Қирғизистан уйғурлири корона вируси түпәйлидин ақсақаллиридин мәһрум қалмақта

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2020.07.10
Mirzahakim_Abdulov-2018.jpg Мирзаһаким абдулов әпәндим (солдин биринҗи киши) ақ сақаллар кеңишидә. 2018-Йили ноябир.
RFA/Feruze

2019-Йилниң ахирида хитайниң вухән шәһиридә биринчи қетим көрүлгән корона вирус ағриқи пүтүн дуняға тарқилип, чоң бир апәткә айланған. Мушу йилниң март ейидин тартип вирус оттура асия дөләтлиригә тарқилип, шу җүмлидин қирғизистанғиму йетип келип, бу дөләттә яшаватқан уйғурларғиму сәлбий ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарди.

Июн ейиниң ахирлирида таҗсиман вирус бишкәк шәһири вә униң әтраплирида йеңидин ямрап қирғизистан һөкүмити вә сәһийә системисиниң бу кесәлгә қарши толуқ тәйярлиқларни йүргүзмигәнликини ашкарилиди. 

“кактус медиа” ахбаратиниң билдүрүшичә қирғизистанда өткән күн ичидә 57 киши қаза тапти. Буларниң ичидә 13 киши корона вирусидин, йәнә 44 киши пневмонийә, йәни өпкә яллуғидин вапат болған. Иҗтимаий таратқуларда кишиләрниң наразилиқи өсмәктә. Бишкәк шәһириниң турғуни таалайбек шайимбекоф, “азадлиқ” радийосиниң зияритини қобул қилғанда, у ағриқ сиңлиси билән бир нәччә дохтурханиларға берип сәһийә ярдимигә еришәлмигәнлики, униң 26яшлиқ сиңлисиниң пневмонийә ағриқидин нәпәс алалмастин қаза қилғанлиқини ейтқан. Таалайбек шайимбекофниң дейишичә, һөкүмәт вә сәһийә министирлиқи бу кесилсә қарши туруш үчүн тәйярлиқ қилмиған. 

Игилинишичә июн ейиниң ахирлиридин буян бишкәк шәһиридики дохтурханиларда юқумланған кишиләрни давалаш үчүн җай йоқ болуп көп кишиләр дохтурханиларниң ишиклирини алдида қаза қилишти. 

Сәһийә министирлиқиниң елан қилишичә қирғизистанда өткән бир күн ичидила 80 дохтур вә сәһийә хадими корона вируси билән юқумланған. Март ейидин тартип қирғизистанда юқумғанларниң сани 9 миң 358 кишигә йәткән, 122 киши қаза қилған, йәнә 224 киши өпкә яллуғидин вапат болған. 

Корона вирусиниң тарқилиши уйғур җамаитигә қаттиқ тәсир көрсәтмәктә. Корона ағриқи сәвәбидин қирғизистан уйғурлириниң җумһурийәт бойичә баш йигит беши мирзаһаким абдулоф қаза қилди. Игилинишичә у иссиқ-ата наһийәлик дохтурханида пиневманийә, йәни өпкә яллуғидин қаза қилған, униңдин бир күн бурун мирзаһаким һаҗимниң қизи охшаш диагноз билән көз юмғаниди.

Мирзаһаким һаҗим абдулоф 40 йилдин буян бишкәк шәһиридики төкүлташ мәһәллисидә йигит бешилик вәзиписини атқуруп, уйғур хәлқиниң өрп-адәтлириниң сақлинишида вә мәдәнийәт-сәнитини раваҗландурушида, болупму уйғур тилида нәшр қилинидиған “иттипақ” гезитиниң санини көпәйтишкә чоң төһпилирини қошуп кәлгән вәтәнпәрвәр адәм иди. “иттипақ” гезитиниң баш муһәррири әкбәрҗан баудуноф мирзаһаким абдулофниң “иттипақ” җәмийитиниң қурулғанлиқидин тартип җанкөйәрлик билән җамаәт ишлириға қатнашқанлиқини тилға елип, қирғизистан уйғур җамаити үчүн чоң йоқитиш болғанлиқини ейтип, мәрһумниң аилисигә чоңқур тәзийә билдүрди. 

Мирзаһаким һаҗим абдулоф 2015-йили чақирилған қирғизистан уйғурлириниң 9-қурултийида җумһурийәтлик баш йигит беши болуп сайланғаниди. Мирзаһаким абдулоф хәлқ үчүн қилған хизмәтлири шәрипигә “ихсан” медали, шундақла қирғизистан хәлқ кеңишиниң медали вә тәқдирнамилиригә еришкән. Зияритимизни қобул қилған “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси артиқ һаҗийеф мирзаһаким абдулофниң паалийәтлирини юқири баһалап аилисигә чоңқур тәзийә билдүрди. 

Униңдин башқа йәнә төкүлташ мәһәллисиниң йигит беши һәм иттипақ җәмийитиниң муавин рәиси мәхмәтҗан кибироф әпәндиму өпкә яллуғидин қаза қилди. 

Мирзаһаким һаҗим абдулоф вә мәхмәтҗан кибирофлар бишкәк шәһиридә исламий қаидиләр бойичә дәпнә қилинди. Корона вирус ағриқи қаттиқ ямрап кәткәнлики үчүн көп кишиләр җиназа намизиға қатнишалмай қалди. 

Рәсмий мәлуматларға асасланғанда қирғизистанда таҗсиман вируси билән юқумланғанларниң сани тоққуз миңдин ашти. 

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасимоф тор арқилиқ җамаәтни йәнә бир қетим вирустин мудапиәлиниш чарилирини қоллинип, һөкүмәтниң пәрманлири бойичә иш қилишқа чақирди.

Игилинишичә бишкәк шәһири вә униң әтрапидики лебединофка вә новопокрофка йезилиридики уйғур аһалиси ичидә көп кишиләр корона вируси вә өпкә яллуғиси кесили билән юқумланған вә бәзилири қаза тапқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.