирусниң дәсләпки юқумиға аит мәлуматларни беришни рәт қилғанлиқи оттуриға чиққандин кейин, америка һөкүмити хитайдин бу учурларни ашкарилашни тәләп қилған вә сәһийә тәшкилатиниң тәкшүрүш ишлириниң тосалғусиз болуши лазимлиқини тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.